< Самуил 1 8 >

1 Шундақ болдики, Самуил қериғанда оғуллирини Исраилға һаким қилип қойди.
Xundaⱪ boldiki, Samuil ⱪeriƣanda oƣullirini Israilƣa ⱨakim ⱪilip ⱪoydi.
2 Униң тунҗисиниң исми Йоел болуп, иккинчисиниң исми Абияһ еди. Булар Бәәр-Шебада һакимлиқ қилди.
Uning tunjisining ismi Yoel bolup, ikkinqisining ismi Abiyaⱨ idi. Bular Bǝǝr-Xebada ⱨakimliⱪ ⱪildi.
3 Лекин оғуллири униң йоллирида жүрмәйтти, бәлки мәнпәәтни көзләп езип, париларни йәп, һәқ-наһәқни астин-үстүн қилди.
Lekin oƣulliri uning yollirida yürmǝytti, bǝlki mǝnpǝǝtni kɵzlǝp ezip, parilarni yǝp, ⱨǝⱪ-naⱨǝⱪni astin-üstün ⱪildi.
4 У вақитта Исраилниң һәммә ақсақаллири Рамаһда җәм болуп Самуилниң қешиға келип
U waⱪitta Israilning ⱨǝmmǝ aⱪsaⱪalliri Ramaⱨda jǝm bolup Samuilning ⱪexiƣa kelip
5 униңға: — Мана сән қеридиң, оғуллириң болса сениң йоллириңда жүрмәйду. Барлиқ әлләрдә болғандәк үстимизгә һөкүм сүридиған бир падиша бекиткин, деди.
uningƣa: — Mana sǝn ⱪeriding, oƣulliring bolsa sening yolliringda yürmǝydu. Barliⱪ ǝllǝrdǝ bolƣandǝk üstimizgǝ ⱨɵküm süridiƣan bir padixaⱨ bekitkin, dedi.
6 Уларниң «Үстимизгә һөкүм сүридиған бир падиша бекиткин» дегини Самуилниң көңлигә еғир кәлди. Самуил Пәрвәрдигарға дуа қиливиди,
Ularning «Üstimizgǝ ⱨɵküm süridiƣan bir padixaⱨ bekitkin» degini Samuilning kɵngligǝ eƣir kǝldi. Samuil Pǝrwǝrdigarƣa dua ⱪiliwidi,
7 Пәрвәрдигар Самуилға җававән: — Хәлиқ саңа һәр немә ейтса уларға қулақ салғин; чүнки улар сени әмәс, бәлки «Үстимизгә падиша болмисун» дәп Мени ташлиди.
Pǝrwǝrdigar Samuilƣa jawabǝn: — Hǝlⱪ sanga ⱨǝrnemǝ eytsa ularƣa ⱪulaⱪ salƣin; qünki ular seni ǝmǝs, bǝlki «Üstimizgǝ padixaⱨ bolmisun» dǝp Meni taxlidi.
8 Мән уларни Мисирдин чиқарған күндин тартип бүгүнки күнгичә улар шундақ ишларни қилип, Мени ташлап башқа илаһларға ибадәт қилип кәлгән. Әнди улар саңа һәм шундақ қилиду.
Mǝn ularni Misirdin qiⱪarƣan kündin tartip bügünki küngiqǝ ular xundaⱪ ixlarni ⱪilip, Meni taxlap baxⱪa ilaⱨlarƣa ibadǝt ⱪilip kǝlgǝn. Əmdi ular sanga ⱨǝm xundaⱪ ⱪilidu.
9 Шуниң үчүн уларниң сөзигә униғин. Лекин уларни қаттиқ агаһландуруп кәлгүсидә уларниң үстидә сәлтәнәт қилидиған падишаниң уларни қандақ башқуридиғанлиғини билдүргин, деди.
Xuning üqün ularning sɵzigǝ uniƣin. Lekin ularni ⱪattiⱪ agaⱨlandurup kǝlgüsidǝ ularning üstidǝ sǝltǝnǝt ⱪilidiƣan padixaⱨning ularni ⱪandaⱪ baxⱪuridiƣanliⱪini bildürgin, dedi.
10 Самуил өзидин бир падиша сориған хәлиққә, Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисини дәп бәрди.
Samuil ɵzidin bir padixaⱨ soriƣan hǝlⱪⱪǝ, Pǝrwǝrdigarning eytⱪinining ⱨǝmmisini dǝp bǝrdi.
