< Тесалоникалиқ 1 2 >
1 Чүнки, и қериндашлар, бизниң араңларға киргинимиз тоғрилиқ билисиләрки, у бекарға кәтмиди.
兄弟よ、我らの汝らに到りしことの空しからざりしは、汝ら自ら知る。
2 Силәргә йәнә шуму мәлумки, гәрчә илгири Филиппи шәһиридә қийин-қистақ вә харлиққа учриған болсақму, зор қаттиқ қаршилиққа қаримай Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүзүшкә Худайимизниң мәдәт бериши билән жүрәклик болдуқ.
前に我らは汝らの知るごとく、ピリピにて苦難と侮辱とを受けたれど、我らの神に頼りて大なる紛爭のうちに、憚らず神の福音を汝らに語れり。
3 Чүнки бизниң өтүнүш-җекиләшлиримиздә һеч қандақ алдамчилиқ, напак нийәт яки һейлигәрлик йоқтур.
我らの勸は、迷より出でず、汚穢より出でず、詭計を用ひず、
4 Әксичә, биз Худа тәрипидин хуш хәвәрниң аманәт қилинишқа лайиқ көрүлгән адәмләр сүпитидә биз шуниңға мунасип һалда адәмләрни әмәс, бәлки қәлбимизни синиғучи Худани хурсән қилиш үчүн [хуш хәвәрни] җакалаймиз.
神に嘉せられて福音を委ねられたる者なれば、人を喜ばせんとせず、我らの心を鑒たまふ神を喜ばせ奉つらんとして語るなり。
5 Чүнки силәр билгәндәк биз һеч қайси вақитта араңларға хушамәтчилик билән вә яки тамахорлуққа ниқап тақап кәлмидуқ — (бу ишта Худа бизгә гувачидур) —
我らは汝らの知るごとく何時にても諂諛の言を用ひず、事によせて慳貪をなさず(神これを證し給ふ)
6 гәрчә биз Мәсиһниң расуллириниң сүпитидә тәләп жүкләләйдиған болсақму, мәйли силәр болуңлар яки башқилар болсун, һеч бир инсандин бирәр иззәт-шөһрәт издигән әмәс едуқ.
キリストの使徒として重んぜらるべき者なれども、汝らにも他の者にも人よりは譽を求めず、
7 Әксичә биз араңларда худди бала имитидиған ана өз бовақлирини көйүнүп асриғандәк силәргә мулайим муамилидә болдуқ.
汝らの中にありて優しきこと、母の己が子を育てやしなふ如くなりき。
8 Шу чағда, силәргә шундақ тәлпүнгән едуқ, силәргә пәқәт Худаниң хуш хәвәрини тапшурушнила әмәс, һәтта өз җенимизни тапшурушқиму разимиз; чүнки силәр бизгә интайин қәдирлик едиңлар.
かく我らは汝らを戀ひ慕ひ、なんぢらは我らの愛する者となりたれば、啻に神の福音のみならず、我らの生命をも與へんと願へり。
9 Чүнки, и қериндашлар, бизниң қандақ җапалиқ әмгәк қилғинимиз есиңларда бардур; һеч қайсиңларға еғиримизни салмаслиқ үчүн кечә-күндүзләп меһнәт қилдуқ, Худаниң хуш хәвирини силәргә йәткүздуқ.
兄弟よ、なんぢらは我らの勞と苦難とを記憶す、われらは汝らの中の一人をも累はすまじとて、夜晝 工をなし、勞しつつ福音を宣傳へたり。
10 Етиқатчилардин болған силәрниң араңлардики әмәлийәтлиримизниң қандақ ихласмән, һәққаний вә әйипсиз екәнлигигә өзүңлар вә Худаниң Өзиму гувачидур.
