< Самуил 1 6 >

1 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи Филистийләрниң жутида йәттә ай турди.
Perwerdigarning ehde sanduqi Filistiylerning yurtida yette ay turdi.
2 Филистийләр каһинлар билән палчиларни чақирип уларға: — Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қандақ қилимиз? Уни қандақ қилип өз җайиға әвәтәләймиз? Йол көрситиңлар, деди.
Filistiyler kahinlar bilen palchilarni chaqirip ulargha: — Perwerdigarning ehde sanduqini qandaq qilimiz? Uni qandaq qilip öz jayigha eweteleymiz? Yol körsitinglar, dédi.
3 Улар: — Әгәр Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини қайтуруп әвәтсәңлар, қуруқ әвәтмәңлар, һеч болмиғанда униң билән бир «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни биргә әвәтишиңлар зөрүрдур, деди. Шундақ қилғанда шипа таписиләр, шундақла Униң қолиниң немә үчүн силәрдин айрилмиғанлиғини билисиләр, деди.
Ular: — Eger Israilning Xudasining ehde sanduqini qayturup ewetsenglar, quruq ewetmenglar, héch bolmighanda uning bilen bir «itaetsizlik qurbanliqi»ni birge ewetishinglar zörürdur, dédi. Shundaq qilghanda shipa tapisiler, shundaqla Uning qolining néme üchün silerdin ayrilmighanliqini bilisiler, dédi.
4 Улар: — Биз немини итаәтсизлик қурбанлиғи қилип әвәтимиз? — дәп сориди. Улар: — Филистийләрниң ғоҗилириниң сани бәш; шуңа бәш алтун һүррәк вә бәш алтун чашқан ясап әвәтиңлар; чүнки силәргә вә ғоҗаңларға охшашла бала-қаза чүшти.
Ular: — Biz némini itaetsizlik qurbanliqi qilip ewetimiz? — dep soridi. Ular: — Filistiylerning ghojilirining sani besh; shunga besh altun hürrek we besh altun chashqan yasap ewetinglar; chünki silerge we ghojanglargha oxshashla bala-qaza chüshti.
5 Һүррәклириңларниң шәклини вә зиминиңларни вәйран қилидиған чашқанларниң шәклини нәқиш қилип ясап, Исраилниң Худасиға шан-шәрәп кәлтүрүңлар. Шуниң билән у бәлким силәрниң, илаһлиримизниң вә зиминиңларниң үстини басқан қолини йениклитәрмекин: —
Hürrekliringlarning sheklini we zémininglarni weyran qilidighan chashqanlarning sheklini neqish qilip yasap, Israilning Xudasigha shan-sherep keltürünglar. Shuning bilen u belkim silerning, ilahlirimizning we zémininglarning üstini basqan qolini yéniklitermikin: —
6 Мисирлиқлар билән Пирәвн өз көңүллирини қаттиқ қилғандәк силәрму немишкә өз көңлүңларни қаттиқ қилисиләр? У мисирлиқларға зор қаттиқ қоллуқ көрсәткәндин кейин, улар Исраилларни қоюп бәрмидиму, улар шуниң билән қайтип кәлмидиму?
Misirliqlar bilen Pirewn öz köngüllirini qattiq qilghandek silermu némishqa öz könglünglarni qattiq qilisiler? U misirliqlargha zor qattiq qolluq körsetkendin kéyin, ular Israillarni qoyup bermidimu, ular shuning bilen qaytip kelmidimu?
7 Әнди йеңи бир һарву ясап, техи боюнтуруққа көндүрүлмигән мозайлиқ икки инәкни һарвуға қошуңлар; улардин мозайлирини айрип, өйдә елип қелиңлар;
Emdi yéngi bir harwa yasap, téxi boyunturuqqa köndürülmigen mozayliq ikki inekni harwigha qoshunglar; ulardin mozaylirini ayrip, öyde élip qélinglar;
8 андин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип һарвуға селиңлар; вә униңға әвәтидиған итаәтсизлик қурбанлиғи қилидиған алтун буюмларни бир қапқа селип сандуққа яндап қоюңлар вә сандуқни шу пети маңдуруңлар;
andin Perwerdigarning ehde sanduqini kötürüp harwigha sélinglar; we uninggha ewetidighan itaetsizlik qurbanliqi qilidighan altun buyumlarni bir qapqa sélip sanduqqa yandap qoyunglar we sanduqni shu péti mangdurunglar;
9 андин қарап туруңлар. Әгәр һарву Исраил чегарисидики йол билән Бәйт-Шәмәшкә маңса, бизгә кәлгән шу чоң бала-қазани чүшүргүчиниң өзи Пәрвәрдигар болиду. Ундақ болмиса, бизни урған Униң қоли әмәс, бәлки бизгә чүшкән тәсадипилиқ болиду, халас, дейишти.
andin qarap turunglar. Eger harwa Israil chégrisidiki yol bilen Beyt-Shemeshke mangsa, bizge kelgen shu chong bala-qazani chüshürgüchining özi Perwerdigar bolidu. Undaq bolmisa, bizni urghan Uning qoli emes, belki bizge chüshken tasadipiliq bolidu, xalas, déyishti.
10 Шуниң билән Филистийләр шундақ қилди. Улар Мозайлиқ икки инәкни һарвуға қошуп, мозайлирини өйдә солап қоюп,
Shuning bilen Filistiyler shundaq qildi. Ular Mozayliq ikki inekni harwigha qoshup, mozaylirini öyde solap qoyup,
11 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини һарвуға селип, алтун чашқан вә қуйма һүррәкләр қачиланған қапни униңға яндап қойди.
