< Тимотийға 1 5 >

1 Яшанған әрләрни әйиплигәндә қаттиқ сөзлимигин, бәлки уларға атаң сүпитидә несиһәт бәргин. Шуниңдәк, жигитләргә қериндашлириң сүпитидә сөзлигин.
πρεσβυτερω μη επιπληξης αλλα παρακαλει ως πατερα νεωτερους ως αδελφους
2 Яшанған аялларға анаң сүпитидә, яш аялларға ача-сиңиллириң сүпитидә һәр ишта пак қәлб билән муамилә қилғин.
πρεσβυτερας ως μητερας νεωτερας ως αδελφας εν παση αγνεια
3 Һәқиқий тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин хәвәр ал.
χηρας τιμα τας οντως χηρας
4 Лекин, тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, улар алди билән өз аилисигә нисбәтән ихласмәнликни үгинип, өз ата-анисиниң әҗрини яндурсун; чүнки бу иш Худани хурсән қилиду.
ει δε τις χηρα τεκνα η εκγονα εχει μανθανετωσαν πρωτον τον ιδιον οικον ευσεβειν και αμοιβας αποδιδοναι τοις προγονοις τουτο γαρ εστιν καλον και αποδεκτον ενωπιον του θεου
5 Әнди һәқиқий тул өтүватқан, ялғуз қалған аяллар болса, үмүтини Худаға бағлиған болуп, кечә-күндүз дуа-тилавәттә болиду.
η δε οντως χηρα και μεμονωμενη ηλπικεν επι τον θεον και προσμενει ταις δεησεσιν και ταις προσευχαις νυκτος και ημερας
6 Лекин һозур-һалавәткә берилгән тул хотун һаят болсиму, өлгәнгә баравәрдур.
η δε σπαταλωσα ζωσα τεθνηκεν
7 Әнди башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн сән уларға бу ишларни җекиләп тапилиғин.
και ταυτα παραγγελλε ινα ανεπιληπτοι ωσιν
8 Лекин бириси өз туққанлиридин, болупму өз аилисидикиләрдин хәвәр алмиса, у етиқаттин танған дәп қарилип, капирлардин бәттәр болиду.
ει δε τις των ιδιων και μαλιστα των οικειων ου προνοει την πιστιν ηρνηται και εστιν απιστου χειρων
9 Тул аял тизимға елинса, йеши атмиштин төвән болмаслиғи, бирла әрниң аяли болған болуши керәк,
χηρα καταλεγεσθω μη ελαττον ετων εξηκοντα γεγονυια ενος ανδρος γυνη
10 йәнә гөзәл әмәллири билән тәрипләнгән болуши, балилирини яхши тәрбийиләп чоң қилған, мусапирларға меһмандостлуқ көрсәткән, муқәддәс бәндиләрниң путлирини жуюп қойған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қолини узартқан, өзини һәр хил хәйр-сахавәт ишлириға беғишлиғанлар болуши керәк.
εν εργοις καλοις μαρτυρουμενη ει ετεκνοτροφησεν ει εξενοδοχησεν ει αγιων ποδας ενιψεν ει θλιβομενοις επηρκεσεν ει παντι εργω αγαθω επηκολουθησεν
11 Лекин яш тул аялларни [тизимликкә] киргүзмә. Чүнки уларниң ишқ һәвәслири қозғилип Мәсиһдин тенип, қайта никаһлинишни арзу қилиду;
νεωτερας δε χηρας παραιτου οταν γαρ καταστρηνιασωσιν του χριστου γαμειν θελουσιν
12 шуниң билән, улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәплик әйиплик болиду.
εχουσαι κριμα οτι την πρωτην πιστιν ηθετησαν
13 Униң үстигә улар һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқуруп жүрүшни үгиниду; шундақла һорун болупла қалмай, ғәйвәт қилип, башқиларниң ишлириға чепилғақ болуп налайиқ ишларға валақлайдиғанлардин болуп қелиши мүмкин.
