< Самуил 1 30 >
1 Шундақ болдики, Давут вә адәмлири үчинчи күни Зиклагқа йетип кәлди; мана, Амаләкләр җәнуп тәрәпкә вә Зиклагқа һуҗум қилип, Зиклагни вәйран қилип от қоюп көйдүргән еди.
2 Улар шәһәрдики қиз-аялларни, чоң болсун, кичик болсун, уларниң һәммисини әсиргә алди. Улардин һеч кимни өлтүрмәй, һәммисини елип, йолиға чиққан еди.
3 Давут өз адәмлири билән шәһәргә кәлгәндә, мана, шәһәр аллиқачан көйүп түгигән еди; уларниң аяллири вә оғул-қизлири әсиргә елинған еди.
4 Әнди Давут вә униң билән биллә болған хәлиқ қаттиқ жиға-зерә көтиришти, таки мағдури қалмиғичә жиғлашти.
5 Давутниң икки аяли, Йизрәәллик Аһиноам билән Кармәллик Набалдин тул қалған Абигаилму әсиргә елинған еди.
6 Давут қаттиқ азапланди; чүнки барлиқ халайиқ, һәр бири өз оғул-қизлири үчүн қайғуруп ғәзәплинип уни чалма-кесәк қилип өлтүрәйли, дейишивататти. Амма Давут өзини Худаси Пәрвәрдигардин күч-қувәтләндүрди.
7 Давут Ахимәләкниң оғли каһин Абиятарға: — Әфодни йенимға елип кәлгин, деди.
8 Давут Пәрвәрдигардин: — Бу қошунни қоғлайму? Уларға йетишәләрмәнму? — дәп сориди. У: — Қоғла; сән җәзмән уларға йетишивалисән һәм һәммисини қайтуруп келәләйсән, деди.
9 Давут вә униң билән биллә болған алтә йүз адәм берип Бесор вадисиға йетип кәлгәндә, кәйнидә сөрүлүп қалғанлар шу йәрдә қалди.
10 Давут өзи төрт йүз адәм билән давамлиқ қоғлап маңди; икки йүз адәм һалсирап кәткәчкә, Бесор вадисидин өтәлмәй кәйнидә қалған еди.
11 Улар далада Мисирлиқ бир адәмни учратти. Улар уни Давутниң қешиға елип келип, униңға нан берип йегүзди, су ичкүзди;
12 униңға бир парчә әнҗир пошкили билән икки кишмиш пошкилиниму бәрди. У буларни йәп, униңға қайтидин җан кирди; чүнки у үч кечә-күндүз нан йемигән, суму ичмигән еди.
13 Давут униңдин: — Сән кимгә тәвә? Сән қәйәрликсән? — дәп сориди. У: — Мән Мисирлиқ жигит болуп, бир Амаләкниң қулимән. Лекин мән үч күн илгири кесәл болуп қалғачқа, ғоҗам мени ташливәтти.
14 Биз әсли Кәрәтийләрниң жутиниң җәнуп тәрипигә вә Йәһуда зиминиға вә Каләбниң зимининиң җәнуп тәрипигә һуҗум қилип булаң-талаң қилдуқ; шундақла Зиклагни көйдурүвәткән едуқ, деди.
15 Давут униңдин: — Бизни у [дүшмән] қошуни тәрәпкә башлап бараламсән, деди. У: — Худаниң нами билән мән сени өлтүрмәймән, сени ғоҗаңниң қолиғиму тутуп бәрмәймән дәп қәсәм қилсила, силини у қошунниң қешиға башлап барай, деди.
16 Уни у йәргә башлап барғанда, мана улар пүткүл йәргә йейилип, йәп-ичип Филистийләрниң зиминидин һәм Йәһуда зиминидин алған чоң олҗилиридин хуш болуп уссул ойнишивататти.
17 Амма Давут шу күни гугумдин тартип иккинчи күни кәчкичә уларни уруп қирди. Төгигә минип бәдәр қачқан төрт йүз жигиттин башқа һеч бир адәм қечип қутулмиди;
18 вә Давут Амаләкләр булувалған һәммә нәрсини яндуруп алди; өзиниң икки аялиниму қутқузувалди.
19 Амаләкләр елип кәткән оғул-қиз, мал-мүлүкләр вә башқа һәммә нәрсини Давут улардин қайтурувалди. Һеч немә, чоң болсун кичик болсун чүшүп қалмиған еди.
20 [Давутниң адәмлиди] қайтурувалған маллириниң алдиға [олҗа алған] башқа қой вә кала падиларни селип һайдап кетивататти. [Униң адәмлири] кетиветип: — Булар Давутниң олҗиси, дейишти; Давут уларниң һәммисини өзигә алди.
21 Давут һалсизлинип өзи билән биллә баралмиған Бесор вадисиниң бойида қалдуруп кәткән икки йүз адәмниң қешиға йетип кәлди; улар Давут вә униң билән кәлгән адәмләрниң алдиға чиқти, Давут хәлиқниң қешиға берип уларға салам қилди.
22 Лекин Давут билән барғанларниң арисидики рәзил адәмләр вә әрзимәсләрниң һәммиси қопуп: — Булар биз билән бармиғандин кейин биз яндуруп алған олҗидин уларға һеч немә бәрмәйли. Улар пәқәт һәр бири өз хотун-балилирини елип кәтсун, деди.
23 Амма Давут: — Яқ, и бурадәрлирим; Пәрвәрдигар бизгә тәқсим қилғанни [уларғиму тәқсим] қилмисақ болмайду. Чүнки У бизни қоғдап бизниңкигә таҗавуз қилғанларни қолимизға тапшурди.
24 Бу ишта ким силәргә мақул дәйду? Чүнки соқушқа чүшкәнниң үлүши қандақ болса жүк-тақларға қариғучиларниңму үлүши шундақ болиду; һәммә адәм тәң бөлүшсун — деди.
25 Шу күндин тартип бу Исраил үчүн һөкүм-бәлгүлимә қилип бекитилди. Бүгүнгичә һәм шундақ.
26 Давут Зиклагқа йетип кәлгәндә, олҗидин достлири болған Йәһуда ақсақаллириға әвәтип: — Мана, Пәрвәрдигарниң дүшмәнлиридин алған олҗа силәргә бир соғат болсун, деди.
27 У олҗидин һәм Бәйт-Әлдикиләргә, җәнубий Рамоттикиләргә, Яттирдикиләргә,
28 Ароәрдикиләргә, Сифмоттикиләргә, Әштәмоадикиләргә,
29 Рақалдикиләргә, Йәраһмәәлликләрниң шәһәрлиридикиләргә вә Кенийләрниң шәһәрлиридикиләргә,
30 Хормаһтикиләргә, Қорашандикиләргә, Атақтикиләргә,
31 Һеброндикиләргә вә Давут вә адәмлири биллә жүргән һәммә йәрдикиләргә соғат әвәтти.