< Тарих-тәзкирә 2 2 >
1 Сулайман Пәрвәрдигарниң намиға атап бир өй һәм падишалиғи үчүн бир орда селиш нийитигә кәлди.
2 Шуниңдин кейин Сулайман йәтмиш миң адәмни һаммаллиққа, сәксән миң адәмни тағда таш кесишкә, үч миң алтә йүз кишини назарәтчиликкә тайинлиди.
3 Сулайман Тур падишаси Һурамға адәм әвәтип: «Өзлири атам Давутниң туралғуси болсун дәп орда селишиға кедир яғичи йәткүзүп бәргән едилиғу, маңиму шундақ қилғайла.
4 Мана, мән әнди Пәрвәрдигар Худайимниң намиға атап бир өй салмақчимән; өй униң алдида хушбуй йеқиш, «тәқдим нанлар»ниң үзүлмәй қоюлуши, һәр күни әтә-ахшамлирида, шабат күнлиридә, йеңи айниң биринчи күнидә вә Пәрвәрдигар Худайимиз бекитип бәргән һейт-айәмләрдә көйдүрмә қурбанлиқларниң сунулуши үчүн болиду. Бу ишлар Исраил хәлқигә мәңгүлүк бир бәлгүлимә болиду.
5 Мән салмақчи болған өй әҗайип һәйвәтлик болиду; чүнки бизниң Худайимиз һәммә илаһлардин үстүндур.
6 Лекин асманлар вә асманларниң үстидики асманму Уни сиғдуралмайдиған турса, ким Униңға өй салалисун? Мән ким едим, қандақму Униңға өй салдурғидәк қудрәткә егә болай? Мән пәқәт Униң алдида қурбанлиқларни көйдүргидәкла адәммән, халас!
7 Әнди өзлири маңа атам Давут Йәһудада вә Йерусалимда тәйярлап қойған устилар билән биллә ишләш үчүн, алтун-күмүчтә, мис вә төмүрдә ишләшкә пишшиқ, сөсүн, тоқ қизил вә көк рәңлик жип ишләшкә пухта һәм нәққашлиқни билидиған бир устамни әвәткәйла.
8 Һәм маңа Ливандин кедир, арча-қариғай вә сәндәл дәрәқлирини йәткүзүп бәргән болсила; чүнки өзлириниң хизмәткарлириниң Ливанда яғачни кесишкә устилиғини билимән; мана, маңа көпләп яғачларни тәйярлап бериш үчүн мениң хизмәткарлирим өзлириниң хизмәткарлири билән биллә ишлисун; чүнки мән салидиған өй интайин һәйвәтлик вә әҗайип карамәт болиду.
9
10 Мана, мән өзлириниң яғач кесидиған хизмәткарлириға жигирмә миң кор буғдай, жигирмә миң кор арпа, жигирмә миң бат шарап, жигирмә миң бат зәйтун мейи беримән» — деди.
11 Турниң падишаси Һурам Сулайманға җававән мәктуп йоллап: «Пәрвәрдигар Өз хәлқини сөйгәчкә У өзлирини уларниң үстигә падиша қилди» — деди.
12 Һурам йәнә: «Асман-пәләк билән йәр-зиминни яратқан Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға Һәмдусана болғай! Чүнки У падиша Давутқа йорутулған, пәм-парасәтлик, Пәрвәрдигар үчүн бир өй, униң падишалиғи үчүн бир орда салалайдиған бир данишмән оғул бәрди.
13 Мана мән һазир өзлиригә һүнәрдә камаләткә йәткән, әқил-парасәт билән йорутулған, Һурам-Аби дегән бир адәмни әвәтәй.
14 Униң аниси Дан қәбилисилик бир аял, атиси Турлуқ екән. У алтун, күмүч, мис, төмүр, ташлар, яғаччилиқ ишлириға маһир, сөсүн, тоқ қизил, ақ вә көк рәңлик жип ишләшкә пухта, һәр хил нәққашлиқ ишлириғиму уста, тапшурулған һәр қандақ лайиһигә амалини қилалайду. Бу киши өзлириниң һүнәрвәнлири билән вә атилири болған ғоҗам Давутниң һүнәрвәнлири билән биллә ишлисун.
15 Әнди ғоҗам тилға алған буғдай, арпа, май вә шарап болса, буларни өз хизмәткарлириға йәткүзүп бәргәйла.
16 Биз болсақ силигә қанчә керәк болса Ливанда шунчә яғач кесип, сал қилип бағлап, деңиз арқилиқ Йоппаға йәткүзүп беримиз; андин сили у йәрдин Йерусалимға тошуп кәтсилә болиду» деди.
17 Атиси Давут Исраил зиминида турушлуқ яқа жутлуқларни санақтин өткүзгәндәк, Сулайманму уларни санақтин өткүзди. Улар җәмий бир йүз әллик үч миң алтә йүз адәм чиқти.
18 У улардин йәтмиш миң кишини һаммаллиққа, сәксән миң кишини тағда таш кесишкә вә иш қиливатқанлар үстидин назарәт қилип турушқа үч миң алтә йүз кишини тайинлиди.