< Самуил 1 31 >
1 Әнди Филистийләр Исраил билән җәң қилди. Исраилниң адәмлири Филистийләрниң алдидин қечип, Гилбоа теғида қирип жиқитилди.
Emdi Filistiyler Israil bilen jeng qildi. Israilning ademliri Filistiylerning aldidin qéchip, Gilboa téghida qirip yiqitildi.
2 Филистийләр Саул вә униң оғуллирини тап бесип қоғлавататти. Филистийләр болса Саулниң оғуллири Йонатан, Абинадаб, Мәлкишуани уруп өлтүрди.
Filistiyler Saul we uning oghullirini tap bésip qoghlawatatti. Filistiyler bolsa Saulning oghulliri Yonatan, Abinadab, Melkishuani urup öltürdi.
3 Саулниң әтрапини уруш қаплиди; оқячилар Саулға йетишти; у я оқи билән еғир яриландурулди.
Saulning etrapini urush qaplidi; oqyachilar Saulgha yétishti; u ya oqi bilen éghir yarilanduruldi.
4 Андин Саул ярақ көтәргүчисигә: — Қиличиңни суғуруп мени санҗип өлтүрүвәткин; болмиса бу хәтнисизләр келип мени санҗип, мени хорлуққа қоюши мүмкин, деди. Лекин ярақ көтәргүчиси интайин қорқуп кетип, унимиди. Шуниң билән Саул қилични елип үстигә өзини ташлиди.
Andin Saul yaragh kötürgüchisige: — Qilichingni sughurup méni sanjip öltürüwetkin; bolmisa bu xetnisizler kélip méni sanjip, méni xorluqqa qoyushi mumkin, dédi. Lékin yaragh kötürgüchisi intayin qorqup kétip, unimidi. Shuning bilen Saul qilichni élip üstige özini tashlidi.
5 Ярағ көтәргүчиси Саулниң өлгинини көрүп, уму охшашла өзини қиличниң үстигә ташлап униң билән тәң өлди.
Yaragh kötürgüchisi Saulning ölginini körüp, umu oxshashla özini qilichning üstige tashlap uning bilen teng öldi.
6 Шуниң билән Саул, үч оғли, ярақ көтәргүчиси вә униң һәммә адәмлири шу күндә бирақла өлди.
Shuning bilen Saul, üch oghli, yaragh kötürgüchisi we uning hemme ademliri shu künde biraqla öldi.
7 Әнди вадиниң у тәрипидики һәмдә Иордан дәриясиниң бу йеқидики Исраиллар әскәрлириниң қачқанлиғини вә Саул билән оғуллириниң өлгинини көргинидә, шәһәрләрни ташлап қачти, Филистийләр келип у җайларда орунлашти.
Emdi wadining u teripidiki hemde Iordan deryasining bu yéqidiki Israillar eskerlirining qachqanliqini we Saul bilen oghullirining ölginini körginide, sheherlerni tashlap qachti, Filistiyler kélip u jaylarda orunlashti.
8 Әнди шундақ болдики, әтиси Филистийләр өлтүрүлгәнләрниң кийим-кечәклирини салдурувалғили кәлгәндә Гилбоа теғида Саул билән оғуллириниң өлүк ятқанлиғини көрди.
Emdi shundaq boldiki, etisi Filistiyler öltürülgenlerning kiyim-kécheklirini salduruwalghili kelgende Gilboa téghida Saul bilen oghullirining ölük yatqanliqini kördi.
9 Улар униң бешини кесип савут-ярақлирини салдуруп буларни Филистийләрниң зимининиң һәммә йәрлиригә апирип бутханилирида вә хәлиқниң арисида бу хуш хәвәрни тарқатти.
Ular uning béshini késip sawut-yaraghlirini saldurup bularni Filistiylerning zéminining hemme yerlirige apirip butxanilirida we xelqning arisida bu xush xewerni tarqatti.
10 Улар униң савут-ярақлирини Аштарот бутханисида қоюп өлүгини Бәйт-Шан шәһиридики сепилға есип қойди.
Ular uning sawut-yaraghlirini Ashtarot butxanisida qoyup ölükini Beyt-Shan shehiridiki sépilgha ésip qoydi.
11 Әнди Ябәш-Гилеадта олтарғучилар Филистийләрниң Саулға немә қилғинини аңлиғанда
Emdi Yabesh-Giléadta olturghuchilar Filistiylerning Saulgha néme qilghinini anglighanda
12 уларниң ичидики һәммә батурлар атлинип кечичә меңип, Саул билән оғуллириниң өлүклирини Бәйт-Шандики сепилдин чүшүрүп, уларни Ябәшкә елип берип у йәрдә көйдүрди.
ularning ichidiki hemme baturlar atlinip kéchiche méngip, Saul bilen oghullirining ölüklirini Beyt-Shandiki sépildin chüshürüp, ularni Yabeshke élip bérip u yerde köydürdi.
13 Андин уларниң сүйәклирини Ябәштики жулғунниң түвигә дәпнә қилип йәттә күн роза тутти.
Andin ularning söngeklirini Yabeshtiki yulghunning tüwige depne qilip yette kün roza tutti.