< Самуил 1 9 >
1 Бинямин қәбилисидин Киш атлиқ бир киши бар еди. У Абиәлниң оғли, Абиәл Зерорниң оғли, Зерор Бикоратниң оғли, Бикорат Афияниң оғли еди; Афия болса Биняминлиқ еди. У өзи батур вә дөләтмән киши еди.
2 Кишниң Саул исимлиқ, есил вә хушхуй бир оғли бар еди. Исраиллар арисида униңдин чирайлиқ адәм йоқ еди; у шундақ егиз бойлуқ әр едики, хәлиқниң һәр қандиқи униң мүрисигиму кәлмәйтти.
3 Саулниң атиси кишниң ешәклири жүтүп кәткән еди. Буниң билән Киш оғли Саулға: — Сән хизмәткарлардин бирини өзүң билән биллә елип, ешәкләрни тепип кәлгин, деди.
4 Улар берип Әфраим едирлиғидин өтүп, Шалишаһ зиминини кезип, уларни издәп тапалмиди; улар Шаалим зиминидинму өтти, ешәкләр у йәрдиму йоқ еди. Андин Бинямин зиминини кезип өтти, уларни йәнә тапалмиди.
5 Улар Зуф зиминиға йәткәндә Саул өзи билән кәлгән хизмәткариға: — Болә, өйгә янайли; болмиса атам ешәкләрдин әнсирмәй, әксичә бизниң ғемимизни йәп кетәрмики, деди.
6 Лекин у униңға: — Мана, бу шәһәрдә Худаниң бир адими бар. У мөһтәрәм бир адәм, һәр немә десә әмәлгә ашмай қалмайду. Әнди у йәргә барайли; у бизгә баридиған йолимизни көрситип қоярмекин, деди.
7 Шуңа Саул хизмәткариға: — Лекин униң йениға барсақ у кишигә немә беримиз? Чүнки хурҗунлиримизда нан түгәп қалди, қолимизда Худаниң адимигә бәргидәк соғитимиз йоқ. Йенимизда йәнә немә бар? — деди.
8 Хизмәткар Саулға җавап берип: — Мана қолумда чарәк шәкәл күмүч бар. Маңидиған йолимизни дәп бәрсун, Худаниң адимигә шуни берәй, деди
9 (бурун Исраилда бир адәм Худадин йол соримақчи болса: — Келиңлар, алдин көргүчиниң қешиға барайли, дәйтти. Һазир «пәйғәмбәр» дегәнни өткән заманда «алдин көргүчи» дәйтти).
10 Саул хизмәткариға: — Мәслиһәтиң яхши болди. Биз маңайли, деди. Шуниң билән улар Худаниң адими турған шәһәргә барди.
11 Улар шәһәргә чиқидиған йолда кетиватқанда, су тартқили чиққан бир нәччә қизға учриди вә улардин: — Алдин көргүчи мошу йәрдиму? — дәп сориди.
12 Улар җавап берип: — Шундақ. Мана у алдиңларда туриду; тез бериңлар, чүнки халайиқ бүгүн [шәһәрниң] жуқури җайида қурбанлиқ қилмақчи, шуңа у бүгүн шәһәргә кирди.
13 У [қурбанлиқтин] йейишкә техи жуқури җайға чиқмай турупла, силәр униң билән шәһәрдә учришисиләр. Хәлиқ у кәлмигичә таам йемәйду, чүнки у авал қурбанлиқни бәрикәтләйду; андин чақирилған меһманлар таамға еғиз тегиду. Һазир чиқиңлар, чүнки бу дәл уни тапқили болидиған вақит, деди.
14 Улар шәһәргә чиқип шәһәр мәркизигә кәлгәндә, мана Самуил жуқури җайға чиқишқа уларға қарап келивататти.
15 Пәрвәрдигар Саул келиштин бир күн илгири Самуилға:
16 — Әтә мошу вақитларда Мән йениңға Бинямин зиминидин бир адәмни әвәтимән. Сән уни Мениң хәлқим Исраилниң үстигә әмир болушқа мәсиһ қилғин. У Мениң хәлқимни Филистийләрниң қолидин қутқузиду. Чүнки Мениң хәлқимниң пәряди Маңа йәткини үчүн уларға илтипат билән қаридим, — деди.
17 Самуил Саулни көргәндә Пәрвәрдигар униңға: — Мана, Мән саңа сөз қилған адәм мошудур. Бу адәм Мениң хәлқимниң үстидә сәлтәнәт қилиду, дәп изһар қилди.
18 Саул дәрвазида турған Самуилниң қешиға берип: Силидин сорай, алдин көргүчиниң өйи нәдә, дәп сориди.
19 Самуил Саулға: — Алдин көргүчи мән өзүм шу. Мәндин авал жуқури җайға чиққин. Бүгүн силәр мән билән таам йәйсиләр; әтә сени узутуп чиққанда, көңлүңдики һәр бир ишларни саңа дәп берәй, — дәп җавап бәрди.
20 Амма үч күн бурун жүтүп кәткән ешәкләрдин болса, әндишә қилмиғин; улар тепилди. Әнди Исраилниң һәммә арзуси кимгә майил? Саңа вә атаңниң пүткүл җәмәтигә әмәсму? — деди.
21 Саул җавап берип: — Мән Исраил қәбилилири ичидики әң кичик қәбилә болған Биняминдин, җәмәтимму Бинямин қәбилиси ичидики әң кичиги турса? Немә үчүн бу сөзләрни маңа дәйла? — деди.
22 Самуил болса Саулни вә хизмәткарини башлап, меһманхана өйигә кирди вә уларни чақирилғанларниң арисида төрдә олтарғузди. Улар оттузчә адәм еди.
23 Самуил ашпәзгә: — Мән сақлап қойғин дәп, саңа тапшурған һелиқи таамни елип кәлгин, деди.
24 Шуниң билән ашпәз сақлап қойған чоң аҗритилған қолни елип Саулниң алдиға қойди. Самуил: — Мана, [саңа] сақлап қоюлғини шудур! Уни алдиңға елип йегин; чүнки у мән хәлиқни чақирған чеғимда атайин саңа атап елип қойғандин тартип бу бекитилгән вақитқичә сақланди, деди. Шуниң билән у күни Саул билән Самуил тамақта биллә болди.
25 Улар жуқури җайдин чүшүп шәһәргә кирди, [Самуил] өгүздә Саул билән сөзләшти.
26 Әтиси таң шәһәрдә орундин турғанда Самуил Саулни өгүздин чақирип: — Орнуңдин тур, мән сени узутуп қояй, деди. Саул орундин турди вә иккиси биллә чиқти, — һәм у Самуил билән биллә кочиға чиқти.
27 Улар шәһәрниң айиғиға кетиватқанда, Самуил Саулға: Хизмәткарға алдимизда маңғач турғин, дәп буйруғин, деди. У шундақ қилди. Андин Самуил: — Сән туруп тур, Пәрвәрдигарниң сөз-каламини саңа йәткүзәй, деди.