< Тимотийға 1 1 >

1 Қутқузғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз Мәсиһ Әйсаниң әмри билән Әйса Мәсиһниң расули қилип тайинланған мәнки Павлустин
ܦܘܠܘܤ ܫܠܝܚܐ ܕܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܒܦܘܩܕܢܐ ܕܐܠܗܐ ܡܚܝܢܢ ܘܕܡܫܝܚܐ ܝܫܘܥ ܤܒܪܢ
2 етиқат йолидики өзүмниң садиқ оғлум болған Тимотийға салам. ХудаАтимиз вә Рәббимиз Мәсиһ Әйсадин саңа меһри-шәпқәт, рәһимдиллик вә хатирҗәмлик болғай!
ܠܛܝܡܬܐܘܤ ܒܪܐ ܫܪܝܪܐ ܒܗܝܡܢܘܬܐ ܛܝܒܘܬܐ ܘܪܚܡܐ ܘܫܠܡܐ ܡܢ ܐܠܗܐ ܐܒܘܢ ܘܡܫܝܚܐ ܝܫܘܥ ܡܪܢ
3 Македонийә өлкисигә барғанда, сәндин өтүнгинимдәк [шуни йәнә өтүнимәнки], [шу йәрдики] бәзи кишиләргә бидъәт тәлимләрни үгәтмәңлар дәп тапилишиң үчүн сән давамлиқ Әфәсус шәһиридә қалғин;
ܒܥܝܬ ܗܘܝܬ ܡܢܟ ܟܕ ܐܙܠ ܐܢܐ ܠܡܩܕܘܢܝܐ ܕܬܩܘܐ ܒܐܦܤܘܤ ܘܬܦܩܕ ܠܐܢܫ ܐܢܫ ܕܠܐ ܢܠܦܘܢ ܝܘܠܦܢܐ ܡܫܚܠܦܐ
4 уларниң әпсаниләр вә айиғи йоқ нәсәбнамиләргә бәнд болмаслиғини тапилиғин; булар Худаниң етиқат арқилиқла әмәлгә ашурулидиған Өз өйигә болған планини илгири сүрмәйду, бәлки пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, халас.
ܘܠܐ ܢܬܪܡܘܢ ܠܫܘܥܝܬܐ ܘܠܬܫܥܝܬܐ ܕܫܪܒܬܐ ܕܤܟܐ ܠܝܬ ܠܗܘܢ ܗܠܝܢ ܕܚܪܝܢܐ ܗܘ ܥܒܕܢ ܝܬܝܪܐܝܬ ܘܠܐ ܒܢܝܢܐ ܒܗܝܡܢܘܬܐ ܕܐܠܗܐ
5 Әндиликтә бизгә тапиланған тәлимниң муддиаси сап қәлб, пак виҗдан вә сахтилиқсиз етиқаттин келип чиқидиған меһир-муһәббәттин ибарәттур.
ܤܟܗ ܕܝܢ ܕܦܘܩܕܢܐ ܐܝܬܘܗܝ ܚܘܒܐ ܕܡܢ ܠܒܐ ܕܟܝܐ ܘܡܢ ܬܐܪܬܐ ܛܒܬܐ ܘܡܢ ܗܝܡܢܘܬܐ ܫܪܝܪܬܐ
6 Бу ишларда бәзи кишиләр чәтнәп, бемәна гәпләрни қилишқа бурулуп кәтти.
ܘܡܢܗܝܢ ܡܢ ܗܠܝܢ ܛܥܘ ܐܢܫܐ ܘܤܛܘ ܠܡܠܐ ܤܪܝܩܬܐ
7 Уларниң Тәврат қануниниң өлимаси болғуси бар; бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң һәдәп қәйт қиливатқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду.
ܒܕܒܥܘ ܠܡܗܘܐ ܡܠܦܢܐ ܕܢܡܘܤܐ ܟܕ ܠܐ ܡܤܬܟܠܝܢ ܡܕܡ ܕܡܡܠܠܝܢ ܘܠܐ ܡܕܡ ܕܥܠܘܗܝ ܡܬܚܪܝܢ
8 Әнди бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини әйни муддиасида қолланса, у пайдилиқтур.
