< Тимотийға 1 4 >
1 Әнди Роһ шуни алаһидә ейтидуки, ахир заманларда бәзиләр етиқаттин йенип, алдамчи роһларға вә җинларниң тәлимлиригә берилип әгишиду.
2 Бундақ [тәлим бәргүчиләр] сахтилиқта ялғанчилиқ қилип, худди дағмаллап көйдүрүвәткәндәк өз виҗданини йоқитип қойған;
3 улар никаһлинишни вә бәзи йемәкликләрни истемал қилишни мәнъий қилиду. Амма [улар мәнъий қилидиған] йемәкликләрни Худа Өзигә етиқат қилған һәм һәқиқәтни билгәнләрниң тәшәккүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан еди.
4 Чүнки Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур, улар тәшәккүр билән қобул қилинса, уларниң һеч қайсисини чәкләп рәт қилишқа болмайду.
5 Чүнки улар Худаниң сөз-калами вә инсанларниң дуаси билән һалал қилиниду.
6 Бу несиһәтләрни қериндашларниң сәмигә салсаң, Мәсиһ Әйсаниң яхши хизмәткари болған болисән. Шундақла, өзүңниң әстайидил әгәшкән етиқаттики вә сағлам тәлимләрдики сөзләр билән қувәтләндүрүлгәнлигиң аян болиду.
7 Амма ихлассизларниң вә момайларниң әпсанилирини чәткә қеқип, өзүңни ихласмәнлик йолида чиниқтуруп йетиштүргин.
8 Чүнки «Бәдәнни чиниқтурушниң азрақ пайдиси бар, лекин ихласмәнликтә интилишниң һәртәрәплик пайдиси бар; у һазирқи вә кәлгүси һаят үчүн бәхит елип келиду»
9 — бу сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду.
10 Әмәлийәттә биз буниң үчүн җапалиқ әҗир сиңдүрүватимиз вә хар қилиниватимиз. Чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанларниң, болупму етиқат қилғучиларниң Қутқузғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.
11 Бу ишларни [җамаәткә] тохтимай тапилиғин вә үгәткин.
12 Һеч кимниң сениң яшлиғиңға сәл қаришиға йол қойма; бәлки сөзлириңдә, әмәллириңдә, меһир-муһәббәт, етиқат вә паклиқта етиқатчиларға нәмунә бол.
13 Мән йениңға барғичә, өзүңни җамаәткә [муқәддәс язмиларни] оқуп бериш, җекиләш вә тәлим беришкә беғишлиғин.
14 [Җамаитиңниң] ақсақаллири қоллирини учаңға қойғанда, [Худаниң] вәһийиси арқилиқ саңа ата қилиниши билән сәндә болған илтипатқа бепәрвалиқ қилма.
15 Бу ишларға берилип, өзүңни уларға толуқ атиғин. Шуниң билән сениң алға басқанлиғиң һәммәйләнгә аян болиду.
16 Өзүңгә вә бәргән тәлимиңгә изчил көңүл қойғин. Чүнки шундақ қилғанда өзүңниму вә саңа қулақ салғанларниму қутқузисән.