< Тарих-тәзкирә 2 24 >
1 Йоаш тәхткә чиққан чеғида йәттә яшта еди, у Йерусалимда қириқ жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Зибияһ болуп, Бәәр-Шебалиқ еди.
2 Йәһояда каһин һаят күнлиридә Йоаш Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти.
3 Йәһояда униңға икки хотун елип бәрди, у бир қанчә оғул-қиз пәрзәнт көрди.
4 Шуниңдин кейин Йоаш Пәрвәрдигарниң өйини қайта яситиш нийитигә кәлди,
5 у каһинларни вә Лавийларни жиғип уларға: — Худайиңларниң өйини оңлитип туруш үчүн Йәһуда шәһәрлиригә берип, барлиқ Исраиллардин жиллиқ сәдиқә топлаңлар; бу ишни тездин беҗириңлар! — деди. Лекин Лавийлар бу ишни беҗиришкә анчә алдирап кәтмиди.
6 Буни уққан падиша баш каһин Йәһоядани чақиртип униңға: — Өзлири немишкә Лавийларға Пәрвәрдигарниң қули Муса Исраил җамаитигә Худаниң гувалиғи сақлақлиқ чедир үчүн бәлгүлигән баҗни Йәһуда вә Йерусалимдин елип келишкә буйрумидила? — деди
7 (чүнки әслидә рәзил хотун Аталия вә униң оғуллири Худаниң өйигә бөсүп кирип, Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ муқәддәс буюмларни елип Баал бутлириға атап тәқдим қиливәткән еди).
8 Шуниң билән падиша буйруқ чүшүрүп, бир сандуқ яситип Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазисиниң сиртиға қойғузди;
9 андин: «Худаниң қули Муса чөлдә Исраилларниң үстигә бекиткән баҗни жиғип әкилип Пәрвәрдигарға тапшуруңлар» дегән бир уқтуруш Йәһуда билән Йерусалим тәвәсидә чиқирилди.
10 Барлиқ әмәлдарлар вә барлиқ хәлиқ хошал һалда баҗни әкилип сандуқ толғичә униңға ташлиди.
11 Лавийлар пул сандуғини падиша бу ишқа мәсъул қилған кишиниң алдиға әкәлгәндә, улар баҗ пулиниң көп чүшкәнлигини көрсә, андин падишаниң кативи билән Баш каһинниң адими келип пул сандуғини өңтүрүп қуруқдиғандин кейин, йәнә әсли орниға апирип қоятти. һәр күни шундақ болуп турди; наһайити көп пул жиғилди.
12 Падиша билән Йәһояда пулни Пәрвәрдигар өйидики иш беҗиргүчиләргә тапшурди; улар [буниң билән] Пәрвәрдигарниң өйини оңшаш вә әслигә кәлтүрүш үчүн ташчилар билән яғаччиларни, төмүрчиләр билән мискәрләрни яллиди.
13 Ишләмчиләр тохтимай ишлиди, оңшаш иши уларниң қолида оңушлуқ елип берилди; шундақ қилип улар Пәрвәрдигарниң өйини әслидики өлчәм-лаһийәси бойичә ясиди, шундақла уни толиму пухта қилип ясап чиқти.
14 Улар ишни пүттүргәндин кейин ешип қалған пулни падиша билән Йәһояданиң алдиға әкилип тапшурди. Улар буниң билән Пәрвәрдигарниң өйи үчүн һәр хил әсвап-буюмларни, җүмлидин ибадәт хизмитидики һәр хил буюмлар, көйдүрмә қурбанлиқларға мунасивәтлик қача-қуча, қазан-тәхсиләр вә һәр хил алтун-күмүч башқа буюмларни ясатти. Йәһояданиң барлиқ күнлиридә, улар Пәрвәрдигарниң өйидә көйдүрмә қурбанлиқни дайим сунуп турди.
15 Йәһояда қерип, яшайдиған йеши тошуп өлди; у өлгән чағда бир йүз оттуз яшта еди.
16 Улар уни «Давут шәһири»дә падишалар қатарида дәпнә қилди, чүнки у Исраилға һәм Худаға вә униң өйигә нисбәтән наһайити чоң төһпә көрсәткән еди.
17 Йәһояда өлгәндин кейин Йәһудадики йолбашчилар падишаниң алдиға келип униңға баш урди; падиша улар көрсәткән мәслиһәтни мақул көрди.
18 Улар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидин ваз кечип, Ашәраһ вә бутларниң қуллуғиға киришти. Уларниң бу гунайи сәвәплик Худаниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң бешиға кәлди.
19 Шундақ болсиму, Пәрвәрдигар уларни Өзигә яндуруш үчүн йәнила уларниң арисиға пәйғәмбәрләрни әвәтти; бу пәйғәмбәрләр гәрчә уларни агаһландурған болсиму, лекин улар йәнила қулақ салмиди.
20 У чағда Худаниң Роһи баш каһин Йәһояданиң оғли Зәкәрияға чүшти, у хәлиқниң алдида өрә туруп уларға: — Худа мундақ дәйду: «Силәр немишкә Пәрвәрдигарниң әмирлиригә хилаплиқ қилисиләр? Силәр һеч раваҗлиқ көрмәйсиләр, чүнки силәр Пәрвәрдигардин ваз кәчтиңлар вә Уму силәрдин ваз кәчти», — деди.
21 Халайиқ [Зәкәрияни] өлтүрүшкә қәстлиди; ахир улар уни падишаниң әмри бойичә Пәрвәрдигар өйиниң һойлисида чалма-кесәк қилип өлтүрүвәтти.
22 Падиша Йоаш Зәкәрияниң атиси Йәһояданиң өзигә көрсәткән шәпқитини яд әтмәк түгүл, әксичә униң оғлини өлтүрүвәтти. Зәкәрия җан үзүш алдида: — Пәрвәрдигар бу ишни нәзиригә елип, униң һесавини алсун! — деди.
23 Шу жилниң ахирида Сурийәниң қошуни Йоашқа һуҗум қилип кәлди; улар Йәһудаға вә Йерусалимға таҗавуз қилип кирип, хәлиқ ичидики йолбашчиларни өлтүрүп, улардин алған пүтүн уруш ғәниймәтлирини Дәмәшқ падишасиниң алдиға елип барди.
24 Дәрвәқә Сурийә қошунидин пәқәт аз бир қисим әскәрләр кәлгән болсиму, лекин Йәһудалар ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигардин ваз кәчкәнлиги үчүн Пәрвәрдигар чоң бир қошунни уларниң қолиға тапшурди; улар Йоашқа җаза иҗра қилди.
25 Сурийләр Йоашни ташлап кәткән чағда (чүнки у қаттиқ ағрип қалған еди) униң өз хизмәткарлири баш каһин Йәһояданиң оғлиниң қени үчүн интиқам елиш керәк дәп уни қәстлиди; улар уни карвитидила өлтүрүвәтти. У шу йол билән өлди; кишиләр уни Давут шәһиридә дәпнә қилғини билән, бирақ падишаларниң қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.
26 Уни қәстлигәнләр мунулар: — Аммоний аял Шимиятниң оғли Забад билән Моабий аял Симритниң оғли Йәһозабад еди.
27 Йоашниң оғуллири, униңға қаритилған қаттиқ вә нурғун агаһ бешарәтләр, шундақла униң Худаниң өйини йеңибаштин селишқа даир ишлири «падишаларниң тәзкирилири» дегән китапниң изаһлириға пүтүлгәндур. Йоашниң оғли Амазия униң орниға падиша болди.