< Тарих-тәзкирә 2 22 >
1 Йерусалимда турувтқанлар Йәһорамниң кәнҗи оғли Аһазияни униң орниға падиша қилип тиклиди; чүнки Әрәбләр билән биллә баргаһқа бесип киргән қарақчилар Аһазияниң акилирини қоймай өлтүрүвәткән еди. Шуниң билән Йәһуда падишаси Йәһорамниң оғли Аһазия сәлтәнәт қилди.
Yérusalémda turuwtqanlar Yehoramning kenji oghli Ahaziyani uning ornigha padishah qilip tiklidi; chünki Erebler bilen bille bargahqa bésip kirgen qaraqchilar Ahaziyaning akilirini qoymay öltürüwetkenidi. Shuning bilen Yehuda padishahi Yehoramning oghli Ahaziya seltenet qildi.
2 Аһазия тәхткә чиққан чеғида жигирмә икки яшта еди; у Йерусалимда бир жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Аталия болуп, Омриниң [нәврә] қизи еди.
Ahaziya textke chiqqan chéghida yigirme ikki yashta idi; u Yérusalémda bir yil seltenet qildi. Uning anisining ismi Ataliya bolup, Omrining [newre] qizi idi.
3 Аһазияму Аһаб җәмәтиниң йоллириға маңди; чүнки униң аниси уни рәзилликкә үндәйтти.
Ahaziyamu Ahab jemetining yollirigha mangdi; chünki uning anisi uni rezillikke ündeytti.
4 У Аһаб җәмәти қилғинидәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; чүнки униң атиси өлгәндин кейин Аһаб җәмәтидикиләр уни һалакәткә елип баридиған рәзил несиһәтләрни берәтти.
U Ahab jemeti qilghinidek, Perwerdigarning neziride rezil bolghanni qildi; chünki uning atisi ölgendin kéyin Ahab jemetidikiler uni halaketke élip baridighan rezil nesihetlerni béretti.
5 У уларниң нәсиһитигә әгишип, Исраил падишаси Аһабниң оғли Йәһорам билән бирликтә Гилеадтики Рамотқа берип Сурийә падишаси Һазаәл билән соқушти; шу чағда Сурийләр Йәһорамни зәхимләндүрди.
U ularning nesihitige egiship, Israil padishahi Ahabning oghli Yehoram bilen birlikte Giléadtiki Ramotqa bérip Suriye padishahi Hazael bilen soqushti; shu chaghda Suriyler Yehoramni zeximlendürdi.
6 Андин Йәһорам Рамаһда Сурийә падишаси билән соқушқан чағдики җараһәтлирини давалитиш үчүн Йизрәәлгә қайтти. Андин Йәһорамниң оғли Йәһуда падишаси Азария Аһабниң оғли Йәһорамниң кесәл болуп қалғанлиғи сәвәвидин уни йоқлиғили Йизрәәлгә барди.
Andin Yehoram Ramahda Suriye padishahi bilen soqushqan chaghdiki jarahetlirini dawalitish üchün Yizreelge qaytti. Andin Yehoramning oghli Yehuda padishahi Azariya Ahabning oghli Yehoramning késel bolup qalghanliqi sewebidin uni yoqlighili Yizreelge bardi.
7 Һалбуки, Аһазияниң Йәһорамни йоқлиғили барғини дәл өзини һалакәткә елип баридиған, Худа бекиткән иш еди. Чүнки у барғандин кейин Йәһорам билән бирликтә Нимшиниң оғли Йәһуға қарши соқушушқа чиқти. Мошу Йәһу әслидә Пәрвәрдигар тәрипидин Аһабниң җәмәтини йоқитиш үчүн мәсиһ қилинған еди.
Halbuki, Ahaziyaning Yehoramni yoqlighili barghini del özini halaketke élip baridighan, Xuda békitken ish idi. Chünki u barghandin kéyin Yehoram bilen birlikte Nimshining oghli Yehugha qarshi soqushushqa chiqti. Mushu Yehu eslide Perwerdigar teripidin Ahabning jemetini yoqitish üchün mesih qilin’ghanidi.
8 Вә шундақ болдики, Йәһу Худа бекиткән һөкүмни Аһаб җәмәтиниң үстигә жүргүзгән вақтида, у Йәһудадики әмәлдарларни вә Аһазияниң хизмитидә болған қериндашлириниң оғуллирини учритип, уларни қоймай өлтүрүвәтти.
We shundaq boldiki, Yehu Xuda békitken hökümni Ahab jemetining üstige yürgüzgen waqtida, u Yehudadiki emeldarlarni we Ahaziyaning xizmitide bolghan qérindashlirining oghullirini uchritip, ularni qoymay öltürüwetti.
9 Йәһу Аһазияниму издиди; кишиләр уни тутувалди (у Самарийәгә йошурунувалған еди). Улар уни Йәһуниң алдиға апирип өлтүрди. Улар уни дәпнә қилди, чүнки кишиләр: «Бу дегән Пәрвәрдигарни чин көңлидин издигән Йәһошафатниң нәврисидур» дегән еди. Аһазияниң җәмәтидә падишалиқни қолиға алғидәк бирәр адәм қалмиди.
Yehu Ahaziyanimu izdidi; kishiler uni tutuwaldi (u Samariyege yoshurunuwalghanidi). Ular uni Yehuning aldigha apirip öltürdi. Ular uni depne qildi, chünki kishiler: «Bu dégen Perwerdigarni chin könglidin izdigen Yehoshafatning newrisidur» dégenidi. Ahaziyaning jemetide padishahliqni qoligha alghudek birer adem qalmidi.
10 Әнди Аһазияниң аниси Аталия оғлиниң өлгинини көргәндә, Йәһуда җәмәтидики барлиқ шаһ нәслини өлтүрүшкә қозғалди.
Emdi Ahaziyaning anisi Ataliya oghlining ölginini körgende, Yehuda jemetidiki barliq shah neslini öltürüshke qozghaldi.
11 Лекин падишаниң қизи Йәһошебият өлтүрүлүш алдида турған падишаниң оғуллириниң арисидин Аһазияниң оғли Йоашни оғрилиқчә елип чиқип, уни вә иник анисини ястуқ-кирлик амбириға йошуруп қойди. Шундақ қилип падиша Йәһорамниң қизи, (йәни Аһазияниң сиңлиси), [баш] каһин Йәһуяданиң хотуни Йәһошебият Йоашни Аталия өлтүрүвәтмисун дәп Аталиядин йошуруп қойди.
Lékin padishahning qizi Yehoshébiyat öltürülüsh aldida turghan padishahning oghullirining arisidin Ahaziyaning oghli Yoashni oghriliqche élip chiqip, uni we inik anisini yastuq-kirlik ambirigha yoshurup qoydi. Shundaq qilip padishah Yehoramning qizi, (yeni Ahaziyaning singlisi), [bash] kahin Yehuyadaning xotuni Yehoshébiyat Yoashni Ataliya öltürüwetmisun dep Ataliyadin yoshurup qoydi.
12 Андин кейин Йоаш улар билән Пәрвәрдигарниң өйидә алтә жил йошурунуп турди; у чағда Аталия Йәһуда зиминида сәлтәнәт қилатти.
Andin kéyin Yoash ular bilen Perwerdigarning öyide alte yil yoshurunup turdi; u chaghda Ataliya Yehuda zéminida seltenet qilatti.