< Тарих-тәзкирә 2 23 >
1 Йәттинчи жили, Йәһояда җасарәткә келип, Йәроһамниң оғли Азария, Йәһоһананниң оғли Исмаил, Обәдниң оғли Азария, Адаяниң оғли Маасеяһ вә Зикриниң оғли Әлишафат қатарлиқ бир қанчә йүз бешини чақирип улар билән әһдә түзди.
Yǝttinqi yili, Yǝⱨoyada jasarǝtkǝ kelip, Yǝroⱨamning oƣli Azariya, Yǝⱨoⱨananning oƣli Ismail, Obǝdning oƣli Azariya, Adayaning oƣli Maaseyaⱨ wǝ Zikrining oƣli Əlixafat ⱪatarliⱪ birⱪanqǝ yüzbexini qaⱪirip ular bilǝn ǝⱨdǝ tüzdi.
2 Улар Йәһуда зиминини арилап, Йәһудадики һәр қайси шәһәрләрдин Лавийларни вә Исраилдики чоң йолбашчиларни жиғди; улар Йерусалимға келишти.
Ular Yǝⱨuda zeminini arilap, Yǝⱨudadiki ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrdin Lawiylarni wǝ Israildiki qong yolbaxqilarni yiƣdi; ular Yerusalemƣa kelixti.
3 Пүткүл җамаәт Худаниң өйидә падиша билән әһдиләшти. Йәһояда уларға: — Падишаһниң оғли Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлири тоғрилиқ вәдә қилғинидәк чоқум сәлтәнәт қилиду.
Pütkül jamaǝt Hudaning ɵyidǝ padixaⱨ bilǝn ǝⱨdilǝxti. Yǝⱨoyada ularƣa: — Padixaⱨning oƣli Pǝrwǝrdigarning Dawutning ǝwladliri toƣruluⱪ wǝdǝ ⱪilƣinidǝk qoⱪum sǝltǝnǝt ⱪilidu.
4 Мана силәр қилишиңлар керәк болған иш шуки: — Шабат күнидә пасибанлиқ нөвити кәлгән каһинлар билән Лавийларниң үчтин бири һәр қайси дәрвазиларни муһапизәт қилсун;
Mana silǝr ⱪilixinglar kerǝk bolƣan ix xuki: — Xabat künidǝ pasibanliⱪ nɵwiti kǝlgǝn kaⱨinlar bilǝn Lawiylarning üqtin biri ⱨǝrⱪaysi dǝrwazilarni muⱨapizǝt ⱪilsun;
5 үчтин бири падиша ордисини, үчтин бири «Һул дәрвазиси»ни муһапизәт қилсун; башқиларниң һәммиси Пәрвәрдигар өйиниң һойлилирида болсун.
üqtin biri padixaⱨ ordisini, üqtin biri «Ul dǝrwazisi»ni muⱨapizǝt ⱪilsun; baxⱪilarning ⱨǝmmisi Pǝrwǝrdigar ɵyining ⱨoylilirida bolsun.
6 Лекин каһинлар һәм вәзипә өтәйдиған Лавийлардин бөләк һеч кимни Пәрвәрдигарниң өйигә киргүзмисун (каһин-лавийлар пак-муқәддәс дәп һесапланғачқа киришигә болиду). Башқа хәлиқниң һәр бири Пәрвәрдигар өзигә бекиткән җайларни күзәт қилсун.
Lekin kaⱨinlar ⱨǝm wǝzipǝ ɵtǝydiƣan Lawiylardin bɵlǝk ⱨeqkimni Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kirgüzmisun (kaⱨin-lawiylar pak-muⱪǝddǝs dǝp ⱨesablanƣaqⱪa kirixigǝ bolidu). Baxⱪa hǝlⱪning ⱨǝrbiri Pǝrwǝrdigar ɵzigǝ bekitkǝn jaylarni kɵzǝt ⱪilsun.
7 Лавийларниң һәр бири қолиға қураллирини елип падишани орап турсун; өз мәйличә муқәддәс өйгә киришкә урунған һәр ким өлтүрүлсун; силәр падиша кирип-чиқип жүргинидә униң йенидин айрилмаңлар, — деди.
Lawiylarning ⱨǝrbiri ⱪoliƣa ⱪorallirini elip padixaⱨni orap tursun; ɵz mǝyliqǝ muⱪǝddǝs ɵygǝ kirixkǝ urunƣan ⱨǝrkim ɵltürülsun; silǝr padixaⱨ kirip-qiⱪip yürginidǝ uning yenidin ayrilmanglar, — dedi.
8 Лавийлар билән Йәһудаларниң һәммиси каһин Йәһояданиң барлиқ тапилиғанлирини беҗа кәлтүрүшти. Лавийларниң һәр бири шабат күни нөвәтчиликкә киргән вә нөвәтчиликтин чүшкәнләрни өз йенида қалдуруп қалди; чүнки каһин Йәһояда һеч кимни нөвәтчиликтин чүшүшкә қоймиди.
