< Тарих-тәзкирә 2 17 >
1 Оғли Йәһошафат Асаниң орниға падиша болди; у Исраил падишалиғиға тақабил туруш үчүн өзини күчәйтти.
Oghli Yehoshafat Asaning ornigha padishah boldi; u Israil padishahliqigha taqabil turush üchün özini kücheytti.
2 У һәрбий күчлирини Йәһуданиң һәммә қорғанлиқ шәһәрлиригә орунлаштурди һәмдә Йәһуда зиминиға вә атиси Аса ишғал қилған Әфраимдики һәр қайси шәһәрләргә мудапиә күчлирини турғузди.
U herbiy küchlirini Yehudaning hemme qorghanliq sheherlirige orunlashturdi hemde Yehuda zéminigha we atisi Asa ishghal qilghan Efraimdiki herqaysi sheherlerge mudapie küchlirini turghuzdi.
3 Пәрвәрдигар Йәһошафат билән биллә болди, чүнки у атиси Давутниң башта жүргүзгән йоллирида меңип Баал бутлирини издимиди,
Perwerdigar Yehoshafat bilen bille boldi, chünki u atisi Dawutning bashta yürgüzgen yollirida méngip Baal butlirini izdimidi,
4 бәлки атисиниң Худасинила издәп, Униң әмирлиридә меңип, Исраилларниң қилмишлирини доримиди.
belki atisining Xudasinila izdep, Uning emrliride méngip, Israillarning qilmishlirini dorimidi.
5 Шуңа, Пәрвәрдигар униң падишалиқтики һөкүмранлиғини мустәһкәмлиди; пүткүл Йәһудадикиләр униңға салам-соғиларни сунуп турди; шуниң билән униң мал-мүлки наһайити көп, шан-шөһрити наһайити жуқури болди.
Shunga, Perwerdigar uning padishahliqtiki hökümranliqini mustehkemlidi; pütkül Yehudadikiler uninggha salam-sowghilarni sunup turdi; shuning bilen uning mal-mülki nahayiti köp, shan-shöhriti nahayiti yuqiri boldi.
6 У Пәрвәрдигарниң йоллирида маңғачқа, ғәйрәтлик болди; униң үстигә у Йәһуда зиминидин «жуқури җайлар»ни вә Ашәраһ бутлирини йоқатти.
U Perwerdigarning yollirida mangghachqa, gheyretlik boldi; uning üstige u Yehuda zéminidin «yuqiri jaylar»ni we Asherah butlirini yoqatti.
7 Униң сәлтәнитиниң үчинчи жили өзиниң әмәлдарлиридин Бән-Һайил, Обадия, Зәкәрия, Нәтанәл, Микаяларни Йәһуданиң шәһәрлиридә хәлиққә тәлим беришкә әвәтти.
Uning seltenitining üchinchi yili özining emeldarliridin Ben-Hayil, Obadiya, Zekeriya, Netanel, Mikayalarni Yehudaning sheherliride xelqqe telim bérishke ewetti.
8 Улар билән биллә барғанлардин йәнә Шемая, Нәтания, Зәбадия, Асаһәл, Шәмирамот, Йонатан, Адония, Тобия, Тоб-Адония қатарлиқ бир қанчә Лавийлар, шундақла йәнә Әлишама билән Йәһорам дегән икки каһинму бар еди.
Ular bilen bille barghanlardin yene Shémaya, Netaniya, Zebadiya, Asahel, Shemiramot, Yonatan, Adoniya, Tobiya, Tob-Adoniya qatarliq birqanche Lawiylar, shundaqla yene Elishama bilen Yehoram dégen ikki kahinmu bar idi.
9 Улар Пәрвәрдигарниң Тәврат қануни китавини алғач берип, Йәһуда зиминидики барлиқ шәһәрләрни арилап жүрүп хәлиқ арисида тәлим берәтти.
