< Тарих-тәзкирә 2 18 >
1 Йәһошафатниң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди; у Аһаб билән қудилишип иттипақлашти.
2 Бир нәччә жилдин кейин у Аһаб билән көрүшүшкә Самарийәгә барди. Аһаб болса униңға вә униң һәмраһлириға атап нурғун кала, қой сойди; андин у уни Гилеадтики Рамотқа биллә һуҗум қилишқа унатти.
3 Исраил падишаси Аһаб Йәһуда падишаси Йәһошафаттин: — Өзлири мениң билән биллә Гилеадтики Рамотқа беришқа мақул боламдила? — дәп соривиди, у: — Биз силиниң-мениң дәп айримаймиз; мениң хәлқим өзлириниң хәлқидур. Мән өзлири билән биллә җәң қилишқа бармай турмаймән, дәп җавап бәрди.
4 Лекин Йәһошафат Исраилниң падишасиға: — Өтүнимәнки, бүгүн авал Пәрвәрдигарниң сөзини сорап көргәйла, деди.
5 Шуниң билән Исраилниң падишаси пәйғәмбәрләрни, йәни төрт йүз адәмни жиғдуруп улардин: — Биз җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ?» дәп соривиди, улар: «Чиққин, Худа уни падишаниң қолиға бериду, дейишти.
6 Лекин Йәһошафат болса: — Булардин башқа йол сориғидәк, Пәрвәрдигарниң бирәр пәйғәмбири йоқмиду? — дәп сориди.
7 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа җавап берип: — Пәрвәрдигардин йол сорайдиған йәнә бир адәм бар; лекин у мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки дайим балаю-апәтни көрситип бешарәт бәргәчкә, мән уни өч көримән. У болса Имлаһниң оғли Микаядур, деди. Йәһошафат: — И алийлири, сили ундақ демигәйла, деди.
8 Андин Исраилниң падишаси бир чакирини қичқирип униңға: — Чаққан берип, Имлаһниң оғли Микаяни чақиртип кәл, дәп буйруди.
9 Әнди Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат шаһанә кийимлирини кийишип, Самарийәниң дәрвазисиниң алдидики хаманда һәр бири өз тәхтидә олтиришти; уларниң алдида пәйғәмбәрләрниң һәммиси бешарәт бәрмәктә еди.
10 Кәнанаһниң оғли Зәдәкия болса өзи төмүрдин мүңгүзләрни ясап: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мошу мүңгүзләр билән Сурийләрни йоқатқичә үсүп урсила», деди.
11 Һәммә пәйғәмбәрләр шуниңға охшаш бешарәт берип: «Гилеадтики Рамотқа чиқип сөзсиз мувәппәқийәт қазинила; чүнки Пәрвәрдигар уни падишаниң қолиға тапшуридикән», дейишти.
12 Микаяни қичқирғили барған хәвәрчи униңға: — Мана, һәммә пәйғәмбәрләр бирдәк падишаға яхши хәвәр бәрмәктә; әнди өтүнимән, сениң сөзүңму уларниңки билән бирдәк болуп, яхши бир хәвәрни бәргин, деди.
13 Амма Микая: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, Худайим маңа немә ейтса, мән шуни ейтимән, деди.
14 У падишаниң алдиға кәлгәндә падиша униңдин: — И Микая, җәң қилғили Гилеадтики Рамотқа чиқсақ боламду, йоқ? — дәп соривиди, у униңға җавап берип: — Чиқип мувәппәқийәт қазинисиләр; чүнки [дүшминиңлар] қоллириңларға тапшурулиду, деди.
15 Лекин падиша униңға: — Мән саңа қанчә қетим Пәрвәрдигарниң намида раст гәптин башқисини маңа ейтмаслиққа қәсәм ичкүзүшүм керәк?! — деди.
16 Микая: — Мән пүткүл Исраилниң тағларда падичисиз қойлардәк тарилип кәткәнлигини көрдүм. Пәрвәрдигар: «Буларниң егиси йоқ; буларниң һәр бири теч-аман өз өйигә қайтсун» деди, — деди.