Lawiylar bilǝn Yǝⱨudalarning ⱨǝmmisi kaⱨin Yǝⱨoyadaning barliⱪ tapiliƣanlirini bǝja kǝltürüxti. Lawiylarning ⱨǝrbiri xabat küni nɵwǝtqilikkǝ kirgǝn wǝ nɵwǝtqiliktin qüxkǝnlǝrni ɵz yenida ⱪaldurup ⱪaldi; qünki kaⱨin Yǝⱨoyada ⱨeqkimni nɵwǝtqiliktin qüxüxkǝ ⱪoymidi.
9 Андин Йәһояда каһин Давут падишаниң Пәрвәрдигарниң өйидә сақлақлиқ нәйзә вә қалқан-сипарлирини йүз бешиларға тарқитип бәрди.
Andin Yǝⱨoyada kaⱨin Dawut padixaⱨning Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ saⱪlaⱪliⱪ nǝyzǝ wǝ ⱪalⱪan-siparlirini yüzbexilarƣa tarⱪitip bǝrdi.
10 У йәнә көпчиликни, һәр бири қолиға өз нәйзисини тутқан һалда, ибадәтханиниң оң тәрипидин тартип сол тәрипигичә, қурбангаһ билән ибадәтханини бойлап падишаниң әтрапида турғузди.
U yǝnǝ kɵpqilikni, ⱨǝrbiri ⱪoliƣa ɵz nǝyzisini tutⱪan ⱨalda, ibadǝthanining ong tǝripidin tartip sol tǝripigiqǝ, ⱪurbangaⱨ bilǝn ibadǝthanini boylap padixaⱨning ǝtrapida turƣuzdi.
11 Андин улар шаһзадини елип чиқип, униң бешиға таҗни кийгүзүп, униңға гуванамиләрни берип, уни падиша қилди; Йәһояда вә униң оғуллири [хушбуй май билән] уни мәсиһ қилди вә «Падиша яшисун!» дәп товлашти.
Andin ular xaⱨzadini elip qiⱪip, uning bexiƣa tajni kiygüzüp, uningƣa guwaⱨnamilǝrni berip, uni padixaⱨ ⱪildi; Yǝⱨoyada wǝ uning oƣulliri [huxbuy may bilǝn] uni mǝsiⱨ ⱪildi wǝ «Padixaⱨ yaxisun!» dǝp towlaxti.
12 Аталия хәлиқләрниң чепишип жүргәнлигини вә падишани тәрипләватқанлиғини аңлап, Пәрвәрдигарниң өйигә кирип, көпчиликниң арисиға кәлди.
Ataliya hǝlⱪlǝrning qepixip yürgǝnlikini wǝ padixaⱨni tǝriplǝwatⱪanliⱪini anglap, Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kirip, kɵpqilikning arisiƣa kǝldi.
13 У қариса, мана падиша өйниң дәрвазисида, түврүкниң йенида туратти; падишаниң йенида әмәлдарлар билән канайчилар тизилған еди, барлиқ жутниң хәлқи шатлинип канай челишатти, нәғмичиләр һәр хил сазларни челип, җамаәтни башлап мәдһийә оқутувататти. Буни көргән Аталия кийимлирини житип: — Асийлиқ, асийлиқ! — дәп вақирди.
U ⱪarisa, mana padixaⱨ ɵyning dǝrwazisida, tüwrükning yenida turatti; padixaⱨning yenida ǝmǝldarlar bilǝn kanayqilar tizilƣanidi, barliⱪ yurtning hǝlⱪi xadlinip kanay qelixatti, nǝƣmiqilǝr ⱨǝrhil sazlarni qelip, jamaǝtni baxlap mǝdⱨiyǝ oⱪutuwatatti. Buni kɵrgǝn Ataliya kiyimlirini yirtip: — Asiyliⱪ, asiyliⱪ! — dǝp warⱪirdi.
14 Амма Йәһояда каһин қошунға мәсъул болған йүз бешиларни чақиртип уларға: — Уни сәплириңлар оттурисидин сиртқа чиқириветиңлар; кимдәким униңға әгәшсә қиличлансун, дәп буйруди. Чүнки каһин: — Уни Пәрвәрдигарниң өйи ичидә өлтүрмәңлар, дәп ейтқан еди.
Əmma Yǝⱨoyada kaⱨin ⱪoxunƣa mǝs’ul bolƣan yüzbexilarni qaⱪirtip ularƣa: — Uni sǝpliringlar otturisidin sirtⱪa qiⱪiriwetinglar; kimdǝkim uningƣa ǝgǝxsǝ ⱪiliqlansun, dǝp buyrudi. Qünki kaⱨin: — Uni Pǝrwǝrdigarning ɵyi iqidǝ ɵltürmǝnglar, dǝp eytⱪanidi.
