< Тарих-тәзкирә 2 15 >
1 Худаниң Роһи Одәдниң оғли Азарияниң үстигә чүшти.
2 Шуниң билән у Аса билән көрүшүшкә чиқип униңға: — И Аса, пүткүл Йәһудалар вә Биняминлар, маңа қулақ селиңлар! Силәр Пәрвәрдигар билән биллә болғиниңларда, Уму силәр билән биллә болиду. Силәр Уни излисәңлар У силәргә тапқузулиду; лекин силәр Униңдин ваз кәчсәңлар У силәрдин ваз кечиду.
3 Исраиллар узун күнләргичә һәқиқий Худа, тәлим беридиған каһин вә қанун-әһкамлардин җуда болуп жүрди;
4 Лекин улар қийинчилиқта қалған вақитларда Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға қайтип, Уни издиди вә У уларға өзини тапқузди.
5 У вақитларда чиқип-кирип турғанларға һеч арамлиқ болмиған, чүнки һәр қайси әл-жутлар малиманчилиқ ичидә туратти.
6 Худа уларни һәр хил қийинчилиқ-малиманчилиқ ичидә қалдурғачқа, мәмликәт билән мәмликәт, шәһәр билән шәһәр өз ара соқушуп вәйран болди.
7 Лекин силәр болсаңлар, қәйсәр болуңлар, мәзмут туруп қоллириңларни бошатмаңлар, чүнки әмәллириңларниң әҗир-инъами бардур, деди.
8 Аса бу гәпләрни вә Одәд пәйғәмбәр бәргән бешарәтни аңлиғанда у дадиллишип, пүтүн Йәһуда вә Бинямин зиминлирида, шундақла Әфраимниң тағлиқ районлирида қолға чүшүргән һәр қайси шәһәрләрдики жиркинчлик бутларни йоқатти вә йәнә Пәрвәрдигарниң өйидики айван алдида турған Пәрвәрдигар қурбангаһини йеңибаштин ясатти.
9 У барлиқ Йәһудалар вә Биняминларни, шуниңдәк уларниң арисида олтирақлашқан барлиқ Әфраимий, Манассәһий, Шимеоний мусапирлирини жиғди (чүнки нурғун Исраиллар Асаниң Худаси Пәрвәрдигарниң униң билән биллә екәнлигини көргән болуп, Исраилдин чиқип Аса тәрәпкә өткән еди).
10 Асаниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили үчинчи айда улар Йерусалимға жиғилди.
11 Шу күни улар елип кәлгән җәң ғәнимәтлиридин йәттә йүз буқа вә йәттә миң қойни Пәрвәрдигарға атап қурбанлиқ қилди.
12 Улар йәнә ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни пүтүн қәлби вә бүтүн җени билән издәшкә бир әһдә түзүшти;
13 әһдидә, Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издимигән қери-яш, әр-аял демәй һәммиси өлтүрүлсун, дейилди.
14 Улар жуқури аваз билән вақираш вә канай һәм бурға челиш билән Пәрвәрдигарға қәсәм беришти.
15 Пүткүл Йәһуда җамаити ичкән қәсимидин шатланди; чүнки улар пүтүн қәлби билән қәсәм ичкән болуп, Пәрвәрдигарни толиму тәлмүрүп издиди; вә У уларға Өзини тапқузди. Пәрвәрдигар уларға төрт әтрапида арамлиқ ата қилди.
16 Аса падиша йәнә чоң аниси Маақаһни жиркиничлик бир «ашераһ» түврүкни ясиғини үчүн ханишлиқ мәртивисидин чүшүрүвәтти. Аса бу жиркиничлик бутни кесип, аяқ астида чәйлиди вә Кидрон җилғисида көйдүрүвәтти.
17 «Жуқири җайлар» йоқитилмисиму, Асаниң қәлби [Пәрвәрдигарға] пүтүнләй беғишланған еди.
18 Һәм атиси һәм у өзи Пәрвәрдигарға атап ясиған нәрсиләрни, җүмлидин күмүч билән алтунни вә түрлүк қача-қучиларни Худаниң өйигә кәлтүрди.
19 Шу вақиттин тартип таки Асаниң сәлтәнитиниң оттуз бәшинчи жилиғичә уруш болуп бақмиди.