< Тарих-тәзкирә 2 11 >

1 Рәһобоам Йерусалимға келип, Исраил билән җәң қилип падишалиқни өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуда билән Бинямин җәмәтидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди.
Rǝⱨoboam Yerusalemƣa kelip, Israil bilǝn jǝng ⱪilip padixaⱨliⱪni ɵzigǝ ⱪayturup ǝkilix üqün Yǝⱨuda bilǝn Binyamin jǝmǝtidin bir yüz sǝksǝn ming hillanƣan jǝnggiwar ǝskǝrni toplidi.
2 Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: —
Lekin Hudaning sɵzi Hudaning adimi Xemayaƣa kelip: —
3 «Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, Йәһуда билән Биняминдики Исраилларға сөз қилип: —
«Yǝⱨudaning padixaⱨi, Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboamƣa, Yǝⱨuda bilǝn Binyamindiki Israillarƣa sɵz ⱪilip: —
4 «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Вә улар Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салди, Йәробоамға һуҗум қилиштин янди.
«Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ⱨujumƣa qiⱪmanglar, ⱪerindaxliringlar bilǝn jǝng ⱪilmanglar; ⱨǝrbiringlar ɵz ɵyünglarƣa ⱪaytip ketinglar; qünki bu ix Mǝndindur», degin» — deyildi. Wǝ ular Pǝrwǝrdigarning sɵzlirigǝ ⱪulaⱪ saldi, Yǝroboamƣa ⱨujum ⱪilixtin yandi.
5 Рәһобоам Йерусалимда туратти, вә Йәһудада қорғанлиқ шәһәрләрни салғузған еди.
Rǝⱨoboam Yerusalemda turatti, wǝ Yǝⱨudada ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝrni salƣuzƣanidi.
6 У Бәйт-Ләһәм, Етам, Тәкоа,
U Bǝyt-Lǝⱨǝm, Etam, Tǝkoa,
7 Бәйт-Зур, Сокоһ, Адуллам,
Bǝyt-Zur, Sokoⱨ, Adullam,
8 Гат, Марәшаһ, Зиф,
Gat, Marǝxaⱨ, Zif,
9 Адорайим, Лақиш, Азикаһ,
Adorayim, Laⱪix, Azikaⱨ,
10 Зораһ, Айҗалон, Һебронни ясатти; буларниң һәммиси қорғанлиқ шәһәрләр болуп, Йәһуда вә Биняминниң зиминида еди.
Zoraⱨ, Ayjalon, Ⱨebronni yasatti; bularning ⱨǝmmisi ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝr bolup, Yǝⱨuda wǝ Binyaminning zeminida idi.
11 У барлиқ қәлъә-қорғанларни мустәһкәмлиди вә уларда сәрдарларни тайинлиди, запас ашлиқ, май вә шарапларни тәйярлиди.
U barliⱪ ⱪǝl’ǝ-ⱪorƣanlarni mustǝⱨkǝmlidi wǝ ularda sǝrdarlarni tǝyinlidi, zapas axliⱪ, may wǝ xarablarni tǝyyarlidi.
12 У йәнә һәр қайси шәһәрләрни көплигән қалқан вә нәйзиләр билән қуралландуруп, аламәт мустәһкәмливәтти. Йәһуда билән Бинямин униң тәрипидә туратти.
U yǝnǝ ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrlǝrni kɵpligǝn ⱪalⱪan wǝ nǝyzilǝr bilǝn ⱪorallandurup, alamǝt mustǝⱨkǝmliwǝtti. Yǝⱨuda bilǝn Binyamin uning tǝripidǝ turatti.
13 Пүткүл Исраилда туруватқан каһинлар билән Лавийлар қайси жутта болмисун униң тәрипидә туратти.
Pütkül Israilda turuwatⱪan kaⱨinlar bilǝn Lawiylar ⱪaysi yurtta bolmisun uning tǝripidǝ turatti.
14 Чүнки Йәробоам билән униң оғуллири Лавийларни чәткә қеқип, уларниң Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп каһинлиқ өткүзүшини чәклигәнлиги үчүн, улар өзлириниң отлақлири вә мал-мүлкини ташлап Йәһуда зиминға вә Йерусалимға келишкән еди
Qünki Yǝroboam bilǝn uning oƣulliri Lawiylarni qǝtkǝ ⱪeⱪip, ularning Pǝrwǝrdigarning hizmitidǝ bolup kaⱨinliⱪ ɵtküzüxini qǝkligǝnliki üqün, ular ɵzlirining otlaⱪliri wǝ mal-mülkini taxlap Yǝⱨuda zeminƣa wǝ Yerusalemƣa kelixkǝnidi
15 (чүнки Йәробоам «жуқури җайлар»дики хизмәт үчүн «текә илаһлири» вә өзи ясиған мозай мәбудлириниң қуллуғида болушқа өзи үчүн каһинларни тайинлиған еди).
