< Тарих-тәзкирә 2 14 >
1 Абия ата-бовилири арисида ухлиди, кишиләр уни «Давут шәһири»гә дәпнә қилди. Оғли Аса униң орниға падиша болди. Аса падиша болған күнләрдә он жил тинич өтти.
2 Аса Худаси Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус вә тоғра болғанни қилди.
3 У ят әлләрдин кәлгән бут қурбангаһлирини вә «жуқури җайлар»ни йоқитип, «бут түврүк»ләрни өрүп чеқип, Ашәраһ бутлирини кисип ташлиди,
4 Йәһудаларға ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни издәшни, муқәддәс қанун-әмирләрни тутушни әмир қилди.
5 У йәнә Йәһуда зиминидики һәр бир шәһәрләрдин «жуқури җайлар»ни вә «күн түврүклири»ни йоқатти. У чағда пүтүн падишалиқ униң һөкүмранлиғида тинич-асайишлиқта өтти.
6 У йәнә Йәһуда зиминида бир нәччә қорғанлиқ шәһәрләрни салдурди, чүнки жут-зимин арамлиқта болди; Пәрвәрдигар униңға арамлиқ бәргәчкә, шу жилларда һеч уруш болмиди.
7 У Йәһудаларға: — Зимин алдимизда тинич турғанда, бу шәһәрләрни сепил билән қоршалған, мунарлиқ, балдақлиқ қовуқлири болған шәһәрләр қилип қурайли; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарни издигинимиз үчүн У тиничлик бәрди; биз Уни издәп кәлдуқ вә У бизниң төрт әтрапимизда бизгә арамлиқ бәрди, деди. Шуниң билән улар қурулушни башлиди вә ишлири оңушлуқ болди.
8 Асаниң қошуни бар еди; Йәһуда қәбилисидин қалқан вә нәйзә билән қуралланған үч йүз миң әскири, Бинямин қәбилисидин сипар вә оқя билән қуралланған икки йүз сәксән миң кишилик; уларниң һәммиси батур әзимәтләр еди.
9 У чағда Зәраһ исимлиқ бир Ефиопий миллион кишилик қошуни билән үч йүз җәң һарвусини башлап, [Асаға] һуҗум қозғап Марәшаһға кәлди.
10 Аса униң билән қаршилишишқа атланди; улар Марәшаһқа йеқин Зәфатаһ җилғисиға келип, бир-биригә қарши сәп түзүп турушти.
11 Аса Худаси Пәрвәрдигарға нида қилип: — И Пәрвәрдигар, Өз бәндәңгә ярдәм бәрсәң, у күчлүк болсун, аҗиз болсун Сән үчүн һеч қанчә иш әмәс. И Пәрвәрдигар Худайимиз, бизгә ярдәм қилғайсән; чүнки биз Саңа тайинимиз вә Сениң намиңда бу зор қошунға қарши атлинип чиқтуқ. И Пәрвәрдигар, Сән бизниң Худайимиздурсән, инсанлар Сениңдин ғалип кәлмисун! — деди.
12 Шуниң билән Пәрвәрдигар Аса вә Йәһудалар алдида Ефиопийләрни уруп тирипирән қиливәтти, Ефиопийләр қачти.
13 Аса өз адәмлири билән бирликтә уларни таки Гәрарғичә қоғлиди; Ефиопийләр шундақ жиқитилдики, улардин бир адәмму тирик қалмиди; чүнки улар Пәрвәрдигарниң алдида вә униң қошуни алдида кукум-талқан қилинди. Йәһудалар ғайәт зор җәң ғәнимәтлирини қолиға елип кәтти.
14 Улар йәнә Гәрар әтрапидики барлиқ шәһәрләргә һуҗум қилип ишғал қилди; чүнки Пәрвәрдигардин зор бир қорқунуч мошу шәһәрләрдикиләрни басқан еди. Йәһудалар йәнә һәммә шәһәрни бирниму қоймай булаң-талаң қилди, чүнки уларда толиму көп мал-мүлүк бар еди.
15 Улар йәнә мал баққан чарвичиларниң чедир-қотанлириғиму зәрб қилип, наһайити көп қой вә төгиләрни елип Йерусалимға қайтти.