また信じたる汝 等にむかひて、如何に潔く正しく責むべき所なく行ひしかは、汝らも證し神も證し給ふなり。
11 Вә йәнә силәр билгиниңлардәк, атиниң өз пәрзәнтлиригә несиһәт бәргинидәк биз һәр бириңларға шундақ җекиләп, риғбәт-тәсәлли берип, силәрни өз падишалиғиға вә шан-шәривигә чақириватқан Худаға лайиқ һалда меңишқа дәвәт қилдуқ.
汝らは知る、我らが父のその子に對するごとく各人に對し、
御國と榮光とに招きたまふ神の心に適ひて歩むべきことを勸め、また勵まし、また諭したるを。
13 Худаға йәнә шу сәвәптин тохтавсиз тәшәккүр ейтимизки, силәрниң биздин аңлиған Худаниң сөз-каламиға қулақ салғиниңларда, уни инсанлардин кәлгән сөз сүпитидә әмәс, бәлки униң әмәлий сүпитидә, йәни Худадин кәлгән сөз-калам дәп уни қобул қилдиңлар; у [сөз-калам] һазир ишәнгүчи силәрдә ишлимәктә.
かくてなほ我ら神に感謝して巳まざるは、汝らが神の言を我らより聞きし時、これを人の言とせず、神の言として受けし事なり。これは誠に神の言にして、汝ら信ずる者のうちに働くなり。
14 Чүнки силәр, и қериндашлар, Йәһудийә өлкисидики Мәсиһ Әйсада болған җамаәтләрдин үлгә алдиңлар; улар [шу йәрдә] Йәһудийлар тәрипидин қандақ харлиқларға учриған болса, силәрму өз жутдашлириңлар тәрипидин охшаш харлиқларға учридиңлар.
兄弟よ、汝らはユダヤに於けるキリスト・イエスにある神の教會に效ふ者となれり、彼らのユダヤ人に苦しめられたる如く、汝らも己が國人に苦しめられたるなり。
15 Улар, йәни шу Йәһудийлар, әслидә Рәб Әйсани вә пәйғәмбәрләрни өлтүргән вә бизниму зиянкәшлик қилип қоғливәткән еди. Улар Худани нарази қилип, вә һәммә инсан билән қеришип,
ユダヤ人は主イエスをも預言者をも殺し、我らを追ひ出し、
16 «ят әлликләр»ниң ниҗатлиққа еришиши үчүн уларға сөзлишимизгә тосқунлуқ қиливатиду. Шуниң билән улар гуналирини үзлүксиз чекигә йәткүзмәктә; лекин ғәзәп уларниң бешиға толуғи билән чүшүрүлүш алдида туриду.
我らが異邦人に語りて救を得させんとするを拒み、神を悦ばせず、かつ萬民に逆ひ、かくして常に己が罪を充すなり。而して神の怒はかれらに臨みてその極に至れり。
17 Лекин биз, и қериндашлар, амалсиз силәрдин интайин қисқа вақит җудалашқан болсақму (тәндә болсиму, қәлбдә әмәс), силәр билән йәнә дидар көрүшүшкә қәвәтла интизарлиғимиздин йениңларға беришқа техиму бәк интилдуқ!
兄弟よ、われら心は離れねど、顏にて暫時なんぢらと離れ居れば、汝らの顏を見んことを愈々 切に願ひて、
18 Шуниңдәк йениңларға барғумиз бар еди — әмәлийәттә мәнки Павлус қайта-қайта тиришип бақтим; бирақ буниңға Шәйтан тосқунлуқ қилди.
(我パウロは一度ならず再度までも)なんぢらに到らんと爲たれど、サタンに妨げられたり。
19 Чүнки бизниң истәк-арзуйимиз, шатлиғимиз вә Рәббимиз Әйса қайтип кәлгәндә пәхирлинидиған таҗимиз немә болиду? Бу дәл силәр өзүңлар әмәсму?
我らの主イエスの來り給ふとき、御前における我らの希望、また喜悦、また誇の冠冕は誰ぞ、汝らならずや。
20 Чүнки силәр бизниң пәхримиз, бизниң шатлиғимиз!
實に汝らは我らの光榮、我らの喜悦なり。