ܝܕܥܝܢܢ ܕܝܢ ܕܢܡܘܤܐ ܫܦܝܪ ܗܘ ܐܢ ܐܢܫ ܐܟܘܬܗ ܕܢܡܘܤܐ ܢܬܕܒܪ ܒܗ
9 Чүнки биз йәнә шуни билимизки, Тәврат қануни һәққаний адәмләр үчүн түзүлгән әмәс, бәлки қанунға хилаплиқ қилғучилар вә бойни қаттиқлар үчүн, ихлассизлар вә гунакарлар үчүн, ипласлар вә күпүрлүк қилғучилар үчүн, атисини өлтүргүчиләр вә анисини өлтүргүчиләр үчүн, қатиллар,
ܟܕ ܝܕܥ ܕܠܟܐܢܐ ܢܡܘܤܐ ܠܐ ܤܝܡ ܐܠܐ ܠܥܘܠܐ ܘܠܡܪܘܕܐ ܘܠܪܫܝܥܐ ܘܠܚܛܝܐ ܘܠܥܢܬܐ ܘܠܐܝܠܝܢ ܕܠܐ ܕܟܝܢ ܘܠܐܝܠܝܢ ܕܡܚܝܢ ܠܐܒܗܝܗܘܢ ܘܠܐܝܠܝܢ ܕܡܚܝܢ ܠܐܡܗܬܗܘܢ ܘܠܩܛܘܠܐ
10 бузуқлуқ қилғучилар, бәччивазлар, адәмләрни қуллуққа булиғучилар, ялғанчилар, қәсәмхорлар үчүн вә яки сағлам тәлимләргә зит болған башқа һәр қандақ қилмишларда болғанлар үчүн түзүлгән.
ܘܠܙܢܝܐ ܘܠܫܟܒܝ ܥܡ ܕܟܪܐ ܘܠܓܢܒܝ ܒܢܝ ܚܐܪܐ ܘܠܕܓܠܐ ܘܠܥܒܪܝ ܥܠ ܡܘܡܬܐ ܘܠܟܠܡܕܡ ܕܐܝܬܘܗܝ ܤܩܘܒܠܐ ܠܝܘܠܦܢܐ ܚܠܝܡܐ
11 Бу тәлимләр тәшәккүр-мубарәккә лайиқ Болғучи Худаниң маңа аманәт қилған шан-шәривини аян қилған хуш хәвәргә асасланған.
ܕܐܘܢܓܠܝܘܢ ܕܬܫܒܘܚܬܗ ܕܐܠܗܐ ܡܒܪܟܐ ܗܘ ܕܐܢܐ ܐܬܗܝܡܢܬ
12 Маңа күч-қудрәт бәргән, мени ишәшлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиған Рәббимиз Мәсиһ Әйсаға тәшәккүр ейтимәнки,
ܘܡܘܕܐ ܐܢܐ ܠܗ ܕܚܝܠܢܝ ܠܡܪܢ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܕܚܫܒܢܝ ܡܗܝܡܢܐ ܘܤܡܢܝ ܠܬܫܡܫܬܗ
13 У мени тайинлиди! — бурун күпүрлүк вә зиянкәшлик қилғучи, залим бир адәм болсамму, маңа рәһим көрситилди; чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә етиқатсизлиқтин қилған едим.
ܠܝ ܕܡܢ ܩܕܝܡ ܡܓܕܦܢ ܗܘܝܬ ܘܪܕܘܦ ܘܡܨܥܪܢ ܐܠܐ ܐܬܚܢܢܬ ܡܛܠ ܕܟܕ ܠܐ ܝܕܥ ܗܘܝܬ ܥܒܕܬ ܕܠܐ ܗܝܡܢܘܬܐ
14 Һалбуки, Рәббимизниң маңа көрсәткән меһри-шәпқити зиядилишип, Мәсиһ Әйсада болған етиқат вә меһир-муһәббәт вуҗудумға елип кирилиши билән ешип ташти.
