< Тесалоникалиқ 1 5 >

1 Лекин и қериндашлар, силәргә шу ишларниң вақитлири вә заманлири тоғрисида йезишимниң һаҗити йоқ.
ܥܠ ܙܒܢܐ ܕܝܢ ܘܥܕܢܐ ܐܚܝ ܠܐ ܤܢܝܩܝܬܘܢ ܠܡܟܬܒ ܠܟܘܢ
2 Чүнки өзүңлар убдан билисиләр, Рәбниң күни худди кечидә киргән оғриниң келишигә охшаш [туюқсиз] келиду.
ܐܢܬܘܢ ܓܝܪ ܫܪܝܪܐܝܬ ܝܕܥܝܢ ܐܢܬܘܢ ܕܝܘܡܗ ܕܡܪܢ ܐܝܟ ܓܢܒܐ ܒܠܠܝܐ ܗܟܢܐ ܐܬܐ
3 Әнди кишиләр «[Дуния] теч-аман болуватиду» дәп турғанда, худди һамилдар аялниң толғиғи уштумтут тутқинидәк, һалакәт уларниң бешиға туюқсиз чүшиду; шуниң билән улар униңдин қечип қутулалмайду.
ܟܕ ܢܐܡܪܘܢ ܕܫܠܡܐ ܗܘ ܘܫܝܢܐ ܘܗܝܕܝܢ ܡܢܫܠܝܐ ܢܩܘܡ ܥܠܝܗܘܢ ܐܒܕܢܐ ܐܝܟ ܚܒܠܐ ܥܠ ܒܛܢܬܐ ܘܠܐ ܢܡܕܘܢ
4 Лекин силәр, и қериндашлар, қараңғулуқта турғучилар әмәссиләр; шуниң билән у күн силәрни оғридәк чөчүтүп кәлмәйду.
ܐܢܬܘܢ ܕܝܢ ܐܚܝ ܠܐ ܗܘܝܬܘܢ ܒܚܫܘܟܐ ܕܗܘ ܝܘܡܐ ܐܝܟ ܓܢܒܐ ܢܕܪܟܟܘܢ
5 Чүнки силәр һәммиңлар йоруқлуқниң пәрзәнтлири, күндүзниң пәрзәнтлиридурсиләр; биз кечигә тәвә яки қараңғулуққа мәнсуп әмәсмиз.
ܟܠܟܘܢ ܓܝܪ ܒܢܝ ܢܘܗܪܐ ܐܢܬܘܢ ܘܒܢܝ ܐܝܡܡܐ ܘܠܐ ܗܘܝܬܘܢ ܒܢܝ ܠܠܝܐ ܘܠܐ ܒܢܝ ܚܫܘܟܐ
6 Шуниң үчүн башқа һәммисидәк ухлимайли, бәлки сәгәк вә салмақ болайли.
ܠܐ ܢܕܡܟ ܗܟܝܠ ܐܝܟ ܫܪܟܐ ܐܠܐ ܗܘܝܢ ܥܝܪܝܢ ܘܡܗܘܢܝܢ
7 Чүнки ухлайдиғанлар кечиси ухлайду, мәс болидиғанларму кечиси мәс болиду.
ܐܝܠܝܢ ܓܝܪ ܕܕܡܟܝܢ ܒܠܠܝܐ ܗܘ ܕܡܟܝܢ ܘܐܝܠܝܢ ܕܪܘܝܢ ܒܠܠܝܐ ܗܘ ܪܘܝܢ
8 Бирақ өзимиз күндүзгә мәнсуп болғандин кейин, салмақ болайли, көкригимизгә етиқат вә меһир-муһәббәтни савут қилип, бешимизға ниҗатқа бағланған үмүтни дубулға қилип кийивалайли;
ܚܢܢ ܕܝܢ ܕܒܢܝ ܐܝܡܡܐ ܚܢܢ ܗܘܝܢ ܥܝܪܝܢ ܒܪܥܝܢܢ ܘܠܒܝܫܝܢ ܫܪܝܢܐ ܕܗܝܡܢܘܬܐ ܘܕܚܘܒܐ ܘܢܤܝܡ ܤܢܘܪܬܐ ܕܤܒܪܐ ܕܚܝܐ
9 чүнки Худа бизни Өз ғәзивигә учритиш үчүн әмәс, бәлки Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ниҗатқа ериштүрүш үчүн таллап бекиткән.
