< Тимотийға 1 6 >
1 Қуллуқ боюнтуруқ астида болғанларниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һәр тәрәптә һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң нами вә Униң тәлиминиң һақарәткә учришидин сақланғили болиду.
Όσοι είναι υπό ζυγόν δουλείας, ας νομίζωσι τους κυρίους αυτών αξίους πάσης τιμής, διά να μη βλασφημήται το όνομα του Θεού και η διδασκαλία.
2 Ғоҗайинлири етиқатчи болса, қуллири: «Биз һәммимиз охшашла қериндашларғу» дәп, уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә, уларға техиму әстайидил хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин бәһримән болидиғанлар дәл садиқ етиқатчилар һәм сөйүмлүк бәндиләрдур. Сән бу тәлимләрни үгәткин вә җекилигин.
Οι δε έχοντες πιστούς κυρίους ας μη καταφρονώσιν αυτούς, διότι είναι αδελφοί, αλλά προθυμότερον ας δουλεύωσι, διότι είναι πιστοί και αγαπητοί οι απολαμβάνοντες την ευεργεσίαν. Ταύτα δίδασκε και νουθέτει.
3 Охшимиған тәлимләрни тәрғиб қилған вә сағлам сөзләрни (йәни Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини), шундақла ихласмәнликкә йетәкләйдиған тәлимни қобул қилмиған киши болса,
Εάν τις ετεροδιδασκαλή και δεν ακολουθή τους υγιαίνοντας λόγους του Κυρίου ημών Ιησού Χριστού και την διδασκαλίαν την κατ' ευσέβειαν,
4 ундақлар дәвәқә көрәңләп кәткән, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдиндур. Улар низа-муназирә пәйда қилишқа вә гәп талишишқа һерисмән; бундақ ишлардин һәсәтхорлуқ, җедәл-маҗира, төһмәт, рәзил гуманхорлуқ һасил болиду,
είναι τετυφωμένος και δεν εξεύρει ουδέν, αλλά νοσεί περί συζητήσεις και λογομαχίας, εκ των οποίων προέρχεται φθόνος, έρις, βλασφημίαι, υπόνοιαι πονηραί,
5 һәмдә нийити чирикләшкән, һәқиқәттин мәһрум болған кишиләр арисида дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бундақ кишиләр ихласмәнликни пайда-тапавәтниң бир йоли дәп қарайду.
μάταιαι συνδιαλέξεις ανθρώπων διεφθαρμένων τον νούν και απεστερημένων της αληθείας, νομιζόντων την ευσέβειαν ότι είναι πλουτισμός. Απομακρύνου από των τοιούτων.
6 Дәрвәқә, [Худаға] ихласмән вә разимән болуш ғайәт зор пайдидур.
Μέγας δε πλουτισμός είναι η ευσέβεια μετά αυταρκείας.
7 Чүнки биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ, шуниңдәк униңдин һеч неминиму елип кетәлмәймиз.
Διότι δεν εφέραμεν ουδέν εις τον κόσμον, φανερόν ότι ουδέ δυνάμεθα να εκφέρωμέν τι·
8 Шуңа, йемәк-ичмәк вә кийим-кечик йетәрлик болсила булардин қанаәт қилимиз.
έχοντες δε διατροφάς και σκεπάσματα, ας αρκώμεθα εις ταύτα.
9 Лекин бай болушни ойлайдиғанлар болса һаман аздурулушларға учрап, қапқанқа вә шундақла инсанларни вәйранчилиққа вә һалакәткә чөктүридиған нурғун әхмиқанә һәм зиянлиқ арзу-һәвәсләрниң илкигә тейилип кетиду.
Όσοι δε θέλουσι να πλουτώσι πίπτουσιν εις πειρασμόν και παγίδα και εις επιθυμίας πολλάς ανοήτους και βλαβεράς, αίτινες βυθίζουσι τους ανθρώπους εις όλεθρον και απώλειαν.
10 Чүнки пулпәрәслик һәр хил рәзилликләрниң йилтизидур. Бәзиләр буниңға интилиши билән етиқаттин чәтнәп, өзлирини нурғун дәрд-қайғулар билән санҗиди.
Διότι ρίζα πάντων των κακών είναι η φιλαργυρία, την οποίαν τινές ορεγόμενοι απεπλανήθησαν από της πίστεως και διεπέρασαν εαυτούς με οδύνας πολλάς.
11 Амма сән, әй Худаниң адими, бундақ ишлардин жирақ қач; һәққанийлиқ, ихласмәнлик, ишәш-етиқат, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мөмин-мулайимлиқни интилип қоғла.
