< Тарих-тәзкирә 2 19 >
1 Йәһуда падишаси Йәһошафат аман-есән Йерусалимдики ордисиға қайтип кәлди.
2 Алдин көргүчи Һананиниң оғли Йәһу падиша Йәһошафатниң алдиға чиқип: — Сениң рәзилләрниң ярдимидә болуп, Пәрвәрдигарға өч болғанларни сөйгиниң дурусму? Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви бешиңға чүшидиған болди.
3 Һалбуки, сән ашәраһ бутлирини зиминдин йоқитип ташлиғиниң вә Худани издәшкә нийәт қилғиниң үчүн сәндиму яхшилиқ тепилди, деди.
4 Йәһошафат Йерусалимда олтиратти; кейинки вақитларда у хәлиқ арисиға чиқип, Бәәр-Шебадин тартип Әфраим тағлириғичә сәпәр қилип, хәлиқни товва қилдуруп ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға яндурди.
5 У йәнә Йәһуда тәвәсидики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләрдә сорақчиларни тайинлиди;
6 у сорақчиларға: — Өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки силәрниң һөкүм чиқиришиңлар инсан үчүн әмәс, бәлки Пәрвәрдигар үчүндур; силәр һөкүм чиқарғиниңларда у чоқум силәр билән биллә болиду.
7 Әнди Пәрвәрдигарниң вәһимиси көз алдиңларда болсун; өз қилғанлириңларға еһтиятчан болуңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайимизда наһәқлиқ йоқ, йүз-хатир қилиш йоқ, пара йейишму йоқтур, деди.
8 Йәһошафат Лавийлардин, каһинлардин вә Исраил җәмәтлириниң башлиридин бәзиләрни Йерусалимға қайтуруп келип, уларни Йерусалимдиму Пәрвәрдигарниң һөкүмлирини чиқириш вә хәлиқниң әрз-дәвалирини бир тәрәп қилишқа тайинлиди.
9 Йәһошафат уларға: — Силәр бу ишларни Пәрвәрдигарниң қорқунучида болуп садақәтлик билән чин көңлүңлардин беҗириңлар.
10 Һәр қайси шәһәрләрдә туридиған қериндашлириңларниң алдиңларға елип кәлгән барлиқ әрз-дәваси, мәйли у хун дәваси болсун, қанун-әмир вә һөкүм-бәлгүлимиләр тоғрисидики әрз-дәва болсун, уларниң Пәрвәрдигар алдида гунакар болуп қалмаслиғи үчүн, шундақла Пәрвәрдигарниң ғәзиви өз бешиңларға вә қериндашлириңларниң бешиға келип қалмаслиғи үчүн, уларни һаман агаһландуруп туруңлар; шундақ қилсаңлар, гунакар болмайсиләр.
11 Пәрвәрдигарға тәәллуқ ишларда силәрни баш каһин Амария башқуриду; падишаға даир ишларда, силәрни Йәһуда җәмәтиниң йолбашчиси Исмаилниң оғли Зәбадия башқуриду; силәрниң хизмитиңларда туридиған Лавийлар бар. Җасарәтлик болуп ишлириңларни қилиңлар вә Пәрвәрдигар ишни дурус қилғучилар билән биллә болиду! — деди.