11 У: — Үстүңларда сәлтәнәт қилидиған падишаниң тутидиған йоли мундақ болиду: — У оғуллириңларни өз ишиға қоюп, җәң һарвулирини һайдашкә, атлиқ әскәрлири болушқа салиду; улар униң һарвулириниң алдида жүгүриду;
U: — Üstünglarda sǝltǝnǝt ⱪilidiƣan padixaⱨning tutidiƣan yoli mundaⱪ bolidu: — U oƣulliringlarni ɵz ixiƣa ⱪoyup, jǝng ⱨarwilirini ⱨǝydǝxkǝ, atliⱪ ǝskǝrliri boluxⱪa salidu; ular uning ⱨarwilirining aldida yügüridu;
12 уларни өзи үчүн миң беши вә әллик беши болушқа, йерини һайдашкә, һосулини орушқа, җәң қураллири билән һарву әсваплирини ясашқа салиду.
ularni ɵzi üqün ming bexi wǝ ǝllik bexi boluxⱪa, yerini ⱨǝydǝxkǝ, ⱨosulini oruxⱪa, jǝng ⱪoralliri bilǝn ⱨarwa ǝswablirini yasaxⱪa salidu.
13 Қизлириңларни әтир ясашқа, тамақ етишкә вә нан йеқишқа салиду.
Ⱪizliringlarni ǝtir yasaxⱪa, tamaⱪ etixkǝ wǝ nan yeⱪixⱪa salidu.
14 Әң есил зиминлириңлар, үзүмзарлириңлар билән зәйтунлуқлириңларни тартивелип өз хизмәткарлириға бериду.
Əng esil zeminliringlar, üzümzarliringlar bilǝn zǝytunluⱪliringlarni tartiwelip ɵz hizmǝtkarliriƣa beridu.
15 У уруғуңлардин, үзүмзарлириңларниң һосулидин ондин бир үлүшини өзиниң ғоҗидарлири вә хизмәткарлириға бөлүп бериду.
U uruⱪunglardin, üzümzarliringlarning ⱨosulidin ondin bir ülüxini ɵzining ƣojidarliri wǝ hizmǝtkarliriƣa bɵlüp beridu.
16 У қуллириңлар, дедәклириңлар, әң келишкән жигитлириңларни вә ешәклириңларни өз ишиға салиду.
U ⱪulliringlar, dedǝkliringlar, ǝng kelixkǝn yigitliringlarni wǝ exǝkliringlarni ɵz ixiƣa salidu.
17 У қойлириңлардин ондин бир үлүшини алиду; силәр униң қул-хизмәткарлири болисиләр.
U ⱪoyliringlardin ondin bir ülüxini alidu; silǝr uning ⱪul-hizmǝtkarliri bolisilǝr.
18 Силәр у күндә өзүңларға таллиған падиша түпәйлидин пәряд көтирисиләр; лекин Пәрвәрдигар у күнидә силәргә қулақ салмайду, деди.
Silǝr u kündǝ ɵzünglarƣa talliƣan padixaⱨ tüpǝylidin pǝryad kɵtürisilǝr; lekin Pǝrwǝrdigar u künidǝ silǝrgǝ ⱪulaⱪ salmaydu, dedi.
19 Хәлиқ болса Самуилниң сөзигә қулақ салмай: — Яқ, бәлки үстимизгә сәлтәнәт қилидиған бир падиша болсун, деди.
Hǝlⱪ bolsa Samuilning sɵzigǝ ⱪulaⱪ salmay: — Yaⱪ, bǝlki üstimizgǝ sǝltǝnǝt ⱪilidiƣan bir padixaⱨ bolsun, dedi.
20 —Шундақ қилип биз башқа һәр бир әлләргә охшаш болимиз; бизниң падишасимиз үстимиздин һөкүм чиқирип, бизни башлайду вә биз үчүн җәң қилиду, деди.
—Xundaⱪ ⱪilip biz baxⱪa ⱨǝrbir ǝllǝrgǝ ohxax bolimiz; bizning padixaⱨimiz üstimizdin ⱨɵküm qiⱪirip, bizni baxlaydu wǝ biz üqün jǝng ⱪilidu, dedi.
21 Самуил хәлиқниң һәммә сөзлирини аңлап, уларни Пәрвәрдигарға йәткүзди.
Samuil hǝlⱪning ⱨǝmmǝ sɵzlirini anglap, ularni Pǝrwǝrdigarƣa yǝtküzdi.
22 Пәрвәрдигар әнди Самуилға: — Сән уларниң сөзигә қулақ селип, уларға бир падиша бекиткин, деди. Самуил Исраилларға: — Һәр бириңлар өз шәһириңларға қайтиңлар, деди.
Pǝrwǝrdigar ǝmdi Samuilƣa: — Sǝn ularning sɵzigǝ ⱪulaⱪ selip, ularƣa bir padixaⱨ bekitkin, dedi. Samuil Israillarƣa: — Ⱨǝrbiringlar ɵz xǝⱨiringlarƣa ⱪaytinglar, dedi.

< Самуил 1 8 >