(qünki Yǝroboam «yuⱪiri jaylar»diki hizmǝt üqün «tekǝ ilaⱨliri» wǝ ɵzi yasiƣan mozay mǝbudlirining ⱪulluⱪida boluxⱪa ɵzi üqün kaⱨinlarni tǝyinligǝnidi).
16 Вә бу [Лавийларға] әгишип, Исраилниң һәммә қәбилилиридин көңлидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип-издәшкә ирадә тиклигәнләр ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн Йерусалимға келишти.
Wǝ bu [Lawiylarƣa] ǝgixip, Israilning ⱨǝmmǝ ⱪǝbililiridin kɵnglidǝ Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigarni seƣinip-izdǝxkǝ iradǝ tikligǝnlǝr ata-bowilirining Hudasi bolƣan Pǝrwǝrdigarƣa ⱪurbanliⱪ ⱪilix üqün Yerusalemƣa kelixti.
17 Шундақ қилип улар Йәһуда падишалиғиниң күчини ашуруп, Сулайманниң оғли Рәһобоамни үч жил күчләндүрди; чүнки [Йәһудадикиләр] үч жил Давутниң вә Сулайманниң йолида маңған еди.
Xundaⱪ ⱪilip ular Yǝⱨuda padixaⱨliⱪining küqini axurup, Sulaymanning oƣli Rǝⱨoboamni üq yil küqlǝndürdi; qünki [Yǝⱨudadikilǝr] üq yil Dawutning wǝ Sulaymanning yolida mangƣanidi.
18 Рәһобоам Маһалатни әмригә алди. Маһалат Давутниң оғли Йәримотниң қизи; униң аниси Йәссәниң оғли Елиабниң қизи Абиһайил еди.
Rǝⱨoboam Maⱨalatni ǝmrigǝ aldi. Maⱨalat Dawutning oƣli Yǝrimotning ⱪizi; uning anisi Yǝssǝning oƣli Eliabning ⱪizi Abiⱨayil idi.
19 Маһалаттин Рәһобоамға Йәуш, Шемария вә Заһам дегән оғуллар төрәлди.
Maⱨalattin Rǝⱨoboamƣa Yǝux, Xemariya wǝ Zaⱨam degǝn oƣullar tɵrǝldi.
20 Кейинки вақитларда Рәһобоам йәнә Абшаломниң [нәврә] қизи Маакаһни әмригә алди; у униңға Абия, Аттай, Зиза вә Шеломитларни туғуп бәрди.
Keyinki waⱪitlarda Rǝⱨoboam yǝnǝ Abxalomning [nǝwrǝ] ⱪizi Maakaⱨni ǝmrigǝ aldi; u uningƣa Abiya, Attay, Ziza wǝ Xelomitlarni tuƣup bǝrdi.
21 Рәһобоам Абшаломниң [нәврә] қизи Маакаһни әмригә алған барлиқ аяллири вә кенизәклиридин бәкрәк сөйәтти; чүнки у җәмий он сәккиз аял вә атмиш кенизәкни әмригә алған; у җәмий жигирмә сәккиз оғул, атмиш қиз пәрзәнт көргән.
Rǝⱨoboam Abxalomning [nǝwrǝ] ⱪizi Maakaⱨni ǝmrigǝ alƣan barliⱪ ayalliri wǝ kenizǝkliridin bǝkrǝk sɵyǝtti; qünki u jǝmiy on sǝkkiz ayal wǝ atmix kenizǝkni ǝmrigǝ alƣan; u jǝmiy yigirmǝ sǝkkiz oƣul, atmix ⱪiz pǝrzǝnt kɵrgǝn.
22 Рәһобоам Маакаһдин болған оғли Абияни қериндашлири ичидә һәммидин чоң шаһзадә қилип тиклиди, чүнки у уни падишалиққа варис қилмақчи еди.
Rǝⱨoboam Maakaⱨdin bolƣan oƣli Abiyani ⱪerindaxliri iqidǝ ⱨǝmmidin qong xaⱨzadǝ ⱪilip tiklidi, qünki u uni padixaⱨliⱪⱪa waris ⱪilmaⱪqi idi.
23 Рәһобоам ақиланилик билән иш көрүп, оғуллирини Йәһуданиң барлиқ зиминлири вә Биняминниң барлиқ зиминлиридики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштуруп, уларни наһайити көп запас озуқ-түлүк билән тәминлиди; у йәнә уларға нурғун хотун елип бәрди.
Rǝⱨoboam aⱪilanilik bilǝn ix kɵrüp, oƣullirini Yǝⱨudaning barliⱪ zeminliri wǝ Binyaminning barliⱪ zeminliridiki barliⱪ ⱪorƣanliⱪ xǝⱨǝrlǝrgǝ orunlaxturup, ularni naⱨayiti kɵp zapas ozuⱪ-tülük bilǝn tǝminlidi; u yǝnǝ ularƣa nurƣun hotun elip bǝrdi.

< Тарих-тәзкирә 2 11 >