< Тесалоникалиқ 1 1 >
1 Мәнки Павлус, Силас һәмдә Тимотийдин ХудаАтимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһдә болған, Тесалоника шәһиридики җамаәткә салам. Силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай!
Павел, и Силуан, и Тимофей - церкви Фессалоникской в Боге Отце и Господе Иисусе Христе: благодать вам и мир от Бога Отца нашего и Господа Иисуса Христа.
2 Биз дуалиримизда силәрни яд етип туруп, Худаға силәр үчүн һәрдайим тәшәккүр ейтимиз;
Всегда благодарим Бога за всех вас, вспоминая о вас в молитвах наших,
3 ХудаАтимизниң алдида етиқатиңлардин болған әмәллириңларни, меһир-муһәббәттин чиққан җапалиқ әҗриңларни, Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүттә болған чидамлиғиңларни изчил әсләп туруватимиз.
непрестанно памятуя ваше дело веры, и труд любви, и терпение упования на Господа нашего Иисуса Христа пред Богом и Отцем нашим,
4 Чүнки әй қериндашлар, Худа сөйгәнләр, Униң силәрни таллиғанлиғи бизгә аян.
зная избрание ваше, возлюбленные Богом братия;
5 Чүнки хуш хәвиримиз силәргә йәткүзүлгинидә сөзләр биләнла әмәс, бәлки күч-қудрәт билән, Муқәддәс Роһ билән, мутләқ җәзмләштүрүлгән һалда силәргә йәткүзүлгән; униң үстигә, бизниң силәрниң араңларда болғинимизда силәрни дәп өзимизни қандақ тутқанлиғимизни убдан билисиләр.
потому что наше благовествование у вас было не в слове только, но и в силе и во Святом Духе, и со многим удостоверением, как вы сами знаете, каковы были мы для вас между вами.
6 Шуниң билән силәр еғир азап-оқубәт ичидә туруқлуқму, Муқәддәс Роһниң шатлиғи билән сөз-каламни қобул қилип, бизни, шундақла Рәбниң Өзини үлгә қилип әгәштиңлар,
И вы сделались подражателями нам и Господу, приняв слово при многих скорбях с радостью Духа Святаго,
7 шуниң билән силәр Македонийә вә Ахая өлкилиридики барлиқ етиқатчиларға үлгә болуп чиқтиңлар;
так что вы стали образцом для всех верующих в Македонии и Ахаии.
8 чүнки Рәбниң сөз-калами силәрдин пәқәт Македонийә вә Ахаяғила яңрап қалмастин, бәлки һәммә йәргә Худаға бағланған етиқатиңлар тоғрилиқ һәммә йәргә хәвәр тарқипту; нәтиҗидә, бизниң [шу йәрләрдә хуш хәвәр тоғрилиқ] һеч немә дейишимизниң һаҗити қалмиди.
Ибо от вас пронеслось слово Господне не только в Македонии и Ахаии, но и во всяком месте прошла слава о вере вашей в Бога, так что нам ни о чем не нужно рассказывать.
9 Чүнки [биз барғанлиги җайдики] кишиләр силәрниң бизни қандақ қарши алғанлиғиңларни, силәрниң бутлардин қандақ ваз кечип тирик вә һәқиқий Худаниң хизмитидә болушқа, шундақла Униң Оғлиниң, йәни У өлүмдин тирилдүргән, кәлгүсидә келидиған ғәзәптин бизни қутқузғучи Әйсаниң әрштин келишини күтүшкә Худаға баққанлиғиңларни баян қилишиду.
Ибо сами они сказывают о нас, какой вход имели мы к вам и как вы обратились к Богу от идолов, чтобы служить Богу живому и истинному
и ожидать с небес Сына Его, Которого Он воскресил из мертвых, Иисуса, избавляющего нас от грядущего гнева.