< Тарих-тәзкирә 2 26 >

1 Йәһуданиң барлиқ хәлқи униң он алтә яшқа киркән оғли Уззияни тикләп, уни атиси Амазияниң орнида падиша қилди
是においてユダの民みなウジヤをとりて王となしてその父アマジヤに代らしめたり時に年十六なりき
2 (падиша атиси ата-бовилириниң арисида ухлиғандин кейин, Елат шәһирини қайтидин ясап, Йәһудаға йәнә тәвә қилғучи дәл Уззия еди).
彼エラテの邑を建てこれを再びユダに歸せしむ是はかの王がその先祖等とともに寝りし後なりき
3 Уззия тәхткә чиққан чеғида он алтә яш еди; у Йерусалимда җәмий әллик икки жил падишалиқ қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, Йерусалимлиқ еди.
ウジヤは十六歳の時位に即きヱルサレムにて五十二年の間世を治めたりその母はヱルサレムの者にして名をヱコリアといふ
4 У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
ウジヤはその父アマジヤが凡てなしたる如くヱホバの善と觀たまふ事を行ひ
5 Худа бәргән аламәт көрүнүшләр билән йорутулған Зәкәрия Уззияға тәлим бәргәчкә, у һаят вақтида Уззия Худани издиди; вә у Пәрвәрдигарни издигән күнләрдә Худа униң ишлирини раван қилди.
神の默示に明なりしかのゼカリヤの世にある日の間心をこめてヱホバを求めたりそのヱホバを求むる間は神これをして幸福ならしめたまへり
6 У чиқип Филистийләргә һуҗум қилди вә Гатниң сепилини, Җабнәһниң сепилини вә Ашдодниң сепилини чақтурувәтти. Йәнә Ашдод әтрапида, шундақла Филистийләр арисида бир нәччә шәһәр бәрпа қилди.
彼いでてペリシテ人と戰ひガテの石垣ヤブネの石垣およびアシドドの石垣を圮しアシドドの地ならびにペリシテ人の中間に邑を建つ
7 Худа униң Филистийләр вә Гур-баалда туруватқан Әрәбләр билән Маонларға қарши урушиға ярдәм бәрди.
神かれを助けてペリシテ人グルバアルに住むアラビヤ人およびメウニ人を攻撃しめたまへり
8 Аммонийлар Уззияға олпан төлиди; Уззия толиму қудрәтлик болуп, нам-шөһрити таки Мисирниң чегарисиғичә тарқалди.
アンモニ人はまたウジヤに貢を納るウジヤの名つひにエジプトの入口までも廣まれり其は甚だ強くなりければなり
9 Уззия Йерусалимдики «Буҗәк дәрвазиси»да, «Җилға дәрвазиси»да вә сепилниң қайрилидиған йеридә мунарлар салди вә уларни әҗайип мустәһкәм қилди.
ウジヤ、ヱルサレムの隅の門谷の門および角隅に戌樓を建てこれを堅固にし
10 У йәнә чөлләрдә бир мунчә күзәт мунарлирини салғузди вә көп қудуқларни колатти; чүнки униң Шәфәлаһ түзләңлигидә вә егизликтә нурғун чарвиси бар еди; у йәнә териқчилиққа амрақ болғачқа, тағларда вә етиз-бағларда [нурғун] бағвәнләрни вә үзүмчиләрни яллап ишләтти.
また荒野に戌樓を建て許多の水溜を掘り其は家畜を多く有たればなり亦平野にも平地にも家畜を有り又山々およびカルメルには農夫と葡萄を修る者を有り農事を好みたればなり
11 Уззияниң йәнә урушқа маһир қошуни бар еди. Қошун катип Җәийәл вә әмәлдар Маасеяһ ениқлиған санға асасән қисим-қисимлар бойичә бөлүнүп, падишаниң сәрдарлиридин бири болған Һананияниң йетәкчилиги астида сәп болуп җәңгә чиқатти.
ウジヤ戰士一旅團あり書記ヱイエルと牧伯マアセヤの數調査によりて隊々にわかれて戰爭に出づ皆王の軍長ハナニヤの手に屬す
12 Бу батур җәңчиләр ичидики һәр қайси җәмәт башлири җәмий икки миң алтә йүз киши еди.
大勇士の族長の數は都合二千六百
13 Уларниң йетәкчилиги астидики қошун җәмий үч йүз йәтмиш йәттә миң бәш йүз болуп, һәммиси ишта қабил, җәңдә маһир еди, улар падишаға ярдәмлишип дүшмәнгә һуҗум қилалайтти.
その手に屬する軍勢は三十萬七千五百人みな大なる力をもて戰ひ王を助けて敵に當る
14 Уззия пүткүл қошунидики ләшкәрлирини қалқан, нәйзә, добулға, савут, оқя вә салғилар биләнму қуралландурған еди.
