< Тарих-тәзкирә 2 21 >

1 Йәһошафат ата-бовилири арисида ухлиди вә «Давут шәһири»дә дәпнә қилинди; оғли Йәһорам униң орниға падиша болди.
And Jehoshaphat slept with his fathers, and was buried with his fathers in the city of David. And Jehoram his son became king in his stead.
2 [Йәһорамниң] бир нәччә иниси, йәни Йәһошафатниң Азария, Йәһийәл, Зәкәрия, Азарияһу, Микаил вә Шәфатия дегән оғуллири бар еди; уларниң һәммиси Исраил падишаси Йәһошафатниң оғуллири еди.
And he had brothers the sons of Jehoshaphat: 'Azaryah, and Jechiel, and Zecharyahu, and 'Azaryahu, and Michael, and Shephatyahu, all these being sons of Jehoshaphat the king of Israel.
3 Уларниң атиси уларға нурғун алтун, күмүч вә қиммәтлик буюмларни, шундақла Йәһуда зиминидики бир қанчә қорғанлиқ шәһәрни соға қилди; пәқәт падишалиқни болса, Йәһорам чоң оғли болғачқа, униңға бәрди.
And their father gave them many gifts [consisting] of silver, and of gold, and of precious things, with fortified cities in Judah; but the kingdom gave he to Jehoram; because he was the first-born.
4 Йәһорам атисиниң падишалиқ тәхтигә чиқип һоқуқини мустәһкәмлиди. Андин у барлиқ инилирини, шундақла Йәһудадики бир қанчә әмәлдарларни қиличлап қәтл қилди.
Now when Jehoram was risen up over the kingdom of his father, and had strengthened himself, he slew all his brothers with the sword, and also some of the princes of Israel.
5 Йәһорам тәхткә олтарғинида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди.
Thirty and two years was Jehoram old when he became king, and eight years did he reign in Jerusalem.
6 У Аһаб җәмәтидикиләргә охшаш, Исраилниң падишалири маңған йолда маңди, чүнки у Аһабниң қизини әмригә алған еди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
And he walked in the way of the kings of Israel, as had done the house of Achab; for the daughter of Achab had he for wife: and he did what is evil in the eyes of the Lord.
7 Бирақ Пәрвәрдигар Давут билән түзгән әһдиси сәвәплик, Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгү өчмәйдиған бир чирақ қалдурай дәп, вәдә қилғини бойичә Давутниң җәмәтини йоқ қилип ташлашни халимиди.
Yet would the Lord not destroy the house of David, on account of the covenant which he had made with David, and as he had said to give to him a government and to his sons at all times.
8 [Йәһорамниң] сәлтәнитидики күнләрдә Едомлар Йәһудадин айрилип чиқип, өз алдиға өзлиригә һөкүмранлиқ қилидиған бир падиша тиклиди.
In his days Edom revolted from under the power of Judah, and they appointed a king over themselves.
9 Йәһорам, сәрдарлири вә барлиқ җәң һарвулири [Иордан дәриясидин] өтүп, кечидә қозғилип чиқип, өзлирини қоршивалған Едомийларға вә җәң һарвуси сәрдарлириға һуҗум қилип ғалип кәлди.
Then did Jehoram go over with his princes, and all the chariots were with him; and he rose up by night, and smote the Edomites who compassed him about, and the captains of the chariots.
10 Һалбуки, Едомийлар шуниңдин етиварән Йәһудаға қарши чиқип, таки бүгүнгә қәдәр Йәһуданиң һөкүмранлиғидин айрилип турди. Йәһорам ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарни ташлиғини үчүн Либнаһлиқларму шу чағда униңға қарши чиқип униң қолидин айрилип чиқти.
Yet Edom revolted from under the power of Judah even until this day: then did Libnah revolt at the same time from under his power; because he had forsaken the Lord the God of his fathers.
11 Униң үстигә, Йәһорам йәнә Йәһуданиң тағлирида «жуқури җайлар»ни яситип, Йерусалимда туруватқанларни бузуқчилиққа путлаштурди, Йәһудаларниму шундақ аздурди.
He also made high-places in the mountains of Judah, and caused the inhabitants of Jerusalem to go astray, and misled Judah.