15 Шуниң билән улар униңға йол бошитип бәрди; у ординиң «Ат дәрвазиси» билән падишаниң ордисиға киргәндә [ләшкәрләр] уни шу йәрдә өлтүрди.
Xuning bilǝn ular uningƣa yol boxitip bǝrdi; u ordining «At dǝrwazisi» bilǝn padixaⱨning ordisiƣa kirgǝndǝ [lǝxkǝrlǝr] uni xu yǝrdǝ ɵltürdi.
16 Йәһояда, пүткүл җамаәт вә падиша бирликтә: «Пәрвәрдигарниң хәлқи болайли» дегән бир әһдини түзүшти.
Yǝⱨoyada, pütkül jamaǝt wǝ padixaⱨ birliktǝ: «Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪi bolayli» degǝn bir ǝⱨdini tüzüxti.
17 Андин барлиқ хәлиқ Баалниң бутханисиға берип уни бузуп ташлиди; униң қурбангаһлири билән мәбудлирини чеқип парә-парә қилип, Баалниң каһини Маттанни қурбангаһларниң алдида өлтүрди.
Andin barliⱪ hǝlⱪ Baalning buthanisiƣa berip uni buzup taxlidi; uning ⱪurbangaⱨliri bilǝn mǝbudlirini qeⱪip parǝ-parǝ ⱪilip, Baalning kaⱨini Mattanni ⱪurbangaⱨlarning aldida ɵltürdi.
18 Андин кейин Йәһояда каһин Пәрвәрдигарниң өйидики барлиқ мәсъулийәтләрни Лавий қәбилисиниң каһинлириниң қолиға тапшурди. Каһинларни болса, әслидә Пәрвәрдигарниң өй ишлириға нөвәт билән қарашқа, Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сунушқа Давут тайинлиған еди. Улар қурбанлиқларни Давутниң көрсәтмилири бойичә, хошал-хурамлиқ ичидә нәғмә-нава оқуған һалда Мусаға тапшурулған Тәврат-қанунида пүтүлгинидәк сунушқа мәсъул еди.
Andin keyin Yǝⱨoyada kaⱨin Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki barliⱪ mǝs’uliyǝtlǝrni Lawiy ⱪǝbilisining kaⱨinlirining ⱪoliƣa tapxurdi. Kaⱨinlarni bolsa, ǝslidǝ Pǝrwǝrdigarning ɵy ixliriƣa nɵwǝt bilǝn ⱪaraxⱪa, Pǝrwǝrdigarƣa atap kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ sunuxⱪa Dawut tǝyinligǝnidi. Ular ⱪurbanliⱪlarni Dawutning kɵrsǝtmiliri boyiqǝ, huxal-huramliⱪ iqidǝ nǝƣmǝ-nawa oⱪuƣan ⱨalda Musaƣa tapxurulƣan Tǝwrat-ⱪanunida pütülginidǝk sunuxⱪa mǝs’ul idi.
19 [Йәһояда] йәнә Пәрвәрдигар өйиниң һәр қайси дәрвазилириға дәрвазивәнләрни тайинлидики, һәр қандақ ишлардин напак қилинған адәмләр киргүзүлмәйтти.
[Yǝⱨoyada] yǝnǝ Pǝrwǝrdigar ɵyining ⱨǝrⱪaysi dǝrwaziliriƣa dǝrwaziwǝnlǝrni tǝyinlidiki, ⱨǝrⱪandaⱪ ixlardin napak ⱪilinƣan adǝmlǝr kirgüzülmǝytti.
20 У йәнә йүз бешилири, ақсүнәкләр, хәлиқ ичидики йолбашчилар вә жутниң һәммә хәлқини башлап келип, падишани Пәрвәрдигар өйидин елип чүшүп, «Жуқириқи дәрваза» арқилиқ ордиға әкирип, падишалиқ тәхтигә олтарғузди.
U yǝnǝ yüzbexiliri, aⱪsɵngǝklǝr, hǝlⱪ iqidiki yolbaxqilar wǝ yurtning ⱨǝmmǝ hǝlⱪini baxlap kelip, padixaⱨni Pǝrwǝrdigar ɵyidin elip qüxüp, «Yuⱪiriⱪi dǝrwaza» arⱪiliⱪ ordiƣa ǝkirip, padixaⱨliⱪ tǝhtigǝ olturƣuzdi.
21 Жутниң барлиқ хәлқи шатлинатти; улар Аталияни қиличлап өлтүргәндин кейин, шәһәр тинич болуп қалди.
Yurtning barliⱪ hǝlⱪi xadlinatti; ular Ataliyani ⱪiliqlap ɵltürgǝndin keyin, xǝⱨǝr tinq bolup ⱪaldi.