< Тарих-тәзкирә 2 20 >
1 Кейинки вақитларда шундақ болдики, Моабийлар, Аммонийлар вә Маонийлардин бәзилири бирлишип келип Йәһошафатқа һуҗум қилишқа чиқти.
2 [Чапармәнләр] келип Йәһошафатқа: — [Өлүк] деңизниң у қетидин, йәни Едомдин силигә һуҗум қилғили зор бир қошун чиқип кәлди; мана, улар Һазазон-Тамарда, деди (Һазазон-Тамар йәнә «Ән-Гәди» дәпму атилиду).
3 Буни аңлиған Йәһошафат қорқуп, Пәрвәрдигарни издәшкә нийәт бағлап, пүтүн Йәһуда тәвәсидә «роза тутушимиз керәк» дәп җакалиди.
4 Йәһудалар әнди Пәрвәрдигардин ярдәм тилигили жиғилди; хәлиқ Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридин чиқип Пәрвәрдигардин ярдәм тиләшкә келишти.
5 Йәһошафат Йәһуда вә Йерусалимдики җамаәт арисиға чиқип, Пәрвәрдигар өйиниң йеңи һойлисиниң алдида өрә туруп
6 мундақ дуа қилип: — «И Пәрвәрдигар, ата-бовилиримизниң Худаси, Сән әрштә турғучи Худа, барлиқ әл-мәмликәтләрниң үстидин һөкүм сүргүчи әмәсмидиң? Сениң қолуң күч-қудрәткә толғандур, һеч ким Сени тосалмайду.
7 И Худайимиз, Сән бу зиминдики аһалини Өз хәлқиң Исраиллар алдидин қоғлап, уни Өз достуң Ибраһимниң нәслигә мәңгүлүк мирас қилип бәргән әмәсмидиң?
8 Улар шу йәрдә турди һәм шу йәрдә Сениң намиңға атап бир муқәддәсхана селип:
9 «Мабада бешимизға бирәр балаю-апәт кәлсә, мәйли у қилич, җаза, ваба, ачарчилиқ болсун, қийинчилиқта қалған вақтимизда, мошу өй, йәни Сениң алдиңда туруп, Саңа мураҗиәт қилсақ (чүнки Сениң намиң мошу өйдидур), Сән аңлайсән вә қутқузисән» дегән еди.
10 Әнди мана, бу йәргә Аммонийлар, Моабийлар вә Сеир теғидикиләр бесип келиватиду! Илгири Исраиллар Мисир зиминидин чиққан чағда Сән Исраилларниң уларға таҗавуз қилишиға йол қоймиған едиң; у чағда Исраиллар уларни йоқатмай у йәрдин айлинип өткән.
11 Әнди қара, һазир уларниң яхшилиғимизни қандақ йол билән қайтурмақчи болуватқиниға! Улар бизни Сән бизгә мирас қилип бәргән бу зиминдин қоғлап чиқармақчи болуватиду.
12 И Худайимиз, Сән уларниң үстидин һөкүм чиқармамсән? Чүнки бизниң бизгә һуҗум қилишқа келиватқан бу зор қошун билән қаршилашқидәк күчимиз йоқ; немә қилишимизниму билмәй қалдуқ; лекин бизниң көзимиз Саңа тикилип турмақта» — деди.
13 Бу чағда пүтүн Йәһуда хәлқи, уларниң қучақтики балилири, хотун бала-җақилириниң һәммиси Пәрвәрдигарниң алдида туратти.
14 Вә шу пәйттә Пәрвәрдигарниң Роһи җамаәтниң оттурисида турған Лавийлардин Асафниң әвлади болған Маттанияниң чәвриси, Җәийәлниң әвриси, Бенаяниң нәвриси, Зәкәрияниң оғли Яһазийәлгә чүшти;
15 У: — И пүтүн Йәһуда хәлқи, силәр Йерусалимда туруватқанлар вә падиша Йәһошафат, қулақ селиңлар! Пәрвәрдигар силәргә мундақ дәйду: — «Силәр бу зор қошундин қорқуп кәтмәңлар вә алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу җәң силәрниңки әмәс, бәлки Худаниң Өзиниңкидур.
16 Әтә уларға һуҗум қилишқа чиқиңлар; мана, улар Зиз даванидин чиқип келиду вә силәр уларни Йәруәл чөлиниң алдидики җилға еғизида учритисиләр.
17 Силәр бу дөрәм җәңдә урушушуңларниң һаҗити болмайду; пәқәт сәпкә тизилип туруңлар, силәр билән биллә болған Пәрвәрдигарниң ниҗат-нусритини көрүңлар! И Йәһуда, и Йерусалимдикиләр, қорқмаңлар, алақзадиму болуп кәтмәңлар; әтә уларға һуҗум қилишқа чиқиңлар, Пәрвәрдигар чоқум силәр билән биллә болиду!» — деди.
18 Бу гәпни аңлап Йәһошафат бешини йәргә тәккүзүп тизланди вә барлиқ Йәһуда хәлқи һәм Йерусалимдикиләр Пәрвәрдигар алдида дүм жиқилип Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди.
