< Тарих-тәзкирә 2 13 >
1 Падиша Йәробоамниң сәлтәнитиниң он сәккизинчи жили Абия Йәһуданиң үстигә падиша болди.
Padishah Yeroboamning seltenitining on sekkizinchi yili Abiya Yehudaning üstige padishah boldi.
2 У Йерусалимда үч жил сәлтәнәт қилди; униң анисиниң исми Микая болуп, у Гибеаһлиқ Урийәлниң қизи еди. Абия билән Йәробоам оттурисида уруш болди.
U Yérusalémda üch yil seltenet qildi; uning anisining ismi Mikaya bolup, u Gibéahliq Uriyelning qizi idi. Abiya bilen Yeroboam otturisida urush boldi.
3 Абия җәң қилиш үчүн хилланған җәңчиләрдин төрт йүз миңни башлап чиқти; Йәробоамму хилланған батур җәңчиләрдин сәккиз йүз миңни башлап чиқип, Абияға қарши сәп түзүп турди.
Abiya jeng qilish üchün xillan’ghan jengchilerdin töt yüz mingni bashlap chiqti; Yeroboammu xillan’ghan batur jengchilerdin sekkiz yüz mingni bashlap chiqip, Abiyagha qarshi sep tüzüp turdi.
4 Абия Әфраим тағлиқ районидики Зәмарайим теғиға чиқип мундақ деди: — «И Йәробоам вә Исраил хәлқи, гепимгә қулақ селиңлар!
Abiya Efraim taghliq rayonidiki Zemarayim téghigha chiqip mundaq dédi: — «I Yeroboam we Israil xelqi, gépimge qulaq sélinglar!
5 Билмәмсиләр, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар «тузлуқ әһдә» қилип, Исраилниң үстидики падишалиқни Давутқа вә униң әвлатлириға мәңгүгә тәқдим қилғанғу?
Bilmemsiler, Israilning Xudasi Perwerdigar «tuzluq ehde» qilip, Israilning üstidiki padishahliqni Dawutqa we uning ewladlirigha menggüge teqdim qilghan’ghu?
6 Лекин Давутниң оғли Сулайманниң қули, Нибатниң оғли Йәробоам қозғилип өз ғоҗисидин йүз өриди.
Lékin Dawutning oghli Sulaymanning quli, Nibatning oghli Yeroboam qozghilip öz ghojisidin yüz öridi.
7 Шуниң билән бәзи муттәһәмләр, «Белиялниң балилири» униң йениға жиғилип, Сулайманниң оғли Рәһобоам билән қаршилишишқа өзлирини күчләндүрди; Рәһобоам у чағда техи яш, сәбий балидәк болғачқа, уларға тәң келәлмиди.
Shuning bilen bezi muttehemler, «Béliyalning baliliri» uning yénigha yighilip, Sulaymanning oghli Rehoboam bilen qarshilishishqa özlirini küchlendürdi; Rehoboam u chaghda téxi yash, sebiy balidek bolghachqa, ulargha teng kélelmidi.
8 Әнди силәр Пәрвәрдигарниң Давутниң әвлатлириниң қолиға тапшурған падишалиғиға қарши чиқип «өзимизни көрситимиз» дәйсиләр; силәрниң адимиңлар дәрвәқә көптур; силәрдә йәнә Йәробоам силәргә ясап бәргән, илаһлар дәп қарилидиған алтун мозайлар бар.
Emdi siler Perwerdigarning Dawutning ewladlirining qoligha tapshurghan padishahliqigha qarshi chiqip «özimizni körsitimiz» deysiler; silerning adiminglar derweqe köptur; silerde yene Yeroboam silerge yasap bergen, ilahlar dep qarilidighan altun mozaylar bar.
9 Силәр Пәрвәрдигарниң каһинлири болған Һарунниң әвлатлири билән Лавийларни қоғливетип, йәр йүзидики башқа әлләр қилғинидәк өзлириңларға [халиғанчә] каһин тикливалған әмәсмидиңлар? Кимдәким бир топақ вә йәттә қозини елип келип өзүмни [каһинлиққа] беғишлаймән десә, у Худа болмиған бутларға каһин болалайду!
Siler Perwerdigarning kahinliri bolghan Harunning ewladliri bilen Lawiylarni qoghliwétip, yer yüzidiki bashqa eller qilghinidek özliringlargha [xalighanche] kahin tikliwalghan emesmidinglar? Kimdekim bir torpaq we yette qozini élip kélip özümni [kahinliqqa] béghishlaymen dése, u Xuda bolmighan butlargha kahin bolalaydu!
10 Лекин биз болсақ, Пәрвәрдигар бизниң Худайимиздур, биз униңдин ваз кәчмидуқ; Пәрвәрдигарниң хизмитидә болған каһинлар болса Һарунниң әвлатлиридур, Лавийлар уларниң хизмитидә турмақта.
Lékin biz bolsaq, Perwerdigar bizning Xudayimizdur, biz uningdin waz kechmiduq; Perwerdigarning xizmitide bolghan kahinlar bolsa Harunning ewladliridur, Lawiylar ularning xizmitide turmaqta.
