< Самуил 1 5 >

1 Филистийләр Худаниң әһдә сандуғини олҗа елип, уни Әбән-Әзәрдин елип Ашдодқа барди.
Filistiyler Xudaning ehde sanduqini olja élip, uni Eben-Ezerdin élip Ashdodqa bardi.
2 У йәрдә Филистийләр Худаниң әһдә сандуғини елип Дагон бутханисиға әкирип, Дагон дегән бутниң йениға қойди.
U yerde Filistiyler Xudaning ehde sanduqini élip Dagon butxanisigha ekirip, Dagon dégen butning yénigha qoydi.
3 Ашдоддикиләр әтиси сәһәр қопуп кәлсә, мана Дагон бути Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти. Шуңа улар Дагон бутни елип йәнә өз орнида турғузуп қойди.
Ashdoddikiler etisi seher qopup kelse, mana Dagon buti Perwerdigarning ehde sanduqining aldida yiqilghiniche düm yatatti. Shunga ular Dagon butni élip yene öz ornida turghuzup qoydi.
4 Лекин әтиси сәһәр қопуп кәлсә, мана, Дагон Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти; Дагонниң беши һәм қоллири босуғида чеқилған еди; Дагонниң пәқәт белиқсиман тени қалған еди.
Lékin etisi seher qopup kelse, mana, Dagon Perwerdigarning ehde sanduqining aldida yiqilghiniche düm yatatti; Dagonning béshi hem qolliri bosughida chéqilghanidi; Dagonning peqet béliqsiman téni qalghanidi.
5 Шуңа бүгүнгә қәдәр Ашдодта я Дагонниң каһинлири болсун я Дагонниң бутханисиға киргүчиләр болсун, Дагонниң босуғисиға дәссимәйду.
Shunga bügün’ge qeder Ashdodta ya Dagonning kahinliri bolsun ya Dagonning butxanisigha kirgüchiler bolsun, Dagonning bosughisigha dessimeydu.
6 Андин Пәрвәрдигарниң қоли Ашдоддикиләрниң үстигә қаттиқ чүшүп, уларни вәйран қилип, Ашдод билән әтрапидикиләрни һүррәк кесили билән урди.
Andin Perwerdigarning qoli Ashdoddikilerning üstige qattiq chüshüp, ularni weyran qilip, Ashdod bilen etrapidikilerni hürrek késili bilen urdi.
7 Ашдоддикиләр буларни көрүп: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғи бизләрдә турмисун! Чүнки униң қоли бизни вә илаһимиз Дагонни қаттиқ бесивалди, дейишти.
Ashdoddikiler bularni körüp: — Israilning Xudasining ehde sanduqi bizlerde turmisun! Chünki uning qoli bizni we ilahimiz Dagonni qattiq bésiwaldi, déyishti.
8 Шуниң билән улар адәм маңдуруп Филистийләрниң һәммә ғоҗилирини чақиртип җәм қилип улардин: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини қандақ бир тәрәп қилимиз? дәп сориди. Улар: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғи Гатқа чәт йол билән йөткәлсун, дәп җавап беришти. Шуниң билән улар Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини у йәргә чәт йол билән йөткиди.
Shuning bilen ular adem mangdurup Filistiylerning hemme ghojilirini chaqirtip jem qilip ulardin: — Israilning Xudasining ehde sanduqini qandaq bir terep qilimiz? dep soridi. Ular: — Israilning Xudasining ehde sanduqi Gatqa chet yol bilen yötkelsun, dep jawab bérishti. Shuning bilen ular Israilning Xudasining ehde sanduqini u yerge chet yol bilen yötkidi.
9 Вә шундақ болдики, улар уни чәт йол билән йөткигәндин кейин Пәрвәрдигарниң қоли у шәһәргә чүшүп кишиләрни қаттиқ сарасимигә чүшүрди. У кичикләрдин тартип чоңларғичә шәһәрдикиләрни урди, улар һүррәк кесилигә гириптар болди.
We shundaq boldiki, ular uni chet yol bilen yötkigendin kéyin Perwerdigarning qoli u sheherge chüshüp kishilerni qattiq sarasimige chüshürdi. U kichiklerdin tartip chonglarghiche sheherdikilerni urdi, ular hürrek késilige giriptar boldi.
10 Шуниң билән улар Худаниң әһдә сандуғини Әкронға әвәтти. Лекин Худаниң әһдә сандуғи Әкронға йетип кәлгәндә, Әкрондикиләр пәряд қилип: — Биз билән хәлқимизни өлтүрүш үчүн улар Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини бизгә йөткиди! — деди.
Shuning bilen ular Xudaning ehde sanduqini Ekron’gha ewetti. Lékin Xudaning ehde sanduqi Ekron’gha yétip kelgende, Ekrondikiler peryad qilip: — Biz bilen xelqimizni öltürüsh üchün ular Israilning Xudasining ehde sanduqini bizge yötkidi! — dédi.
11 Улар адәм маңдуруп Филистийләрниң ғоҗилирини қичқартип җәм қилип уларға: — Биз билән хәлқимизни өлтүрмәслиги үчүн Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини бу йәрдин өз җайиға кәткүзүңлар, деди; чүнки қаттиқ вәһимә шәһәрни басқан еди; Худаниң қоли уларниң үстигә толиму еғир чүшкән еди.
Ular adem mangdurup Filistiylerning ghojilirini qichqartip jem qilip ulargha: — Biz bilen xelqimizni öltürmesliki üchün Israilning Xudasining ehde sanduqini bu yerdin öz jayigha ketküzünglar, dédi; chünki qattiq wehime sheherni basqanidi; Xudaning qoli ularning üstige tolimu éghir chüshkenidi.
12 Өлмигән адәмләр болса һүррәк кесили билән урулуп, шәһәрниң пәряди асманға көтирилди.
Ölmigen ademler bolsa hürrek késili bilen urulup, sheherning peryadi asman’gha kötürüldi.

< Самуил 1 5 >