< Тарих-тәзкирә 2 12 >
1 Рәһобоамниң падишалиғи мустәһкәм болғанда, шундақла күчәйгәндә, шундақ болдики, у Пәрвәрдигарниң қанун-әһкамлирини тәрк қилди вә пүткүл Исраилларму униңға әгишип кәтти.
Rǝⱨoboamning padixaⱨliⱪi mustǝⱨkǝm bolƣanda, xundaⱪla küqǝygǝndǝ, xundaⱪ boldiki, u Pǝrwǝrdigarning ⱪanun-ǝⱨkamlirini tǝrk ⱪildi wǝ pütkül Israillarmu uningƣa ǝgixip kǝtti.
2 Вә уларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилғини түпәйлидин, Рәһобоам сәлтәнитиниң бәшинчи жилида шундақ болдики, Мисирниң падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қозғиди.
Wǝ ularning Pǝrwǝrdigarƣa wapasizliⱪ ⱪilƣini tüpǝylidin, Rǝⱨoboam sǝltǝnitining bǝxinqi yilida xundaⱪ boldiki, Misirning padixaⱨi Xixak Yerusalemƣa ⱨujum ⱪozƣidi.
3 Шишак бир миң икки йүз җәң һарвуси, атмиш миң атлиқ әскәрни башлап кәлди; у өзи билән биллә Мисирдин елип чиққан ләшкәрләр, җүмлидин Ливийәликләр, Суккийләр вә Ефиопийләр сан-санақсиз еди.
Xixak bir ming ikki yüz jǝng ⱨarwisi, atmix ming atliⱪ ǝskǝrni baxlap kǝldi; u ɵzi bilǝn billǝ Misirdin elip qiⱪⱪan lǝxkǝrlǝr, jümlidin Liwiyǝliklǝr, Sukkiylǝr wǝ Efiopiylǝr san-sanaⱪsiz idi.
4 У Йәһудаға тәвә болған қорғанлиқ шәһәрләрни ишғал қилди, андин Йерусалимға һуҗум қилишқа кәлди.
U Yǝⱨudaƣa tǝwǝ bolƣan ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝrni ixƣal ⱪildi, andin Yerusalemƣa ⱨujum ⱪilixⱪa kǝldi.
5 Бу чағда Шишак сәвәвидин Йәһуда әмәлдарлири Йерусалимға жиғилишқан еди; Шимая пәйғәмбәр Рәһобоам вә әмәлдарларниң йениға келип уларға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Силәр мениңдин ваз кәчкиниңлар үчүн, Мәнму силәрдин ваз кечип Шишакниң қолиға тапшурдум» дәйду, деди.
Bu qaƣda Xixak sǝwǝbidin Yǝⱨuda ǝmǝldarliri Yerusalemƣa yiƣilixⱪanidi; Ximaya pǝyƣǝmbǝr Rǝⱨoboam wǝ ǝmǝldarlarning yeniƣa kelip ularƣa: — Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Silǝr meningdin waz kǝqkininglar üqün, Mǝnmu silǝrdin waz keqip Xixakning ⱪoliƣa tapxurdum» dǝydu, dedi.
6 Шуни аңлап, Исраил әмәлдарлири билән падиша өзлирини төвән қилип: — Пәрвәрдигар адилдур, дейишти.
Xuni anglap, Israil ǝmǝldarliri bilǝn padixaⱨ ɵzlirini tɵwǝn ⱪilip: — Pǝrwǝrdigar adildur, deyixti.
7 Пәрвәрдигар уларниң өзлирини төвән қилғанлиғини көрүп Пәрвәрдигарниң сөзи Шимаяға йетип келип: —«Улар өзлирини төвән қилған екән, Мән уларни һалак қилмай, бәлки уларға азғинә ниҗат көрситимән вә Мениң қайнап турған ғәзивим Шишакниң қоли билән Йерусалимға төкүлмәйду.
Pǝrwǝrdigar ularning ɵzlirini tɵwǝn ⱪilƣanliⱪini kɵrüp Pǝrwǝrdigarning sɵzi Ximayaƣa yetip kelip: —«Ular ɵzlirini tɵwǝn ⱪilƣanikǝn, Mǝn ularni ⱨalak ⱪilmay, bǝlki ularƣa azƣinǝ nijat kɵrsitimǝn wǝ Mening ⱪaynap turƣan ƣǝzipim Xixakning ⱪoli bilǝn Yerusalemƣa tɵkülmǝydu.
8 Һалбуки, уларниң Маңа беқиниш билән дуниядики падишалиқларға беқинишниң қандақ пәрқи барлиғини билип йетиши үчүн, улар Шишакқа беқинди болиду» — дейилди.
Ⱨalbuki, ularning Manga beⱪinix bilǝn dunyadiki padixaⱨliⱪlarƣa beⱪinixning ⱪandaⱪ pǝrⱪi barliⱪini bilip yetixi üqün, ular Xixakⱪa beⱪindi bolidu» — deyildi.