ウジヤその全軍のために楯戈兜鎧弓および投石器の石を備ふ
15 У йәнә Йерусалимда устилар иҗад қилған оқ беши вә йоған ташларни атқучи үскүниләрни яситип, уларни сепил мунарлириға вә бүҗәклиригә орунлаштурған еди. Униң нам-шөһрити жирақ-жирақларға кәткән еди, чүнки у аламәт ярдәмләргә еришкәчкә, карамәт қудрәт тапқан еди.
彼またヱルサレムにおいて工人に機械を案へ造らしめ之を戌樓および石垣に施こし之をもて矢ならびに大石を射出せり是においてその名遠く廣まれり其は非常の援助を蒙りて旺盛になりたればなり
16 Лекин у күчәйгәндин кейин, мәғрурлинип кәтти вә бу иш уни һалакәткә елип барди. У Худаси Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қилип, хушбуйгаһ үстидә хушбуй яқимән дәп Пәрвәрдигарниң өйигә кирди.
然るに彼旺盛になるにおよびその心に高ぶりて惡き事を行なへり即ち彼その神ヱホバにむかひて罪を犯しヱホバの殿に入て香壇の上に香を焚んとせり
17 Каһин Азария билән Пәрвәрдигарниң башқа каһинлиридин сәксән әзимәт униң арқидин кирди;
時に祭司アザリヤ、ヱホバの祭司たる勇者八十人を率ゐて彼の後にしたがひ入り
18 Улар падиша Уззияни тосуп: — И Уззия, Пәрвәрдигарға хушбуй йеқиш саңа тәвә иш әмәс, бәлки хушбуй йеқишқа муқәддәс хизмәткә аталған каһинлар болған, Һарунниң әвлатлириға мәнсуптур; муқәддәсханидин чиққин, чүнки итаәтсизлик қилип қойдуң; сән Худа Пәрвәрдигардин иззәт тапалмайдиған болуп қалисән, деди.
ウジヤ王を阻へてこれに言けるはウジヤよヱホバに香を焚ことは汝のなすべき所にあらずアロンの子孫にして香を焚ために潔められたる祭司等のなすべき所なり聖所より出よ汝は罪を犯せりヱホバ神なんぢに榮を加へたまはじと
19 Уззия қаттиқ ғәзәпләнди; у хушбуй яққили турған һаләттә, қолида бир хушбуйданни тутуп туратти; у Пәрвәрдигарниң өйидики хушбуйгаһниң йенида туруп каһинларға ғәзәплиниватқан чағда, каһинларниң алдидила униң пишанисиға мохо өрләп чиқти.
是においてウジヤ怒を發し香爐を手にとりて香を焚んとせしがその祭司にむかひて怒を發しをる間に癩病その額に起れり時に彼はヱホバの室にて祭司等の前にあたりて香壇の側にをる
20 Баш каһин Азария билән башқа каһинлар қариса, мана, бирдинла униң пишанисиға мохо өрләп чиққан еди; улар дәрһал уни чиқириветишкә иттәрди; у өзиму чиқип кетишкә алдириди, чүнки Пәрвәрдигар уни урған еди.
祭司の長アザリヤおよび一切の祭司等彼を見しに已にその額に癩病生じゐたれば彼を其處より速にいだせり彼もまたヱホバの己を撃たまへるを見て自ら急ぎて出去り
21 Падиша Уззияни таки өлгичә мохо кесили чирмивалди; у мохо кесили болғачқа, айрим бир өйдә турди; шуниң билән у Пәрвәрдигарниң өйигә кириштин мәһрум қилинди. Униң оғли Йотам ординиң ишлирини башқуруп, жут сориди.
ウジヤ王はその死る日まで癩病人となり居しがその癩病人となるにおよびては別殿に住りヱホバの室より斷れたればなり其子ヨタム王の家を管理て國の民を審判り
22 Уззияниң башқа әмәллири болса баштин ахириғичә Амозниң оғли Йәшая пәйғәмбәр тәрипидин йезип қалдурулғандур.
ウジヤのその餘の始終の行爲はアモツの子預言者イザヤこれを書記したり
23 Уззия өзиниң ата-бовилири арисида ухлиди; бәзиләр: — «У мохо болған адәм» дегәчкә, у ата-бовилири қатарида ятқузулған болсиму, падишалар қәбирстанлиғиға тәвә [чәтрәк] бир йәрликкә дәпнә қилинди. Андин оғли Йотам униң орниға падиша болди.
ウジヤその先祖等とともに寝りたれば彼は癩病人なりとて王等の墓に連接る地にこれを葬りてその先祖等とともならしむその子ヨタムこれに代りて王となれり

< Тарих-тәзкирә 2 26 >