Perwerdigarning ehde sanduqini harwigha sélip, altun chashqan we quyma hürrekler qachilan’ghan qapni uninggha yandap qoydi.
12 Инәкләр Бәйт-Шәмәшкә баридиған йол билән удул жүрүп кәтти. Улар көтирилгән йол билән маңғач мөрәйтти, я оң тәрәпкә я сол тәрәпкә қейип кәтмиди. Филистийләрниң ғоҗилири уларниң арқисидин Бәйт-Шәмәшниң чегарисиғичә барди.
Inekler Beyt-Shemeshke baridighan yol bilen udul yürüp ketti. Ular kötürülgen yol bilen mangghach möreytti, ya ong terepke ya sol terepke qéyip ketmidi. Filistiylerning ghojiliri ularning arqisidin Beyt-Shemeshning chégrisighiche bardi.
13 Бәйт-Шәмәштикиләр җилғида буғдай орувататти, улар башлирини көтирип әһдә сандуғини көрүп хуш болушти.
Beyt-Shemeshtikiler jilghida bughday oruwatatti, ular bashlirini kötürüp ehde sanduqini körüp xush bolushti.
14 Һарву Бәйт-Шәмәшлик Йәшуаниң етизлиғиға келип, у йәрдики бир чоң ташниң йенида тохтап қалди. Улар һарвуни чеқип, икки инәкни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ қилди.
Harwa Beyt-Shemeshlik Yeshuaning étizliqigha kélip, u yerdiki bir chong tashning yénida toxtap qaldi. Ular harwini chéqip, ikki inekni Perwerdigargha atap köydürme qurbanliq qildi.
15 Лавийлар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи билән алтун буюмлар бар қапни чүшүрүп чоң ташниң үстигә қойди. Шу күни Бәйт-Шәмәштикиләр Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқлар вә башқа қурбанлиқларни қилди.
Lawiylar Perwerdigarning ehde sanduqi bilen altun buyumlar bar qapni chüshürüp chong tashning üstige qoydi. Shu küni Beyt-Shemeshtikiler Perwerdigargha köydürme qurbanliqlar we bashqa qurbanliqlarni qildi.
16 Филистийләрниң бәш ғоҗиси буларни көрүп шу күни Әкронға қайтип кәтти.
Filistiylerning besh ghojisi bularni körüp shu küni Ekron’gha qaytip ketti.
17 Филистийләрниң Пәрвәрдигарға итаәтсизлик қурбанлиғи қилип бәргән алтун һүррики: — Ашдод үчүн бир, Газа үчүн бир, Ашкелон үчүн бир, Гат үчүн бир вә Әкрон үчүн бир еди.
Filistiylerning Perwerdigargha itaetsizlik qurbanliqi qilip bergen altun hürriki: — Ashdod üchün bir, Gaza üchün bir, Ashkélon üchün bir, Gat üchün bir we Ekron üchün bir idi.
18 Алтун чашқанларниң сани болса Филистийләрниң бәш ғоҗисиға тәвә барлиқ шәһәрниң сани билән баравәр еди. Бу шәһәрләр сепиллиқ шәһәрләр вә уларға қарашлиқ сәһра-кәнтләрни, шундақла улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қойған чоң чимәнзарғичә һәммә җайни өз ичигә алатти. Бу чимәнзар һазирму Бәйт-Шәмәшлик Йәшуаниң етизлиғида бар.
Altun chashqanlarning sani bolsa Filistiylerning besh ghojisigha tewe barliq sheherning sani bilen barawer idi. Bu sheherler sépilliq sheherler we ulargha qarashliq sehra-kentlerni, shundaqla ular Perwerdigarning ehde sanduqini qoyghan chong chimenzarghiche hemme jayni öz ichige alatti. Bu chimenzar hazirmu Beyt-Shemeshlik Yeshuaning étizliqida bar.
19 Амма Бәйт-Шәмәштикиләр өз мәйличә әһдә сандуғиниң ичигә қариғини үчүн Пәрвәрдигар улардин йәтмиш адәмни, җүмлидин чоңлардин әлликни урди. Пәрвәрдигар хәлиқни мундақ қаттиқ урғанлиғи үчүн пүтүн хәлиқ матәм тутти.
Emma Beyt-Shemeshtikiler öz meyliche ehde sanduqining ichige qarighini üchün Perwerdigar ulardin yetmish ademni, jümlidin chonglardin ellikni urdi. Perwerdigar xelqni mundaq qattiq urghanliqi üchün pütün xelq matem tutti.
20 Бәйт-Шәмәштикиләр: — Бу муқәддәс Худа Пәрвәрдигарниң алдида ким өрә туралайду? Әһдә сандуғи бизниң бу йәрдин кимниң қешиға апирилиши керәк? — деди.
Beyt-Shemeshtikiler: — Bu muqeddes Xuda Perwerdigarning aldida kim öre turalaydu? Ehde sanduqi bizning bu yerdin kimning qéshigha apirilishi kérek? — dédi.
21 Андин улар Кириат-Йеаримдикиләргә әлчиләрни әвитип: — Филистийләр Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қайтуруп бәрди. Бу йәргә келип уни өзүңларға елип кетиңлар, деди.
Andin ular Kiriat-Yéarimdikilerge elchilerni ewitip: — Filistiyler Perwerdigarning ehde sanduqini qayturup berdi. Bu yerge kélip uni özünglargha élip kétinglar, dédi.

< Самуил 1 6 >