< Самуил 1 7 >
1 Шуниң билән Кириат-Йеаримдики адәмләр келип Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип чиқип, дөңниң үстидики Абинадабниң өйидә қойди вә униң оғли Әлиазарни әһдә сандуғиға қарашқа Пәрвәрдигарға атап бекитти.
2 Әһдә сандуғи Кириат-Йеаримда қоюлғандин тартип узун вақит, йәни жигирмә жил өтти. Исраилниң пүткүл җәмәти Пәрвәрдигарни сеғинди.
3 Вә Самуил Исраилниң пүткүл җәмәтигә: — Әгәр пүтүн қәлбиңлар билән Пәрвәрдигарниң йениға қайтип, ятларниң илаһлири билән Аштаротларни өз араңлардин йоқитип, көңлүңларни Пәрвәрдигарға бағлап, хас Униң ибадитидила болсаңлар У силәрни Филистийләрниң қолидин қутқузиду, деди.
4 Шуниң билән Исраил Бааллар билән Аштаротларни ташлап хас Пәрвәрдигарниң ибадитидила болди.
5 Андин Самуил: — Пүткүл Исраилни Мизпаһ шәһиригә җәм қилсаңлар, мән силәр үчүн Пәрвәрдигарниң алдида дуа қилай, деди.
6 Әнди улар Мизпаһқа җәм болуп, у йәрдә су тартип уни Пәрвәрдигар алдиға қуйди вә у күни роза тутуп: — Биз Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилдуқ, деди. Шуниң билән Самуил Мизпаһта Исраилларниң әрз-дәвалири үстидин һөкүм чиқарди.
7 Филистийләр Исраилларниң Мизпаһда җәм болғинини аңлиди; Филистийләрниң ғоҗилири Исраил билән җәң қилғили чиқти. Исраиллар буни аңлап Филистийләрдин қорқти.
8 Исраиллар Самуилға: — Биз үчүн Пәрвәрдигар Худайимиз бизни Филистийләрниң қолидин қутқузуши үчүн униңға нида қилиштин тохтимиғин, деди.
9 Самуил анисини емиватқан бир қозини елип толуқ бир көйдүрмә қурбанлиқ қилип Пәрвәрдигарға сунди; Самуил Исраилниң һәққидә Пәрвәрдигарға пәряд көтәрди; Пәрвәрдигар дуасини аңлиди.
10 Самуил көйдүрмә қурбанлиқ қиливатқанда Филистийләр Исраил билән соқушқили йеқинлап кәлди. Лекин Пәрвәрдигар шу күни Филистийләрниң үстигә қаттиқ гүлдүрмама гүлдүрлитип уларни алақзадә қиливәтти; шуниң билән улар Исраил алдида тар мар болди.
11 Исраиллар Мизпаһтин чиқип уларни Бәйт-Карниң түвигичә қоғлап қирди.
12 У вақитта Самуил бир ташни елип, уни Мизпаһ билән шәнниң оттурисида тикләп: — «Пәрвәрдигар бизгә һазирғичә ярдәм бериватиду» — дәп уни Әбән-Әзәр дәп атиди.
13 Шуниң билән Филистийләр бесиқип Исраилниң зиминиға йәнә таҗавуз қилмиди; Самуил [һаким] болған барлиқ күнләрдә Пәрвәрдигарниң қоли Филистийләрниң үстигә қарши болди;
14 шундақ қилип Әкрондин тартип Гатқичә Филистийләр Исраилдин еливалған шәһәрләрниң һәммиси Исраилға яндурулди; шәһәрләргә тәвә зиминларниму Исраил Филистийләрниң қолидин яндуруп алди. Буниңдин башқа Исраил билән Аморийлар оттурисида течлиқ болди.
15 Самуил болса пүтүн өмридә Исраилни сориди.
16 Һәр жили у Бәйт-Әл, Гилгал вә Мизпаһларни айлинип, мошу йәрләрдә Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти.
17 Андин у Рамаһқа йенип баратти; чүнки униң өйи шу йәрдә еди һәм у у йәрдиму Исраил үстидин һөкүм жүргүзәтти. У у йәрдиму Пәрвәрдигарға бир қурбангаһ ясиған еди.