11 Улар һәр күни әтиси-ахшими Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқларни сунуп, есил хушбуй яқиду. Пакиз ширәгә «тәқдим нанлар»му тизип қоюлиду, һәр күни кәчтә улар алтун чирақдан үстидики чирақларни яндурулиду; чүнки биз Худайимиз Пәрвәрдигарниң тапшуруғиға әмәл қилип келиватимиз. Бирақ силәр болсаңлар униңдин ваз кәчтиңлар.
Ular her küni etisi-axshimi Perwerdigargha köydürme qurbanliqlarni sunup, ésil xushbuy yaqidu. Pakiz shirege «teqdim nanlar»mu tizip qoyulidu, her küni kechte ular altun chiraghdan üstidiki chiraghlarni yandurulidu; chünki biz Xudayimiz Perwerdigarning tapshuruqigha emel qilip kéliwatimiz. Biraq siler bolsanglar uningdin waz kechtinglar.
12 Қараңлар, Худа бизни Башлиғучи болуп биз билән биллидур; қоллириға канай алған, силәргә һуҗум қилишқа сигнал чилишқа тәйяр туридиған униң каһинлириму биз билән биллидур. И Исраил балилири, ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар билән җәң қилмаңлар; чүнки силәр һәргиз ғәлибә қазиналмайсиләр».
Qaranglar, Xuda bizni Bashlighuchi bolup biz bilen billidur; qollirigha kanay alghan, silerge hujum qilishqa signal chilishqa teyyar turidighan uning kahinlirimu biz bilen billidur. I Israil baliliri, ata-bowanglarning Xudasi bolghan Perwerdigar bilen jeng qilmanglar; chünki siler hergiz ghelibe qazinalmaysiler».
13 Лекин Йәробоам уларниң арқисидин һуҗум қилмақ үчүн бөктүрмә қойған еди. Шундақки, Исраиллар Йәһудаларниң алди тәрипидә еди вә бөктүрмә қошун уларниң арқа тәрипидә сақлап туратти.
Lékin Yeroboam ularning arqisidin hujum qilmaq üchün böktürme qoyghanidi. Shundaqki, Israillar Yehudalarning aldi teripide idi we böktürme qoshun ularning arqa teripide saqlap turatti.
14 Йәһудалар бурулуп қариса, мана өзлири алди-арқидин һуҗумға учравататти; улар Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди, каһинларму канайларни чалди.
Yehudalar burulup qarisa, mana özliri aldi-arqidin hujumgha uchrawatatti; ular Perwerdigargha peryad kötürdi, kahinlarmu kanaylarni chaldi.
15 Буниң билән Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришти; вә шундақ болдики, Йәһудалар қаттиқ чуқан көтиришүватқанда, Худа Йәробоам билән барлиқ Исраилларни Абия билән Йәһудаларниң алдидин уруп терә-пәрәң қилди.
Buning bilen Yehudalar qattiq chuqan kötürüshti; we shundaq boldiki, Yehudalar qattiq chuqan kötürüshüwatqanda, Xuda Yeroboam bilen barliq Israillarni Abiya bilen Yehudalarning aldidin urup tére-pereng qildi.
16 Исраиллар Йәһудаларниң алдидин қачти; Худа уларни Йәһудаларниң қолиға тапшурди.
Israillar Yehudalarning aldidin qachti; Xuda ularni Yehudalarning qoligha tapshurdi.
17 Абия билән униң адәмлири Исраилларни қаттиқ қирғин қилди; Исраиллардин хилланған бәш йүз миң әскәр қәтл қилинди.
Abiya bilen uning ademliri Israillarni qattiq qirghin qildi; Israillardin xillan’ghan besh yüz ming esker qetl qilindi.
18 Бу чағда Исраиллар төвән қилинди; Йәһудадикиләр ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға таянғанлиғи үчүн ғәлибә қазанди.
Bu chaghda Israillar töwen qilindi; Yehudadikiler ata-bowilirining Xudasi Perwerdigargha tayan’ghanliqi üchün ghelibe qazandi.
19 Абия Йәробоамниң кәйнидин қоғлап маңди; у униң илкидин бир қанчә шәһирини, йәни Бәйт-Әл вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Йешанаһ вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни, Әфрон вә униңға қарашлиқ йеза-базарларни тартивалди.
Abiya Yeroboamning keynidin qoghlap mangdi; u uning ilkidin birqanche shehirini, yeni Beyt-El we uninggha qarashliq yéza-bazarlarni, Yéshanah we uninggha qarashliq yéza-bazarlarni, Efron we uninggha qarashliq yéza-bazarlarni tartiwaldi.
20 Йәробоам Абияниң күнлиридә қайтидин күчлинәлмиди. Пәрвәрдигарниң уни уруши билән у өлди.
Yeroboam Abiyaning künliride qaytidin küchlinelmidi. Perwerdigarning uni urushi bilen u öldi.
21 Абия болса өзини қудрәт тапқузди; у он төрт хотун елип, жигирмә икки оғул, он алтә қиз пәрзәнт көрди.
Abiya bolsa özini qudret tapquzdi; u on töt xotun élip, yigirme ikki oghul, on alte qiz perzent kördi.
22 Абияниң башқа ишлири, униң маңған йоллири вә ейтқан сөзлири «Иддо пәйғәмбәрниң тәһлили»дә пүтүлгәндур.
Abiyaning bashqa ishliri, uning mangghan yolliri we éytqan sözliri «Iddo peyghemberning tehlili»de pütülgendur.