< Тимотийға 1 2 >
1 Мән һәммидин авал, [етиқатчиларға] пүткүл инсанлар үчүн Худадин тиләкләр тилишини, дуа-тилавәт қилишини, башқилар үчүн мураҗиәт қилишини вә тәшәккүрләр ейтишини,
2 болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишини җекиләймән. Шундақ қилғанда, биз толуқ ихласмәнлик вә салмақлиқ билән тинич вә аман-есән һаят кәчүрәләймиз.
3 Бундақ дуа-тилавәт қилиш гөзәл иштур, Қутқузғучимиз Худани хурсән қилиду.
4 Чүнки У пүткүл инсанниң қутқузулуши вә уларниң һәқиқәтни тонуп йетишини халайду.
5 Чүнки бирла Худа бардур, Худа билән инсанлар арисида бир келиштүргүчиму бар, У болсиму Өзи инсан болуп кәлгән Мәсиһ Әйсадур.
6 У барлиқ инсанларни һөр қилиш үчүн Өзини қурбан қилип бәдәл төлиди; шундақ қилип бекитилгән вақит-саитидә Худаниң ниҗатиға гувалиқ берилди.
7 Мән бу гувалиқни йәткүзүш үчүн җакарчи вә расул болушқа тайинлинип (мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим), ят әлликләргә етиқат вә һәқиқәт йолида үгәткүчи болуп тикләндим.
8 Шуңа, мән шуни халаймәнки, әрләр қәйәрдә болсун, дуаға җәм болғанда ғәзәпсиз вә дәталашсиз һалда, һалал әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.
9 Охшаш йолда аялларму мувапиқ кийинип, өзлирини ар-номус вә салмақлиқ билән пәрдаз қилсун. Уларниң өзлирини пәрдазлаш, чачлирини алаһидә ясаш вә алтун, үнчә-мәрвайит вә есил қиммәт кийим-кечәкләр билән әмәс,
10 бәлки гөзәл әмәллири билән пәрдазлишини халаймән. Бу, Худа йолида тәқвадар болай дегән аялларға яришиду.
11 [Җамаәт сорунлирида], аяллар тинич олтирип, толуқ итаәтмәнлик билән тәлим алсун.
12 Лекин аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүрүшигә йол қоймаймән. Әксичә, улар тинич болсун.
13 Чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған.
14 Авал алдинип аздурулғанму Адәм ата әмәс, бәлки [Һава ана] еди. У толиму алданғанлиғидин уларниң итаәтсизлигигә чүшүп қалған еди.
15 Лекин аяллар етиқатта, меһир-муһәббәт вә пак-муқәддәсликтә салмақлиқ билән туридиғанла болса, улар туғутта сақ-саламәт қутулиду.