12 Шу вақитларда Илияс пәйғәмбәр тәрипидин йезилған бир мәктуп Йәһорамға тәгди, униңда мундақ дейилди: «Сениң боваң Давутниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Сән атаң Йәһошафатниң йоллирида маңмай, шуниңдәк Йәһуда падишаси Асаниңму йоллирини тутмай,
And there came unto him a writing from Elijah the prophet, saying, Thus hath said the Lord the God of David thy father, Inasmuch as thou hast not walked in the ways of Jehoshaphat thy father, and in the ways of Assa the king of Judah,
13 бәлки Исраил падишалириниң йоллирида меңип, Йәһудаларни вә Йерусалимда туруватқанларни худди Аһаб җәмәтидикиләр бузуқчилиқлар қилғандәк бузуқчилиқларға путлаштурғанлиғиң үчүн, шундақла атаңниң җәмәтидикиләрни, йәни өзүңдин яхши болған инилириңни қәтл қилғиниң үчүн,
But hast walked in the way of the kings of Israel, and hast caused Judah and the inhabitants of Jerusalem to go astray, as the house of Achab hath caused [others] to go astray, and hast also slain thy brothers of thy father's house, who were better than thyself:
14 Пәрвәрдигар сениң хәлқиңни, хотун бала-җақилириңни вә барлиқ мал-мүлкүңгә аламәт зор зәрб билән уриду.
Behold, the Lord will inflict a great plague on thy people, and on thy children, and on thy wives, and on all thy possessions;
15 У сениму еғир вабалар билән уруп, үчәй-бағриңни еғир кесәлгә муптила қилидуки, кесилиң күндин күнгә еғирлишип, үчәйлириң еқип чиқиду»» дейилгән еди.
And thou shalt be [afflicted] with great diseases by a disease of thy bowels, until thy bowels pass out [from thee] by reason of the disease days upon days.
16 Кейинки вақитларда Пәрвәрдигар Филистийләрниң вә Ефиопийләрниң йенидики Әрәбләрниң роһини Йәһорамға қарши қозғатти.
And the Lord stirred up against Jehoram the spirit of the Philistines, and of the Arabians, that are alongside of the Cushim:
17 Шуниң билән улар Йәһуда зиминиға зәрб қилип бесип өтти вә падиша ордисидики барлиқ мал-мүлүкни булаң-талаң қилип, оғуллири билән хотунлирини тутқун қилип елип кәтти; улар кәнҗи оғли Йәһоаһаздин бөләк оғуллиридин бириниму қалдурмиди.
And they went up against Judah, and made an incursion into it, and carried away all the substance that was found in the king's house, and also his sons, and his wives; and there was not left unto him any son, save Jehoachaz, the youngest of his sons.
18 Бу вақиәдин кейин Пәрвәрдигар Йәһорамни уруп, үчәйлирини сақаймас еғир кесәлгә гириптар қилди.
And after all this did the Lord afflict him in his bowels with a disease which was incurable.
19 Вә шундақ болдики, униң кесили күндин-күнгә еғирлишип, икки жил вақит өтүшкә аз қалғанда, кесәллик түпәйлидин үчәйлири тешилип чүшти, у толиму азаплинип өлди; униң хәлқи ата-бовилирини иззәтләп уларға хушбуй яққандәк, униңға һеч қандақ хушбуй йеқип олтармиди.
And it came to pass, from days to days, and when the [fixed] time was expired, after two years, that his bowels passed out [from him] by reason of his disease: so he died of evil diseases. And his people made no burning for him, like the burning for his fathers.
20 Йәһорам тәхткә чиққан чеғида оттуз икки яшта еди; у Йерусалимда сәккиз жил сәлтәнәт қилди вә у дуниядин кәткәндә һеч ким униңға қайғу-һәсрәт чәкмиди. Халайиқ уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди, лекин падишалар қәбирстанлиғиға дәпнә қилмиди.
Thirty and two years old was he when he became king, and eight years did he reign in Jerusalem, and departed without joy: and they buried him in the city of David, but not in the sepulchres of the kings.

< Тарих-тәзкирә 2 21 >