< Тарих-тәзкирә 2 16 >
1 Асаниң сәлтәнитиниң оттуз алтинчи жили, Исраилниң падишаси Бааша Йәһудаға қарши һуҗум қилди; һеч ким Йәһуданиң падишаси Аса билән барди-кәлди қилмисун дәп, Рамаһ шәһирини мәһкәм қилип ясиди.
2 У вақитта Аса Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзниләрдин вә падишаниң ордисидики ғәзниләрдин алтун-күмүчни елип уларни Дәмәшқтә турушлуқ Сурийә падишаси Бән-Һададқа әвәтип вә бу хәвәрни йәткүзүп: —
3 «Мениң атам билән силиниң атилириниң арисида болғандәк мән билән силиниң арилирида бир әһдә болсун. Мана, силигә күмүч билән алтун әвәттим; әнди Исраилниң падишаси Бааша билән болған әһдилиридин қоллирини үзсилә; шуниң билән у мени қамал қилиштин қол үзсун» — деди.
4 Бән-һадад Аса падишаниң сөзигә кирип, өз қошуниниң сәрдарлирини Исраилниң шәһәрлиригә һуҗум қилишқа әвәтип, Иҗон, Дан, Абәл-майим, Нафталидики барлиқ амбар шәһәрлирини беқиндурди.
5 Бааша бу хәвәрни аңлап, Рамаһ истиһкамини ясаштин қолини жиғип, қурулушларниң һәммисини тохтатти.
6 Аса падиша болса пүткүл Йәһуданиң адәмлирини башлап, Бааша Рамаһ шәһирини ясашқа ишләткән ташлар билән яғачларни Рамаһтин тошуп елип кәтти. У мошуларни ишлитип Гебани вә Мизпаһни мәһкәм қилип ясиди.
7 У чағда, алдин көргүчи Һанани Йәһуда падишаси асаниң йениға келип униңға: — Өзүң Пәрвәрдигар Худайиңға әмәс, бәлки Сурийә падишасиға таянғанлиғиң үчүн Сурийә падишасиниң қошуни өз қолуңдин қутулди.
8 Ефиопийләр билән Ливийәликләр чоң бир қошун әмәсмиди? Җәң һарвулири вә атлиқ әскәрлири интайин көп әмәсмиди? Лекин сән пәқәт Пәрвәрдигарға таянғанда, у уларни қолуңға тапшурған еди.
9 Чүнки Пәрвәрдигар көңли Маңа тамамән садиқ болғанларға ярдәмдә болуп, Өзүмни қудрәтлик көрситәй дәп, көзлирини пүтүн йәр йүзидә уян-буян жүгүртиду. Сән бу ишта бәк ахмақлиқ қилдиң. Әнди буниңдин кейин урушлардин халас болалмайсән, деди.
10 Буни аңлапла Аса алдин көргүчигә интайин ғәзәплинип, уни зинданға солап қойди; униң бу сөзигә қәһри қайнап кәтти. У шу вақитларда хәлиқтин бәзилиригә зулум селишқа башлиған еди.
11 Мана, Асаниң қилған ишлири баштин ахириғичә «Йәһуда вә Исраил падишалириниң тарихнамиси»да пүтүлгәндур.
12 Асаниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида путида бир кесәл пәйда болди; вә кесили барғансери еғирлишип кәтти; лекин у ағриғандиму Пәрвәрдигарни издимиди, бәлки пәқәт тевиплардинла ярдәм издиди.
13 Аса сәлтәнитиниң қириқ биринчи жилида өлди, ата-бовилири арисида ухлиди.
14 Хәлиқләр уни «Давут шәһири»дә өзигә атап тәйярлитип колиған қәбиргә дәпнә қилди. Улар уни әттарларниң усули билән тәңшәлгән һәртүрлүк дора-дәрмандин болған бир арилашма пүркәлгән җиназиға ятқузди һәмдә униңға атап нурғун хушбуй яндурди.