ܡܛܠ ܕܠܐ ܤܡܢ ܐܠܗܐ ܠܪܘܓܙܐ ܐܠܐ ܠܩܢܝܢܐ ܕܚܝܐ ܒܡܪܢ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ
10 У биз үчүн өлди — мәхсити, һаят қелип ойғақ турсақму яки [өлүмдә] ухлиған болсақму, бизниң Униң билән биллә һаятта болушимиз үчүндур.
ܗܘ ܕܡܝܬ ܥܠ ܐܦܝܢ ܕܐܢ ܥܝܪܝܢܢ ܘܐܢ ܕܡܟܝܢܢ ܐܟܚܕܐ ܥܡܗ ܢܚܐ
11 Шуниң үчүн, һазир қиливатқиниңларға охшаш, бир-бириңларни давамлиқ риғбәтләндүрүп, бир-бириңларниң [етиқатини] қуруңлар.
ܡܛܠ ܗܢܐ ܒܝܐܘ ܚܕ ܠܚܕ ܘܒܢܘ ܚܕ ܠܚܕ ܐܝܟܢܐ ܕܐܦ ܥܒܕܝܬܘܢ
12 Әнди и қериндашлар, араңларда җапалиқ ишләватқан вә Рәбдә силәргә йетәкчилик қилип, несиһәт бериватқанларни қәдирлишиңларни өтүнимиз.
ܒܥܝܢܢ ܕܝܢ ܡܢܟܘܢ ܐܚܝ ܕܗܘܝܬܘܢ ܝܕܥܝܢ ܠܐܝܠܝܢ ܕܠܐܝܢ ܒܟܘܢ ܘܩܝܡܝܢ ܒܐܦܝܟܘܢ ܒܡܪܢ ܘܡܠܦܝܢ ܠܟܘܢ
13 Бу хизмәтлири үчүн уларни чоңқур һөрмәт вә меһир-муһәббәт билән қәдирләңлар. Бир-бириңлар билән енақ өтүңлар.
ܕܗܘܘ ܚܫܝܒܝܢ ܠܟܘܢ ܒܚܘܒܐ ܝܬܝܪܐ ܘܡܛܠ ܥܒܕܗܘܢ ܐܫܬܝܢܘ ܥܡܗܘܢ
14 Амма, и қериндашлар, силәрдин шуниму өтүнимизки, тәртипсиз жүргәнләргә несиһәт бериңлар, жүрәксизләрни риғбәтләндүрүңлар, аҗизларға яр-йөләк болуңлар вә һәммә адәмгә сәвричан болуңлар.
ܒܥܝܢܢ ܕܝܢ ܡܢܟܘܢ ܐܚܝ ܪܕܘ ܠܡܤܟܠܢܐ ܘܠܒܒܘ ܠܙܥܘܪܝ ܢܦܫܐ ܘܤܒܘ ܛܥܢܐ ܕܡܚܝܠܐ ܘܐܓܪܘ ܪܘܚܟܘܢ ܠܘܬ ܟܠܢܫ
15 Һеч қайсиңлар яманлиққа яманлиқ қилмаслиққа көңүл бөлүңлар, бир-бириңларға вә барлиқ кишиләргә һемишә яхшилиқ қилишқа интилиңлар.
