< Тесалоникалиқ 1 4 >
1 Ахирида, и қериндашлар, биз Рәб Әйсада туруп силәрдин шуни өтүнимиз һәм җекиләймизки, силәр биздин Худани хурсән қилишқа қандақ меңишиңлар керәклигини тапшурувалғиниңлардәк һәм һазир шу бойичә меңиватқиниңлардәк, шундақ қилишиңлар техиму ешип ташқай.
2 Чүнки силәр бизниң Рәб Әйса арқилиқ силәргә немә әмирләрни тапилиғанлиғимизни билисиләр.
3 Чүнки Худаниң ирадиси шуки, пак-муқәддәс қилиниш, һәр қандақ бузуқчилиқтин сақлиниш,
4 йәни һәр бириңлар Худани тонумайдиған таипиләрдәк шәһваний һәвәсләргә берилмәй, бәлки қандақ қилип өз тенини башқуруп, уни пак-муқәддәсликтә ар-номус билән сақлашни үгинивелиштур.
5
6 Бу җәһәтләрдә һеч ким өз қериндишиниң һәққигә чаң селип, өз пайда-мәнпәитини қоғлимисун; чүнки биз илгири силәргә чүшәндүрүп толуқ агаһландурғинимиздәк, барлиқ мошундақ ишларда Рәб Өзи интиқам алғучидур.
7 Чүнки Худа бизни напаклиққа әмәс, бәлки пак-муқәддәсликтә яшашқа чақирди.
8 Шуниң үчүн бу [һәқиқәтни] рәт қилған адәм, инсаний һоқуқни әмәс, бәлки силәргә Муқәддәс Роһини ата қилғучи Худани рәт қилған болиду.
9 Әнди қериндашлиқ меһир-муһәббәткә кәлсәк, бу тоғрисида силәргә йезип олтиришимизниң һаҗити йоқ. Чүнки Худа Өзи бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситишни үгәтмәктә.
10 Чүнки силәр пүткүл Македонийә өлкисидики һәммә қериндашларға шундақ қиливатисиләр; шундақ болсиму, и қериндашлар, шундақ қилишқа берилип техиму ешип тешишиңларни,
11 шундақла биз силәргә тапилиғинимиздәк, тинич жүрүшни, [башқиларниң ишлириға] [арилашмай], өз ишиңлар билән болуп, икки қолуңларға тайинип яшашни нишан қилип интилишиңларни өтүнимиз.
12 Мана шундақ қилсаңлар, сирттикиләр алдида иззәт-һөрмәткә сазавәр болуп маңисиләр вә һеч кимниң қолиға беқинип қалмайсиләр.
13 Лекин, әй қериндашлар, үмүтсизлик ичидә яшаватқан башқа һәммисидәк, [араңлардики] [өлүмдә] ухлап қалғанларға қайғуруп һәсрәт чәкмәслигиңлар үчүн уларниң һали тоғрилиқ хәвәрсиз қелишиңларни халимаймиз.
14 Чүнки биз Әйсаниң өлүп тирилгәнлигигә ишәнгән екәнмиз, [Әйса қайта кәлгинидә], өлүмдә Униңда ухлап қалғанларни Худа Униң билән биллә елип келидиғанлиғиға ишинимиз.
15 Чүнки рәбниң сөз-калами бойичә силәргә шуни ейтимизки, Рәб қайта кәлгичә тирик қалған бизләр униң алдиға чиқишимиз җәзмән өлүмдә ухлап қалғанларниңкидин авал болмайду;
16 Чүнки Рәб қаттиқ бир нәрә тартип, баш пәриштиниң авази вә Худаниң канай садаси ичидә асмандин чүшиду вә Мәсиһдә болуп өлгәнләр авал тирилиду;
17 андин тирик қалған бизләр улар билән биргә Рәб билән һавада көрүшүш үчүн, булутлар арисиға елинип көтирилимиз; шуниң билән биз Рәб билән мәңгү биргә болимиз.
18 Шуңа, бир-бириңларға бу сөзләр билән риғбәт-тәсәлли бериңлар.