< Тесалоникалиқ 1 3 >

1 Шуниң билән биз [силәрдин хәвәрсиз] тақитимиз тақ болуп, өзимиз Афина шәһиридә ялғуз қелип, 2 алдиңларға қериндишимиз һәм Худа йолида Мәсиһниң хуш хәвиридә болуватқан хизмәтдишимиз Тимотийни силәрни етиқатта мустәһкәмләш-күчәйтиш вә риғбәтләндүрүш үчүн әвәтишни қарар қилдуқ; 3 [бизниң уни әвәтиштики] мәхситимиз, һеч кимниң бешиңларға чүшкән мошу зәхмәт-қийинчилиқлар сәвәвидин [етиқатта] тәвринип қалмаслиғи үчүндур. Чүнки өзүңлар бундақ ишларға учрашқа алдин-ала бекитилгән, дәп билисиләр. 4 Чүнки биз силәр билән биллә болған вақтимизда, силәргә һәммимиз азап-қийинчилиққа учримай қалмаймиз дәп алдин-ала ейтқан едуқ. Әмәлийәттә һазир дегинимиздәк болди, дәп билисиләр. 5 Шу сәвәптин тақитим тақ болуп, етиқатиңларниң зади қандақ екәнлигини билиш үчүн, аздурғучи силәрни аздуруп бизниң силәргә сиңдүргән әҗримиз бекарға кәттимекин дәп әнсирәп, Тимотийни йениңларға әвәткән едим. 6 Лекин Тимотий бая йениңлардин қайтип кәлгәндә, етиқатиңлар вә меһир-муһәббитиңлар тоғрисида бизгә яхши хәвәр елип келип, силәрниң бизни һәрдайим сеғинип турғанлиғиңларни вә худди биз силәр билән дидарлишишқа тәлпүнгинимиздәк, силәрниңму бизни көргүңлар кәлгәнлигини ейтти. 7 Шуниңдәк, әй қериндашлар, бешимизға чүшкән мошундақ барлиқ азап-оқубәт вә еғирчилиқ ичидә туриватқинимизда силәрдин, йәни чиң етиқатиңлардин риғбәт-тәсәлли таптуқ; 8 Чүнки Рәбдә чиң турған болсаңлар, биз [өлмәй], һаят қалимиз! 9 Әнди силәр үчүн, Худайимиз алдида силәрниң вәҗиңлардин толиму шатландуқ, бу зор шатлиғимиздин силәр үчүн Худаға қанчилик дәриҗидә тәшәккүр ейтсақ болар?! 10 Силәр билән дидар көрүшүш вә етиқатиңлардики йетәрсизликләрни мукәммәл қилишқа муйәссәр болуш имканийити үчүн, кечә-күндүз Худаға зор тәлмүрүп йелинмақтимиз. 11 Әнди бизниң ХудаАтимизниң Өзи һәм Рәббимиз Әйса бизниң йолимизни йениңларға башлиғай; 12 әнди меһир-муһәббәтимиз силәргә толғандәк, Рәб силәрниң бир-бириңларға вә һәммә адәмләргә болған меһир-муһәббитиңларни ашуруп, толуп таштурғай; 13 һәм шундақ болғанда, Рәббимиз Әйса Өзиниң барлиқ муқәддәс бәндилири билән биллә қайтип кәлгәндә қәлбиңлар бизниң ХудаАтимиз алдида пак-муқәддәсликтә нуқсансиз болушқа мустәһкәмлиниду!

< Тесалоникалиқ 1 3 >