Ular Perwerdigarning Tewrat qanuni kitabini alghach bérip, Yehuda zéminidiki barliq sheherlerni arilap yürüp xelq arisida telim béretti.
10 Йәһуданиң әтрапидики мәмликәтләрниң һәммисини Пәрвәрдигарниң қорқунучи басти вә улар Йәһошафат билән уруш қилишқа петиналмайтти.
Yehudaning etrapidiki memliketlerning hemmisini Perwerdigarning qorqunchi basti we ular Yehoshafat bilen urush qilishqa pétinalmaytti.
11 Филистийләрдин бәзилири Йәһошафатқа соға-саламлар вә күмүч олпанлирини тапшурди; Әрәбләрму падилиридин униңға йәттә миң йәттә йүз қочқар, йәттә миң йәттә йүз текә соға қилди.
Filistiylerdin beziliri Yehoshafatqa sowgha-salamlar we kümüsh olpanlirini tapshurdi; Ereblermu padiliridin uninggha yette ming yette yüz qochqar, yette ming yette yüz téke sowgha qildi.
12 Йәһошафат барғансери карамәт қудрәт тепип, Йәһудада бир нәччә қорған вә амбар шәһири бена қилди.
Yehoshafat barghanséri karamet qudret tépip, Yehudada birnechche qorghan we ambar shehiri bina qildi.
13 У Йәһуданиң һәр қайси шәһәрлиридә нурғун маддий әшя записи тәйярлиди; Йерусалимдиму униң зәбәрдәс батур җәңчилири бар еди.
U Yehudaning herqaysi sheherliride nurghun maddiy eshya zapisi teyyarlidi; Yérusalémdimu uning zeberdes batur jengchiliri bar idi.
14 Җәмәтлири бойичә уларниң сани төвәндикичә: — Йәһуда қәбилисидики миңбашлири ичидә Аднаһ сәрдар болуп, батур җәңчиләрдин үч йүз миңға башламчилиқ қилатти;
Jemetliri boyiche ularning sani töwendikiche: — Yehuda qebilisidiki mingbashliri ichide Adnah serdar bolup, batur jengchilerdin üch yüz minggha bashlamchiliq qilatti;
15 Аднаһниң қол астида Йәһоһанан сәрдар болуп, икки йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти;
Adnahning qol astida Yehohanan serdar bolup, ikki yüz seksen ming ademge bashlamchiliq qilatti;
16 Йәһоһананниң қол астида Зикриниң оғли Амасия бар еди; у Пәрвәрдигарға өзини ативәткән адәм болуп, икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти.
Yehohananning qol astida Zikrining oghli Amasiya bar idi; u Perwerdigargha özini atiwetken adem bolup, ikki yüz ming batur jengchige bashlamchiliq qilatti.
17 Бинямин қәбилиси ичидә Елияда дегән батур бир җәңчи болуп, оқя вә қалқан билән қуралланған икки йүз миң батур җәңчигә башламчилиқ қилатти;
Binyamin qebilisi ichide Éliyada dégen batur bir jengchi bolup, oqya we qalqan bilen qorallan’ghan ikki yüz ming batur jengchige bashlamchiliq qilatti;
18 Елияданиң қол астида Йәһозабад болуп, җәңгә тәйяр қошундин бир йүз сәксән миң адәмгә башламчилиқ қилатти.
Éliyadaning qol astida Yehozabad bolup, jengge teyyar qoshundin bir yüz seksen ming ademge bashlamchiliq qilatti.
19 Буларниң һәммиси падишаниң хизмитидә һазир туратти; падишаниң йәнә пүтүн Йәһуда зиминидики қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштурулған адәмлири болса, уларниң сиртида еди.
Bularning hemmisi padishahning xizmitide hazir turatti; padishahning yene pütün Yehuda zéminidiki qorghanliq sheherlerge orunlashturulghan ademliri bolsa, ularning sirtida idi.