ܤܓܝܬ ܒܝ ܕܝܢ ܛܝܒܘܬܗ ܕܡܪܢ ܘܗܝܡܢܘܬܐ ܘܚܘܒܐ ܕܒܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ
ܡܗܝܡܢܐ ܗܝ ܡܠܬܐ ܘܫܘܝܐ ܗܝ ܠܡܩܒܠܘܬܗ ܕܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܐܬܐ ܠܥܠܡܐ ܠܡܚܝܘ ܠܚܛܝܐ ܕܩܕܡܝܗܘܢ ܐܢܐ ܐܢܐ
16 Мошу сөз ишәшлик вә һәр адәм уни қобул қилиши тегишликтур — «Мәсиһ Әйса гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди!». Мән гунакарлар ичидики әң әшәддийисидурмән! Лекин дәл шу сәвәптин Мәсиһ Әйсаниң әң әшәддий гунакар болған мени, кейин Өзигә етиқат қилип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға мисал қилип мәндә Өзиниң барлиқ сәвир-тақитини аян қилиши үчүн, маңа рәһим-шәпқәт көрситилгәндур. (aiōnios g166)
ܐܠܐ ܡܛܠ ܗܢܐ ܪܚܡ ܥܠܝ ܕܒܝ ܩܕܡܐ ܢܚܘܐ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܟܠܗ ܡܓܪܬ ܪܘܚܗ ܠܬܚܘܝܬܐ ܕܐܝܠܝܢ ܕܥܬܝܕܝܢ ܕܢܗܝܡܢܘܢ ܒܗ ܠܚܝܐ ܕܠܥܠܡ (aiōnios g166)
17 Әнди мәңгүлүк Падишаға, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған, бирдин-бир Худаға әбәдил-әбәткичә һөрмәт-иззәт вә шан-шәрәп болғай! Амин! (aiōn g165)
ܠܡܠܟܐ ܕܝܢ ܕܥܠܡܐ ܠܗܘ ܕܠܐ ܡܬܚܒܠ ܘܠܐ ܡܬܚܙܐ ܕܗܘܝܘ ܚܕ ܐܠܗܐ ܐܝܩܪܐ ܘܬܫܒܘܚܬܐ ܠܥܠܡ ܥܠܡܝܢ ܐܡܝܢ (aiōn g165)
18 Әй, оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған бешарәтлик вәһийләргә асасән бу буйруқни саңа тапшуримән. Бу вәһийләрни қурал қилип, етиқатта вә пак виҗданиңда чиң туруп, гөзәл уруш қилғайсән. Бәзиләр виҗданида пак туруштин чәтнәп кәтти, нәтиҗидә уларниң етиқати худди хада ташқа урулуп ғәриқ болған кемидәк вәйран болди.
ܗܢܐ ܦܘܩܕܢܐ ܡܓܥܠ ܐܢܐ ܠܟ ܒܪܝ ܛܝܡܬܐܘܤ ܐܝܟ ܢܒܝܘܬܐ ܩܕܡܝܬܐ ܕܗܘܝ ܥܠܝܟ ܕܬܦܠܘܚ ܒܗܝܢ ܦܠܚܘܬܐ ܗܕܐ ܫܦܝܪܬܐ
ܒܗܝܡܢܘܬܐ ܘܒܬܐܪܬܐ ܛܒܬܐ ܐܝܠܝܢ ܓܝܪ ܕܠܗܕܐ ܕܚܩܘ ܡܢܗܘܢ ܡܢ ܗܝܡܢܘܬܐ ܐܤܬܪܩܘ
20 Хуменеус вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк қилмаслиқни үгәнсун дәп, Шәйтанниң илкигә тапшурдум.
ܐܝܟ ܗܘܡܢܐܘܤ ܘܐܠܟܤܢܕܪܘܤ ܗܠܝܢ ܕܐܫܠܡܬ ܠܤܛܢܐ ܕܢܬܪܕܘܢ ܕܠܐ ܢܗܘܘܢ ܡܓܕܦܝܢ

< Тимотийға 1 1 >