9 Шуниң билән Мисир падишаси Шишак Йерусалимға һуҗум қилип, Пәрвәрдигарниң өйидики ғәзнә-байлиқлар билән падишаниң ордисидики ғәзнә-байлиқларни елип кәтти. У һәммисини, җүмлидин Сулайман ясатқан алтун сипар-қалқанларни қоймай елип кәтти.
Xuning bilǝn Misir padixaⱨi Xixak Yerusalemƣa ⱨujum ⱪilip, Pǝrwǝrdigarning ɵyidiki hǝzinǝ-bayliⱪlar bilǝn padixaⱨning ordisidiki hǝzinǝ-bayliⱪlarni elip kǝtti. U ⱨǝmmisini, jümlidin Sulayman yasatⱪan altun sipar-ⱪalⱪanlarni ⱪoymay elip kǝtti.
10 Уларниң орнида Рәһобоам падиша мистин бир мунчә сипар-қалқанлар яситип, уларни падиша ордисиниң кириш йолини сақлайдиған пасибан бәглириниң қолиға тапшурди.
Ularning ornida Rǝⱨoboam padixaⱨ mistin birmunqǝ sipar-ⱪalⱪanlar yasitip, ularni padixaⱨ ordisining kirix yolini saⱪlaydiƣan pasiban bǝglirining ⱪoliƣa tapxurdi.
11 Падиша һәр қетим Пәрвәрдигарниң өйигә киридиған чағда, пасибанлар у қалқанларни елип тутуп туратти, андин уларни йәнә пасибанханиға әкелип қоюшатти.
Padixaⱨ ⱨǝr ⱪetim Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ kiridiƣan qaƣda, pasibanlar u ⱪalⱪanlarni elip tutup turatti, andin ularni yǝnǝ pasibanhaniƣa ǝkelip ⱪoyuxatti.
12 Шуниң билән падиша өзини төвән қилғандин кейин, Пәрвәрдигарниң ғәзиви униңдин йенип, уни тамамән йоқитивәтмиди; Йәһудадикиләр ичидиму аз-тола яхши ишлар тепилди.
Xuning bilǝn padixaⱨ ɵzini tɵwǝn ⱪilƣandin keyin, Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi uningdin yenip, uni tamamǝn yoⱪitiwǝtmidi; Yǝⱨudadikilǝr iqidimu az-tola yahxi ixlar tepildi.
13 Падиша Рәһобоам Йерусалимда аста-аста қудрәт тепип, өз сәлтәнитини сүрәтти. Рәһобоам тәхткә чиққан чеғида қириқ бир яшта еди; у Йерусалимда, йәни Пәрвәрдигар Өз намини тикләш үчүн пүткүл Исраил қәбилилири ичидин таллиған шәһәрдә он йәттә жил сәлтәнәт қилди; Рәһобоамниң анисиниң исми Наамаһ болуп, у Аммоний еди.
Padixaⱨ Rǝⱨoboam Yerusalemda asta-asta ⱪudrǝt tepip, ɵz sǝltǝnitini sürǝtti. Rǝⱨoboam tǝhtkǝ qiⱪⱪan qeƣida ⱪiriⱪ bir yaxta idi; u Yerusalemda, yǝni Pǝrwǝrdigar Ɵz namini tiklǝx üqün pütkül Israil ⱪǝbililiri iqidin talliƣan xǝⱨǝrdǝ on yǝttǝ yil sǝltǝnǝt ⱪildi; Rǝⱨoboamning anisining ismi Naamaⱨ bolup, u Ammoniy idi.
14 Рәһобоам көңлидә Пәрвәрдигарни издәшни нийәт қилмиғанлиғи түпәйлидин рәзиллик қилди.
Rǝⱨoboam kɵnglidǝ Pǝrwǝrdigarni izdǝxni niyǝt ⱪilmiƣanliⱪi tüpǝylidin rǝzillik ⱪildi.
15 Рәһобоамниң барлиқ қилған ишлири баштин-ахириғичә нәсәб хатирилиридики «Шимая пәйғәмбәрниң сөзлири» вә «Алдин көргүчи Иддониң сөзлири»дә пүтүлгән әмәсмиди? Рәһобоам билән Йәробоам оттурисида урушлар тохтимай болуп туратти.
Rǝⱨoboamning barliⱪ ⱪilƣan ixliri baxtin-ahiriƣiqǝ nǝsǝb hatiriliridiki «Ximaya pǝyƣǝmbǝrning sɵzliri» wǝ «Aldin kɵrgüqi Iddoning sɵzliri»dǝ pütülgǝn ǝmǝsmidi? Rǝⱨoboam bilǝn Yǝroboam otturisida uruxlar tohtimay bolup turatti.
16 Рәһобоам ата-бовилири арисида ухлиди, «Давутниң шәһири»гә дәпнә қилинди. Оғли Абия униң орниға падиша болди.
Rǝⱨoboam ata-bowiliri arisida uhlidi, «Dawutning xǝⱨiri»gǝ dǝpnǝ ⱪilindi. Oƣli Abiya uning orniƣa padixaⱨ boldi.