17 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мана, мән силигә «У мениң тоғрамда қутлуқни әмәс, бәлки һаман балаю-апәтни көрситип бешарәт бериду», демигәнмидим? — деди.
18 Микая йәнә: — Шуңа Пәрвәрдигарниң сөзини аңлиғин; мән Пәрвәрдигарниң Өз тәхтидә олтарғанлиғини, асманниң пүткүл қошунлири униң йенида, оң вә сол тәрипидә турғанлиғини көрдүм.
19 Пәрвәрдигар: «Ким Аһабни Гилеадтики Рамотқа чиқип, шу йәрдә һалак болушқа алдайду?» — деди. Бириси ундақ, бириси мундақ дейишти;
20 шу вақитта бир роһ чиқип Пәрвәрдигарниң алдида туруп: «Мән берип алдай» деди. Пәрвәрдигар униңдин: «Қандақ усул билән алдайсән?» дәп соривиди,
21 у: «Мән чиқип униң һәммә пәйғәмбәрлириниң ағзида ялғанчи бир роһ болимән», деди. Пәрвәрдигар: «Уни алдап илкиңгә алалайсән; берип шундақ қил» — деди.
22 Мана әнди Пәрвәрдигар сениң бу һәммә пәйғәмбәрлириңниң ағзиға бир ялғанчи роһни салди; Пәрвәрдигар сениң тоғраңда балаю-апәт көрситип сөзлиди» — деди.
23 Шуни аңлап Кәнанаһниң оғли Зәдәкия келип Микаяниң качитиға бирни селип: — Пәрвәрдигарниң Роһи қайси йол билән мәндин өтүп саңа сөз қилишқа барди?! — деди.
24 Микая җавап берип: Өзүңни йошуруш үчүн ичкиридики өйгә жүгүргән күнидә шуни көрисән, деди.
25 Исраилниң падишаси әнди: — Микаяни елип қайтуруп берип, шәһәр һакими Амон билән падишаниң оғли Йоашқа тапшуруп,
26 Уларға тапилап: «Падиша мундақ дәйду: — Уни зинданға солап мән теч-аман йенип кәлгичилик қийнап, нан билән суни аз-аз берип туруңлар» — дәңлар, дәп буйруди.
27 Микая: — Әгәр сән һәқиқәтән теч-аман йенип кәлсәң, Пәрвәрдигар мениң васитәм билән сөз қилмиған болиду, деди. Андин у йәнә: — Әй җамаәт, һәр бириңлар аңлаңлар, деди.
28 Исраилниң падишаси билән Йәһуданиң падишаси Йәһошафат Гилеадтики Рамотқа чиқти.
29 Исраилниң падишаси Йәһошафатқа: — Мән башқа қияпәткә кирип җәңгә чиқай; сили болсила өз кийимлирини кийип чиқсила, деди. Исраилниң падишаси башқа қияпәт билән җәңгә чиқти.
30 чүнки шундақ болдики, Сурийәниң падишаси җәң һарвуси сәрдарлириға: — Чоңлири яки кичиклири билән әмәс, пәқәт Исраилниң падишаси билән соқушуңлар, дәп буйруди.
31 Вә шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири Йәһошафатни көргәндә: — Уни чоқум Исраилниң падишаси дәп, униңға олишип һуҗум қилмақчи болди; лекин Йәһошафат пәряд көтәрди, Пәрвәрдигар униңға ярдәм бәрди. Худа уларни униңдин жирақлаштурди;
32 чүнки шундақ болдики, җәң һарвулириниң сәрдарлири униң Исраилниң падишаси әмәслигини көргәндә уни қоғлимай, бурулуп кетип қелишти.
33 Амма бирәйлән қарисиғила бир оқя етивиди, оқ Исраилниң падишасиниң савутиниң мүрисидин төвәнки улиқидин өтүп тәгди. У һарвукешигә: Һарвуни яндуруп мени сәптин чиқарғин; чүнки мән яридар болдум, деди.
34 У күни җәң барғансери қаттиқ болди. Падиша кәчкичә Сурийләрниң удулида өз җәң һарвусиға йөлинип өрә турди. Күн петиши билән у өлди.