αμα δε και αργαι μανθανουσιν περιερχομεναι τας οικιας ου μονον δε αργαι αλλα και φλυαροι και περιεργοι λαλουσαι τα μη δεοντα
14 Шуниң үчүн, бундақ яш тул аялларниң никаһлинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини халаймән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиға бизни һәр қандақ әйипләп-һақарәтләш пурсити чиқмайду.
βουλομαι ουν νεωτερας γαμειν τεκνογονειν οικοδεσποτειν μηδεμιαν αφορμην διδοναι τω αντικειμενω λοιδοριας χαριν
15 Чүнки шундақ бәзи тул аяллар аллиқачан етиқаттин тенип Шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти.
ηδη γαρ τινες εξετραπησαν οπισω του σατανα
16 Әгәр етиқати бар бир әр яки аял кишиниң тул қалған туққанлири болса, у өзи уларға ярдәм бәрсун, жүки җамаәткә чүшмисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-чақисиз тул аялларға ярдәм қилалайду.
ει τις πιστος η πιστη εχει χηρας επαρκειτω αυταις και μη βαρεισθω η εκκλησια ινα ταις οντως χηραις επαρκεση
17 Җамаәтни яхши йетәкләйдиған ақсақаллар, болупму Худаниң сөз-каламини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргәнләр икки һәссә һөрмәткә сазавәр қилинсун.
οι καλως προεστωτες πρεσβυτεροι διπλης τιμης αξιουσθωσαν μαλιστα οι κοπιωντες εν λογω και διδασκαλια
18 Чүнки муқәддәс язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма» вә: «Мәдикар өз һәққини елишқа һәқлиқтур» дейилгән.
λεγει γαρ η γραφη βουν αλοωντα ου φιμωσεις και αξιος ο εργατης του μισθου αυτου
19 Икки яки үч гувачи һазир болмиғичә, ақсақал үстидин қилинған әрзни қобул қилма.
κατα πρεσβυτερου κατηγοριαν μη παραδεχου εκτος ει μη επι δυο η τριων μαρτυρων
20 Әгәр [ақсақаллардин] бириси гуна садир қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елип қорқуши үчүн, җамаәт алдида тәнбиһ берип әйиплигин.
τους αμαρτανοντας ενωπιον παντων ελεγχε ινα και οι λοιποι φοβον εχωσιν
21 Худаниң, Мәсиһ Әйсаниң вә Худа таллиған пәриштиләрниң алдида шуни саңа агаһ қилип тапилаймәнки, сән бу әмирләргә һеч айримичилиқ қилмай, һеч қандақ ишта бир тәрәпкә ян басмай қәтъий әмәл қилғин.
διαμαρτυρομαι ενωπιον του θεου και κυριου ιησου χριστου και των εκλεκτων αγγελων ινα ταυτα φυλαξης χωρις προκριματος μηδεν ποιων κατα προσκλισιν
22 Бирәвниң учисиға қолуңни қоюшқа алдирап кәтмә; башқиларниң гуналириға шерик болма. Өзүңни пак тутқин
χειρας ταχεως μηδενι επιτιθει μηδε κοινωνει αμαρτιαις αλλοτριαις σεαυτον αγνον τηρει
23 (ашқазиниң яхши болмиғанлиғи, шундақла сән дайим ағрийдиған болғачқа, сула ичивәрмәй, бир аз шарапму ичип бәргин).
μηκετι υδροποτει αλλ οινω ολιγω χρω δια τον στομαχον σου και τας πυκνας σου ασθενειας
24 Бәзи кишиләрниң гуналири бурунла ениқ, шундақла сорақ күнигичә сақлиниду; лекин бәзиләрниңки уларниң кәйнидин әгишип бариду, кейин ашкарә болиду.
τινων ανθρωπων αι αμαρτιαι προδηλοι εισιν προαγουσαι εις κρισιν τισιν δε και επακολουθουσιν
25 Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң гөзәл әмәллирини асанла көрүвалғили болиду; һазир ашкарә болмиса кейин ашкариланмай қалмайду.
ωσαυτως και τα καλα εργα προδηλα εστιν και τα αλλως εχοντα κρυβηναι ου δυναται

< Тимотийға 1 5 >