< Тесалоникалиқ 1 3 >
1 Шуниң билән биз [силәрдин хәвәрсиз] тақитимиз тақ болуп, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип,
διὸ μηκέτι στέγοντες ηὐδοκήσαμεν καταλειφθῆναι ἐν Ἀθήναις μόνοι,
2 алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида Мәсиһниң хуш хәвиридә болуватқан хизмәтдишимиз Тимотийни силәрни етиқатта мустәһкәмләш-күчәйтиш вә риғбәтләндүрүш үчүн әвәтишни қарар қилдуқ;
καὶ ἐπέμψαμεν Τιμόθεον τὸν ἀδελφὸν ἡμῶν καὶ διάκονον τοῦ θεοῦ ἐν τῷ εὐαγγελίῳ τοῦ χριστοῦ, εἰς τὸ στηρίξαι ὑμᾶς καὶ παρακαλέσαι ὑπὲρ τῆς πί στεως ὑμῶν,
3 [бизниң уни әвәтиштики] мәхситимиз, һеч кимниң бешиңларға чүшкән мошу зәхмәт-қийинчилиқлар сәвәвидин [етиқатта] тәвринип қалмаслиғи үчүндур. Чүнки өзүңлар бундақ ишларға учрашқа алдин-ала бекитилгән, дәп билисиләр.
τὸ μηδένα σαίνεσθαι ἐν ταῖς θλίψεσιν ταύταις· αὐτοὶ γὰρ οἴδατε ὅτι εἰς τοῦτο κείμεθα·
4 Чүнки биз силәр билән биллә болған вақтимизда, силәргә һәммимиз азап-қийинчилиққа учримай қалмаймиз дәп алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлийәттә һазир дегинимиздәк болди, дәп билисиләр.
καὶ γὰρ ὅτε πρὸς ὑμᾶς ἦμεν, προελέγομεν ὑμῖν ὅτι μέλλομεν θλίβεσθαι, καθὼς καὶ ἐγένετο καὶ οἴδατε·
5 Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, етиқатиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, аздурғучи силәрни аздуруп бизниң силәргә сиңдүргән әҗримиз бекарға кәттимекин дәп әнсирәп, Тимотийни йениңларға әвәткән едим.
διὰ τοῦτο κἀγὼ μηκέτι στέγων ἔπεμψα εἰς τὸ γνῶναι τὴν πίστιν ὑμῶν, μή πως ἐπείρασεν ὑμᾶς ὁ πειράζων καὶ εἰς κενὸν γένηται ὁ κόπος ἡμῶν.
6 Лекин Тимотий бая йениңлардин қайтип кәлгәндә, етиқатиңлар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип келип, силәрниң бизни һәрдайим сеғинип турғанлиғиңларни вә худди биз силәр билән дидарлишишқа тәлпүнгинимиздәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти.
ἄρτι δὲ ἐλθόντος Τιμοθέου πρὸς ἡμᾶς ἀφ᾽ ὑμῶν, καὶ εὐαγγελισαμένου ἡμῖν τὴν πίστιν καὶ τὴν ἀγάπην ὑμῶν, καὶ ὅτι ἔχετε μνείαν ἡμῶν ἀγαθὴν πάντοτε ἐπιποθοῦντες ἡμᾶς ἰδεῖν καθάπερ καὶ ἡμεῖς ὑμᾶς,
7 Шуниңдәк, әй қериндашлар, бешимизға чүшкән мошундақ барлиқ азап-оқубәт вә еғирчилиқ ичидә туриватқинимизда силәрдин, йәни чиң етиқатиңлардин риғбәт-тәсәлли таптуқ;
διὰ τοῦτο παρεκλήθημεν, ἀδελφοί, ἐφ᾽ ὑμῖν ἐπὶ πάσῃ τῇ ἀνάγκῃ καὶ θλίψει ἡμῶν διὰ τῆς ὑμῶν πίστεως·
8 Чүнки Рәбдә чиң турған болсаңлар, биз [өлмәй], һаят қалимиз!
ὅτι νῦν ζῶμεν, ἐὰν ὑμεῖς στήκετε ἐν κυρίῳ.
9 Әнди силәр үчүн, Худайимиз алдида силәрниң вәҗиңлардин толиму шатландуқ, бу зор шатлиғимиздин силәр үчүн Худаға қанчилик дәриҗидә тәшәккүр ейтсақ болар?!
τίνα γὰρ εὐχαριστίαν δυνάμεθα τῷ θεῷ ἀνταποδοῦναι περὶ ὑμῶν ἐπὶ πάσῃ τῇ χαρᾷ ᾗ χαίρομεν δι᾽ ὑμᾶς ἔμπροσθεν τοῦ θεοῦ ἡμῶν,
10 Силәр билән дидар көрүшүш вә етиқатиңлардики йетәрсизликләрни мукәммәл қилишқа муйәссәр болуш имканийити үчүн, кечә-күндүз Худаға зор тәлмүрүп йелинмақтимиз.
νυκτὸς καὶ ἡμέρας ὑπερεκπερισσοῦ δεόμενοι εἰς τὸ ἰδεῖν ὑμῶν τὸ πρόσωπον, καὶ καταρτίσαι τὰ ὑστερήματα τῆς πίστεως ὑμῶν;
11 Әнди бизниң ХудаАтимизниң Өзи һәм Рәббимиз Әйса бизниң йолимизни йениңларға башлиғай;
αὐτὸς δὲ ὁ θεὸς καὶ πατὴρ ἡμῶν καὶ ὁ κύριος ἡμῶν Ἰησοῦς κατευθύναι τὴν ὁδὸν ἡμῶν πρὸς ὑμᾶς·
12 әнди меһир-муһәббәтимиз силәргә толғандәк, Рәб силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни ашуруп, толуп таштурғай;
ὑμᾶς δὲ ὁ κύριος πλεονάσαι καὶ περισσεύσαι τῇ ἀγάπῃ εἰς ἀλλήλους καὶ εἰς πάντας, καθάπερ καὶ ἡμεῖς εἰς ὑμᾶς,
13 һәм шундақ болғанда, Рәббимиз Әйса Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилири билән биллә қайтип кәлгәндә қәлбиңлар бизниң ХудаАтимиз алдида пак-муқәддәсликтә нуқсансиз болушқа мустәһкәмлиниду!
εἰς τὸ στηρίξαι ὑμῶν τὰς καρδίας ἀμέμπτους ἐν ἁγιωσύνῃ, ἔμπροσθεν τοῦ θεοῦ καὶ πατρὸς ἡμῶν ἐν τῇ παρουσίᾳ τοῦ κυρίου ἡμῶν Ἰησοῦ μετὰ πάντων τῶν ἁγίων αὐτοῦ.