< Тарих-тәзкирә 2 25 >
1 Амазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди, у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәһоаддан болуп, Йерусалимлиқ еди.
2 Амазия Пәрвәрдигарниң нәзиридә тоғра болған ишларни қилди, лекин пүтүн көңли билән қилмиди.
3 Вә шундақ болдики, у падишалиғини мустәһкәмливалғандин кейин падиша атисини өлтүргән хизмәткарлирини тутуп өлтүрди.
4 Лекин Мусаға чүшүрүлгән қанун китавида Пәрвәрдигарниң: «Нә атиларни оғуллири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду нә оғуллирини атилири үчүн өлүмгә мәһкүм қилишқа болмайду, бәлки һәр бири өз гунайи үчүн өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп пүтүлгән әмри бойичә, у өлтүргичиләрниң балилирини өлүмгә мәһкүм қилмиди.
5 Амазия Йәһудаларни жиғип, җәмәтлиригә қарап пүтүн Йәһудаларни вә Биняминларни миң беши вә йүз бешилар астиға бекитти; у улардин жигирмә яштин ашқанларниң санини еливиди, җәңгә чиқалайдиған, қолиға нәйзә вә қалқан алалайдиған хил ләшкәрдин үч йүз миң адәм чиқти.
6 У йәнә бир йүз талант күмүч сәрп қилип Исраилдин йүз миң батур җәңчи ялливалди.
7 Лекин Худаниң бир адими униң алдиға келип: — И падишасим, Исраил қошунини өзлири билән биллә барғузмиғайла; чүнки Пәрвәрдигар Исраиллар яки Әфраимийларниң һеч қайсиси билән биллә әмәс.
8 Һәтта сили чоқум шундақ қилимән, батуранә күрәш қилимән десилиму, Худа өзлирини дүшмән алдида жиқитиду, чүнки Худа инсанға ярдәм беришкиму қадирдур, инсанни жиқитишқиму қадирдур, деди.
9 Амазия Худаниң адимигә: — Әмисә мән Исраилниң ялланма қошуниға бәргән йүз талант күмүчни қандақ қилсам болиду? — дәп соривиди, Худаниң адими униңға: — Пәрвәрдигар өзлиригә буниңдинму зиядә көп беришкә қадирдур, дәп җавап бәрди.
10 Шуниң билән Амазия Әфраимдин өзигә кәлтүрүлгән ялланма қошунни айрип чиқип, өйлиригә қайтурувәтти; шу сәвәптин улар Йәһудаларға бәк ғәзәплинип, қаттиқ қәһр ичидә өйлиригә қайтип кетишти.
11 Амазия җасаритини урғутуп, өзиниң хәлқини башлап «Шор вадиси»ға берип Сеирлардин он миң адәмни йоқатти.
12 Йәһудалар йәнә он миң адәмни тирик тутувелип, тик ярниң левиға апирип, ярдин иштиривиди, уларниң һәммиси парә-парә қилинип ташланди.
13 Һалбуки, Амазия өзи билән биллә җәң қилишқа рухсәт қилмай қайтурувәткән ялланма әскәрләр Самарийәдин Бәйт-Һорунғичә болған Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиригә һуҗум қилип кирип үч миң адәмни қирип ташлиди һәм нурғун мал-мүлүкни булап кәтти.
14 Лекин шундақ болдики, Амазия Едомийларни мәғлуп қилип қайтип кәлгән чағда у Сеирларниң бутлириниму елип келип, уларни өзи үчүн мәбуд қилип, уларға баш урди вә уларға хушбуй яқти.
15 Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Амазияға қозғалди, У униң алдиға бир пәйғәмбәрни әвәтти. Пәйғәмбәр униңға: — Өз хәлқини сениң қолуңдин қутқузалмиған бу хәлиқниң илаһлирини зади немә дәп издәйсән? — деди.
16 Вә шундақ болдики, у падишаға техи сөз қиливатқанда, падиша униңға: — Биз сени падишаниң мәслиһәтчиси қилип тиклигәнму? Қой, бу гепиңни! Өлгүң кәлдиму немә? — деди. Шуниң билән пәйғәмбәр гәптин тохтиди-дә, йәнә: — Бу ишни қилғиниң һәм нәсиһитимгә қулақ салмиғиниң үчүн Пәрвәрдигар сени йоқитишни қарар қилди, дәп билимән, — деди.
17 Шуниңдин кейин Амазия мәслиһәтлишип, Исраилниң падишаси Йәһуниң нәвриси, Йәһоаһазниң оғли Йоашниң алдиға әлчиләрни маңдуруп: «Қени, [җәң мәйданида] йүз туранә көрүшәйли» деди.
18 Исраилниң падишаси Йоаш Йәһуданиң падишаси Амазияға әлчи әвәтип мундақ сөзләрни йәткүзди: «Ливандики тикән Ливандики кедир дәриғигә сөз әвәтип: «Өз қизиңни оғлумға хотунлуққа бәргин!» — деди. Лекин Ливандики бир явайи һайван өтүп кетиветип, тикәнни дәссивәтти.
19 Сән дәрвәқә Едомниң үстидин ғәлибә қилдиң; көңлүңдә өз-өзүңдин мәғрурлинип яйрап кәттиң. Әнди өйүңдә қалғиниң яхши; немишкә бешиңға күлпәт кәлтүрүп, өзүңни вә өзүң билән Йәһудани балаға жиқитисән?».
20 Амма Амазия қулақ салмиди. Бу иш Худадин кәлди; чүнки улар Едомниң илаһлирини издигән еди, Худа уларни [Йоашниң] қолиға чүшсун дәп әнә шундақ орунлаштурған еди.
21 Шуниң билән Исраил падишаси Йоаш җәңгә атлинип чиқти; икки тәрәп, йәни у Йәһуда падишаси Амазия билән Бәйт-Шәмәштә, җәң мәйданида йүз туранә учрашти.
22 Йәһуданиң адәмлири Исраилниң адәмлири тәрипидин тирипирән қилинип, һәр бири өз өйигә қечип кәтти.
23 Исраил падишаси Йоаш Бәйт-Шәмәштә Йәһоаһазниң нәвриси, Йоашниң оғли Йәһуда падишаси Амазияни әсир қилип Йерусалимға елип барди; вә у Йерусалимниң сепилиниң Әфраим дәрвазисидин тартип бүҗәк дәрвазисиғичә болған төрт йүз гәзлик бир бөлигини өрүвәтти.
24 У Худаниң өйидә, Обәд-Едом мәсъул болуп сақлаватқан вә падишаниң ордисидики ғәзнидин тепилған барлиқ алтун-күмүч, қача-қучиларни буливалди вә кепиллик сүпитидә бир нәччә тутқунни елип Самарийәгә йенип кәтти.
25 Исраил падишаси Йәһоаһазниң оғли Йоаш өлгәндин кейин, Йоашниң оғли, Йәһуданиң падишаси Амазия он бәш жил өмүр көрди.
26 Амазияниң қалған әмәллири болса, мана уларниң һәммиси баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгән әмәсмиди?
27 Амазия Пәрвәрдигардин ваз кәчкәндин башлапла Йерусалимда бәзиләр уни қәстләшкә киришкән еди; шуниң билән у Лақиш шәһиригә қечип кәтти; лекин қәстлигүчиләр кәйнидин Лақишқа адәм әвәтип, у йәрдә уни өлтүрди.
28 Андин улар уни атларға артип Йерусалимға елип барди. У Йерусалимда ата-бовилириниң арисида «Йәһуданиң шәһири»дә дәпнә қилинди.