< Самуил 1 4 >
1 У вақитта Исраил Филистийләр билән җәң қилғили чиқип Әбән-Әзәргә йеқин җайда баргаһ-чедирларни тикти. Филистийләр болса Афәк дегән җайда баргаһ-чедирларни тикти.
2 Филистийләр Исраиллар билән соқушқили сәп тизип турди. Җәң кеңәйгәндә Исраил Филистийләр алдида тар мар болди; Филистийләр уларниң җәң сәплиридин төрт миңчә адәмни өлтүрди.
3 Халайиқ баргаһқа йенип кәлгәндә, Исраилниң ақсақаллири: — Немишкә Пәрвәрдигар бүгүн бизни Филистийләр тәрипидин тар мар қилдурди? Биз Шилоһдин Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини қешимизға елип келәйли; у аримизда болса, бизни дүшминимизниң қолидин қутқузиду, деди.
4 Шу гәптин кейин халайиқ Шилоһға адәм маңдуруп, шу йәрдин керубларниң оттурисида олтарған самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини елип көтирип кәлди. Шуниңдәк Әлиниң икки оғли Хофний билән Финиһасму Худаниң әһдә сандуғи билән биллә кәлди.
5 Вә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи ләшкәргаһқа елип келингәндә пүткүл Исраил йәрни тәврәткидәк күчлүк бир чуқан көтиришти.
6 Филистийләр күчлүк тәнтәнә авазини аңлап: — Ибранийларниң ләшкәргаһидин аңланған бу күчлүк чуқан немә вәҗидин чиққанду, дәп ейтишти. Арқидинла улар Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң уларниң ләшкәргаһиға кәлтүрүлгинини билип йәтти.
7 Шуниң билән Филистийләр қорқуп: — Илаһлар уларниң ләшкәргаһиға кәпту, һалимизға вай! Мундақ иш бу вақитқичә һеч болған әмәс, дейишти.
8 Һалимизға вай! Бизни бу қудрәтлик илаһларниң қолидин ким қутқузиду? Мана баяванда мисирлиқларни түрлүк бала-вабалар билән урған илаһлар дәл шулардур!
9 И Филистийләр, өзлириңларни җәсур көрситип әркәктәк туруңлар. Болмиса, ибранийлар бизгә қул болғандәк биз уларға қул болимиз; әркәктәк болуп җәң қилиңлар! — деди.
10 Шуниң билән Филистийләр Исраиллар билән җәң қилди. Исраил тар мар қилинип, һәр бири тәрәп-тәрәпкә өз чедиригә бәдәр қачти. Җәңдә қаттиқ қирғинчилиқ болуп, Исраилдин оттуз миң пиядә әскәр өлтүрүлди.
11 Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи олҗа болуп кәтти вә Әлиниң икки оғли Хофний билән Финиһасму өлтүрүлди.
12 Шу күни бир Биняминлиқ җәң мәйданидин қечип кийим-кечәклири житиқ, үстибеши топа-чаң һалда Шилоһға жүгүрүп кәлди.
13 У йетип кәлгәндә, мана Әли йолниң четидә өз орундуқида олтирип тақити-тақ болуп күтүвататти; униң көңли Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң ғемидә пәришан еди. У киши хәвәрни йәткүзгили шәһәргә киргәндә, пүткүл шәһәр пәряд-чуқан көтәрди.
14 Әли пәряд садасини аңлап: — Бу зади немә вараң-чуруң? дәп сориди. У киши алдирап келип әлигә хәвәр бәрди
15 (Әли тохсән сәккиз яшқа киргән, көзлири қетип қалған болуп, көрмәйтти).
16 У киши Әлигә: — Мән җәңдин қайтип кәлгән кишимән, бүгүн җәң мәйданидин қечип кәлдим, деди. Әли: — И оғлум, немә иш йүз бәрди? — дәп сориди.
17 Хәвәрчи җавап берип: — Исраил Филистийләрниң алдидин бәдәр қачти. Хәлиқ арисида қаттиқ қирғинчилиқ болди! Сениң икки оғлуң, Хофний билән Финиһасму өлди һәмдә Худаниң әһдә сандуғиму олҗа болуп кәтти, деди.
18 Вә шундақ болдики, хәвәрчи Худаниң әһдә сандуғини тилға алғанда, Әли дәрвазиниң йенидики орундуқтин кәйнигә жиқилип чүшүп, бойни сунуп өлди; чүнки у қерип, бәдиниму еғирлишип кәткән еди. У қириқ жил Исраилниң һакими болған еди.
19 Униң келини, йәни Финиһасниң аяли һамилдар болуп туғушқа аз қалған еди. У Худаниң әһдә сандуғиниң олҗа болуп кәткәнлиги вә қийинатиси билән ериниңму өлгәнлик хәвирини аңлиғанда, бирдинла қаттиқ толғақ тутуп, пүкүлүп балини туғди.
20 У өләй дәп қалғанда, чөрисидә турған аяллар: — Қорқмиғин, сән оғул бала туғдуң, деди. Лекин у буниңға җавапму бәрмиди һәм көңүл бөлмиди.
21 У: «Шан-шәрәп Исраилдин кәтти» дәп балиға «Ихабод» дәп исим қойди; чүнки Худаниң әһдә сандуғи олҗа болуп кәткән һәм қейинатиси билән ериму өлгән еди.
22 У йәнә: — Шан-шәрәп Исраилдин кәтти; чүнки Худаниң әһдә сандуғи олҗа болуп кәтти! — деди.