< Тарих-тәзкирә 2 10 >

1 Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди.
Rehoboam Sheqemge bardi; chünki pütkül Israil uni padishah tikligili Sheqemge kelgenidi.
2 Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда шундақ болдики, Мисирдин қайтип кәлди (чүнки у Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти).
Nibatning oghli Yeroboam shu ishni anglighanda shundaq boldiki, Misirdin qaytip keldi (chünki u Sulayman padishahtin qéchip Misirda turuwatatti).
3 Әнди халайиқ адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил келип Рәһобоамға: —
Emdi xalayiq adem ewetip uni chaqirtip keldi. Shuning bilen Yeroboam we pütkül Israil kélip Rehoboamgha: —
4 Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти.
Silining atiliri boynimizgha salghan boyunturuqini éghir qildi. Sili emdi atilirining bizge qoyghan qattiq telepliri bilen éghir boyunturuqini yéniklitip bersile, silining xizmetliride bolimiz, déyishti.
5 У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти.
U ulargha: — Hazirche qaytip üch kündin kéyin andin qéshimgha yene kélinglar, dédi. Shuning bilen xelq tarilip ketti.
6 Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди.
Rehoboam padishah öz atisi Sulayman hayat waqtida uning xizmitide turghan moysipitlardin meslihet sorap: — Bu xelqqe béridighan jawabim toghrisida néme meslihet körsitisiler? — dédi.
7 Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқни хуш қилип уларға меһриван муамилә көрситип, уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди.
Ular uninggha: — Eger sili raziliq bilen bügün bu xelqni xush qilip ulargha méhriban muamile körsitip, ulargha yaxshi sözler bilen jawab qilsila, ular silining barliq künliride xizmetliride bolidu, dédi.
8 Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап
Lékin u moysipitlarning körsetken meslihetini qayrip qoyup, özi bilen chong bolghan, aldida xizmitide boluwatqan yashlardin meslihet sorap
9 уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди.
ulargha: — Manga «Silining atiliri bizge salghan boyunturuqni yénikletkeyla» dep tiligen bu xelqqe jawab bérishimiz toghruluq qandaq meslihet bérisiler? — dédi.
10 Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур.
Uning bilen chong bolghan bu yashlar uninggha: — «Silining atiliri boyunturuqimizni éghir qildi, emdi sili uni bizge yénik qilghayla» dep éytqan bu xelqqe söz qilip: — «Méning chimchilaq barmiqim atamning bélidin tomraqtur.
11 Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән», дегәйла, — деди.
Atam silerge éghir boyunturuqni salghan, lékin men boyunturuqunglarni téximu éghir qilimen. Atam silerge qamchilar bilen tenbih-terbiye bergen bolsa men silerge «chayanliq qamchilar» bilen tenbih-terbiye bérimen», dégeyla, — dédi.
12 Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди.
Rehoboam padishah ulargha: «Üch kündin kéyin andin qéshimgha yene kélinglar» déginidek, Yeroboam we barliq xelq üchinchi küni uning qéshigha keldi.
13 Рәһобоам падиша мойсипитларниң мәслиһәтини ташлап көпчиликкә қаттиқлиқ билән җавап бәрди.
Rehoboam padishah moysipitlarning meslihetini tashlap köpchilikke qattiqliq bilen jawab berdi.
14 У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән уни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди.
U yashlarning mesliheti boyiche ulargha: — Atam silerge éghir boyunturuqni salghan, lékin men uni téximu éghir qilimen. Atam silerge qamchilar bilen tenbih bergen bolsa men silerge «chayanliq qamchilar» bilen tenbih-terbiye bérimen, dédi.
15 Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Худа тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди.
Shuning bilen padishah xelqning sözini anglimidi. Bu ish Xuda teripidin bolghan; chünki buning bilen Perwerdigarning Shilohluq Axiyahning wasitiside Nibatning oghli Yeroboamgha éytqan sözi emelge ashurulidighan boldi.
16 Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Һәр бириңлар өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти.
Pütkül Israil padishahning ularning sözige qulaq salmighinini körgende xelq padishahqa jawab bérip: — Dawuttin bizge néme nésiwe bar? Yessening oghlida bizning héch mirasimiz yoqtur! Herbiringlar öz öy-chédirliringlargha qaytinglar, i Israil! I Dawut, sen öz jemetinggila ige bol — dédi. Shuning bilen Israillar öz öy-chédirlirigha qaytip kétishti.
17 Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди.
Emma Yehuda sheherliride olturghan Israillargha bolsa, Yeroboam ularning üstige höküm sürdi.
18 Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти.
Rehoboam padishah baj-alwan bégi Adoramni Israillargha ewetti, lékin pütkül Israil uni chalma-kések qilip öltürdi. U chaghda Rehoboam padishah aldirap, özining jeng harwisigha chiqip, Yérusalémgha tikiwetti.
19 Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди.
Shu teriqide Israil Dawutning jemetidin yüz örüp, bügün’ge qeder uninggha qarshi chiqip keldi.

< Тарих-тәзкирә 2 10 >