19 Коһат әвлади вә Кораһ әвлади ичидики Лавийлардин болғанлар орунлиридин турушуп интайин күчлүк аваз билән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни мәдһийиләшти.
20 Пүтүн хәлиқ әтиси қақ сәһәрдә туруп Тәкоа чөлигә қарап атланди; улар атлинип кетиватқанда, Йәһошафат орнидин туруп уларға: — И Йәһуда хәлқи, и Йерусалимдикиләр, гепимгә қулақ селиңлар! Худайиңлар Пәрвәрдигарға тайиниңлар, чоқум мәзмут турғузулисиләр; Униң пәйғәмбәрлиригә ишиниңлар, йолуңлар чоқум раван болиду! — деди.
21 Андин у хәлиқ билән убдан мәслиһәтлишип, Пәрвәрдигарниң муқәддәс бәһәйвәтлигини мәдһийиләп, Униңға атап ғәзәл-күй ейтидиғанларни: «Силәр Пәрвәрдигарға рәхмәт-тәшәккүр ейтиңлар, чүнки Униң өзгәрмәс муһәббити мәңгүлүктур!» дәп оқушқа тайинлап, қошунниң алдида маңдурди.
22 Улар тәнтәнә қилип һәмдусана оқуши билән, Пәрвәрдигар Йәһуда хәлқигә һуҗум қилишқа чиққан Аммонийлар, Моабийлар вә Сеир теғидикиләргә пистирма қошунни әвәтип, уларни тар мар қилдурди.
23 Шуниң билән Аммонийлар билән Моабийлар Сеир теғидикиләргә һуҗум қилишқа өтти, уларни бирини қоймай қиривәтти; улар Сеир теғидикиләрни қирип түгәткәндин кейин йәнә өзлири бир-бирини қирғин қилишқа чүшкән еди.
24 Йәһудалар чөлдики күзәтгаһқа келип шу зор қошун тәрәпкә қариса, мана қечип қутулған бирму адәм йоқ болуп, һәммә йәрни өлүк қаплап кәткән еди.
25 Йәһошафат өзиниң адәмлири билән дүшмәндин олҗа булаң-талаң қилишқа кәлгәндә, улар өлүкләр билән биллә нурғун мал-мүлүк вә көп қиммәтлик буюмларни тапти. Улар салдурувалғанлириниң толилиғидин елип китәлмәй қалди; олҗа шунчә көп болғачқа, уни жиғивелишқа үч күн кәтти.
26 Улар төртинчи күни Бәракаһ җилғисиға жиғилип, Пәрвәрдигарға һәмдусана оқуп мубарәклиди; шуңа у йәр таки бүгүнгә қәдәр «Бәракаһ җилғиси» дәп атилип кәлмәктә.
27 Андин барлиқ Йәһудадикиләр вә Йерусалимдикиләр Йәһошафатниң башламчилиғида хошал-хурам болуп Йерусалимға қайтти; чүнки Пәрвәрдигар уларни дүшмәнлири үстидин ғалип қилип хошаллиққа чөмдүргән еди.
28 Улар Йерусалимға тәмбур, чилтар вә канайлар челип келип, Пәрвәрдигарниң өйигә кирди.
29 Барлиқ әл-мәмликәтләр Пәрвәрдигарниң Исраилниң дүшмәнлиригә қарши чиқип җәң қилғанлиғини аңлиғанда, Худаниң вәһимиси уларниң үстигә басти.
30 Шуниң билән Йәһошафатниң падишалиғи тинич-асайишлиқта болди; униң Худаси униң төрт әтрапини тинич қилған еди.
31 Шундақ қилип Йәһошафат Йәһуда үстигә һөкүм сүрди. У тәхткә чиққан чағда оттуз бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә бәш жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Азубаһ болуп, у Шилһиниң қизи еди.
32 Йәһошафат қаймай атиси Асаниң йолида меңип, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди.
33 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиған еди; хәлиқ техичә көңүллирини ата-бовилириниң Худасиға майил қилмиған еди.
34 Йәһошафатниң қалған ишлири болса, мана баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»ға киргүзүлгән «Һананиниң оғли Йәһуниң баян сөзлири»дә пүтүлгәндур.
35 Бу ишлардин кейин Йәһуда падишаси Йәһошафат тола рәзил ишларни қилған Исраил падишаси Аһазия билән иттипақ түзди.
36 Йәһошафат Таршишқа баридиған кемиләрни ясашқа униң билән ширикләшти; шу кемиләрни улар Әзион-Гәбәрдә ясатти.
37 У чағда Марәшаһлиқ Додаваһуниң оғли Әлиезәр Йәһошафатни әйипләп униңға бешарәт берип: — Аһазия билән иттипақ түзгиниң үчүн Пәрвәрдигар сениң ясиғанлириңни бузуветиду» деди. Дәрвәқә, кейинки вақитларда у кемиләр бузғунчилиққа учрап Таршишқа маңалмиди.