ܘܐܙܕܗܪܘ ܕܠܡܐ ܐܢܫ ܡܢܟܘܢ ܒܝܫܬܐ ܚܠܦ ܒܝܫܬܐ ܢܦܪܘܥ ܐܠܐ ܒܟܠܙܒܢ ܗܪܛܘ ܒܬܪ ܛܒܬܐ ܠܘܬ ܚܕܕܐ ܘܠܘܬ ܟܠܢܫ
16 Һәрдайим шатлиниңлар.
ܗܘܘ ܚܕܝܢ ܒܟܠܙܒܢ
17 Тохтимай дуа қилиңлар.
ܘܡܨܠܝܢ ܕܠܐ ܫܠܘܐ
18 Һәр қандақ ишта тәшәккүр ейтиңлар. Чүнки мана булар Худаниң Мәсиһ Әйсада силәргә қаратқан ирадисидур.
ܘܒܟܠ ܡܕܡ ܗܘܘ ܡܘܕܝܢ ܗܢܘ ܓܝܪ ܨܒܝܢܗ ܕܐܠܗܐ ܒܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܒܟܘܢ
19 Роһниң отини өчүрмәңлар.
ܪܘܚܐ ܠܐ ܬܕܥܟܘܢ
20 Араңларда пәйғәмбәрләрчә йәткүзүлгән бешарәтлик сөзләрни кәмситмәңлар;
ܢܒܝܘܬܐ ܠܐ ܬܤܠܘܢ
21 һәммә гәпни тәкшүрүп испатлап көрүңлар; дурус болса уни чиң тутуп [қолдин бәрмәңлар].
ܟܠܡܕܡ ܒܩܘ ܘܕܫܦܝܪ ܐܚܘܕܘ
22 Яманлиқниң һәр қандақ шәклидин өзүңларни жирақ тутуңлар.
ܘܡܢ ܟܠ ܨܒܘ ܒܝܫܐ ܥܪܘܩܘ
23 Хатирҗәмликниң Егиси болған Худа Өзи силәрни өзүл-кесил пак-муқәддәс қилғай, Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә пүткүл роһуңлар, җениңлар вә тениңларни әйипсиз сақлиғай.
ܗܘ ܕܝܢ ܐܠܗܐ ܕܫܠܡܐ ܢܩܕܫܟܘܢ ܓܡܝܪܐܝܬ ܠܟܠܟܘܢ ܘܟܠܗ ܪܘܚܟܘܢ ܘܢܦܫܟܘܢ ܘܦܓܪܟܘܢ ܢܢܛܪ ܕܠܐ ܪܫܝܢ ܠܡܐܬܝܬܗ ܕܡܪܢ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ
24 Силәрни Чақирғучи болса садиқ-вападур, У уни җәзмән ада қилмай қалмайду.
ܡܗܝܡܢ ܗܘ ܡܢ ܕܩܪܟܘܢ ܕܗܘ ܢܥܒܕ
25 Қериндашлар, биз үчүн дуа қилиңлар.
ܐܚܝ ܨܠܘ ܥܠܝܢ
26 Һәммә қериндашлар билән пак сөйүшләр билән саламлишиңлар.
ܫܐܠܘ ܒܫܠܡܐ ܕܐܚܝܢ ܟܠܗܘܢ ܒܢܘܫܩܬܐ ܩܕܝܫܬܐ
27 Мән Рәбдә силәргә шуни җиддий тапилаймәнки, бу хәтни [шу йәрдики] һәммә муқәддәс қериндашларға оқуп бериңлар!
ܡܘܡܐ ܐܢܐ ܠܟܘܢ ܒܡܪܢ ܕܬܬܩܪܐ ܐܓܪܬܐ ܗܕܐ ܠܟܠܗܘܢ ܐܚܐ ܩܕܝܫܐ
28 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити силәргә яр болғай!
ܛܝܒܘܬܗ ܕܡܪܢ ܝܫܘܥ ܡܫܝܚܐ ܥܡܟܘܢ ܐܡܝܢ

< Тесалоникалиқ 1 5 >