Συ όμως, ω άνθρωπε του Θεού, ταύτα φεύγε· ζήτει δε δικαιοσύνην, ευσέβειαν, πίστιν, αγάπην, υπομονήν, πραότητα.
12 Етиқаттики гөзәл күрәштә күчәп күрәш қил. Мәңгүлүк һаятни чиң тутқин. Сән дәл буниңға чақирилдиң һәмдә униң йолида нурғунлиған гувачилар алдида бу етиқатниң гөзәл шаһитлиғини қилдиң. (aiōnios )
Αγωνίζου τον καλόν αγώνα της πίστεως· κράτει την αιώνιον ζωήν, εις την οποίαν και προσεκλήθης και ώμολόγησας την καλήν ομολογίαν ενώπιον πολλών μαρτύρων. (aiōnios )
13 Һәммигә һаятлиқ бериватқан Худаниң алдида, шундақла Понтиус Пилатус алдида гөзәл шаһитлиқни қилип гувалиқ бәргән Мәсиһ Әйсаниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,
Σε παραγγέλλω ενώπιον του Θεού του ζωοποιούντος τα πάντα και του Ιησού Χριστού του μαρτυρήσαντος ενώπιον του Ποντίου Πιλάτου την καλήν ομολογίαν,
14 Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта аян болғичә, [Худаниң] бу әмригә һеч қусурсиз вә дағсиз әмәл қилғин.
να φυλάξης την εντολήν αμόλυντον, άμεμπτον, μέχρι της επιφανείας του Κυρίου ημών Ιησού Χριστού,
την οποίαν εν τοις ωρισμένοις καιροίς θέλει δείξει ο μακάριος και μόνος Δεσπότης, ο Βασιλεύς των βασιλευόντων, και Κύριος των κυριευόντων,
16 Униң аян болушини вақит-саити кәлгәндә бирдин-бир мәңгү өлмигүчи, инсан йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған мубарәкләшкә лайиқ болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси, рәбләрниң Рәбби әмәлгә ашуриду. Униңға иззәт-һөрмәт вә әбәдил-әбәт күч-қудрәт болғай, амин! (aiōnios )
όστις μόνος έχει την αθανασίαν, κατοικών φως απρόσιτον, τον οποίον ουδείς των ανθρώπων είδεν ουδέ δύναται να ίδη· εις τον οποίον έστω τιμή και κράτος αιώνιον· αμήν. (aiōnios )
17 Бу заманда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, таянғусиз өткүнчи байлиққа әмәс, бәлки биз бәһримән болушқа һәммини бизгә сехийлиқ билән толуп ташқан һалда тәминлигүчи Худаға тайинип үмүт бағлашни тапилиғин; (aiōn )
Εις τους πλουσίους του κόσμου τούτου παράγγελλε να μη υψηλοφρονώσι, μηδέ να ελπίζωσιν επί την αδηλότητα του πλούτου, αλλ' επί τον Θεόν τον ζώντα, όστις δίδει εις ημάς πλουσίως πάντα εις απόλαυσιν, (aiōn )
18 уларға яхши әмәлләрни қилишта [һәқиқий] бай болуңлар, хәйр-сахавәтлик ишларда мәрт, башқилар билән ортақ бәһрлинишкә қоли очуқ болуңлар дәп тапилиғин.
να αγαθοεργώσι, να πλουτώσιν εις έργα καλά, να ήναι ευμετάδοτοι, κοινωνικοί,
19 Улар бундақ қилғанда, һәқиқий һаятни тутуш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта бир асас-һул болидиған бир ғәзнә топлалайду.
θησαυρίζοντες εις εαυτούς θεμέλιον καλόν εις το μέλλον, διά να απολαύσωσι την αιώνιον ζωήν.
20 Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған [һәқиқәтләрни] қоғда. Өзүңни ихлассиз, қуруқ гәпләрдин һәмдә аталмиш илимниң талаш-тартишлиридин нери тутқин.
Ω Τιμόθεε, την παρακαταθήκην φύλαξον, αποστρεφόμενος τας βεβήλους ματαιολογίας και τας αντιλογίας της ψευδωνύμου γνώσεως,
21 Бәзиләр мошундақ бемәна [илимгә] егимән дәп җакалап, етиқаттин чәтниди. Меһри-шәпқәт силәргә яр болғай!
την οποίαν τινές επαγγελλόμενοι επλανήθησαν κατά την πίστιν. Η χάρις είη μετά σού· αμήν.