< Самуил 1 3 >

1 Самуил дегән бала болса әлиниң алдида Пәрвәрдигарниң хизмитидә болатти. Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи у күнләрдә кам еди; вәһийлик көрүнүшләрму көп әмәс еди.
Samuil dégen bala bolsa elining aldida Perwerdigarning xizmitide bolatti. Emdi Perwerdigarning sözi u künlerde kem idi; wehiylik körünüshlermu köp emes idi.
2 Вә шундақ болдики, бир күни Әли орнида ятқан еди (униң көзлири торлишип көрмәс болуп қалай дегән еди)
We shundaq boldiki, bir küni Eli ornida yatqanidi (uning közliri torliship körmes bolup qalay dégenidi)
3 Худаниң чириғи техи өчмигән болуп, Самуил Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида, Худаниң әһдә сандуғиға йеқинла йәрдә ятатти.
Xudaning chirighi téxi öchmigen bolup, Samuil Perwerdigarning ibadetxanisida, Xudaning ehde sanduqigha yéqinla yerde yatatti.
4 Пәрвәрдигар Самуилни чақирди. У: — Мана мән бу йәрдә, деди.
Perwerdigar Samuilni chaqirdi. U: — Mana men bu yerde, dédi.
5 У Әлиниң қешиға жүгүрүп берип: — Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим; қайтип берип ятқин, деди. Шуниң билән у берип ятти.
U Elining qéshigha yügürüp bérip: — Mana men, méni chaqirdingghu, dédi. Lékin u jawab bérip: — Men chaqirmidim; qaytip bérip yatqin, dédi. Shuning bilen u bérip yatti.
6 Пәрвәрдигар йәнә: «Самуил!» дәп чақирди. Самуил қопуп әлиниң қешиға берип: Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим и оғлум, йәнә берип ятқин, деди.
Perwerdigar yene: «Samuil!» dep chaqirdi. Samuil qopup elining qéshigha bérip: Mana men, méni chaqirdingghu, dédi. Lékin u jawab bérip: — Men chaqirmidim i oghlum, yene bérip yatqin, dédi.
7 Самуил Пәрвәрдигарни техи тонумиған еди; Пәрвәрдигарниң сөзи униңға техи аян қилинмиған еди.
Samuil Perwerdigarni téxi tonumighanidi; Perwerdigarning sözi uninggha téxi ayan qilinmighanidi.
8 Лекин Пәрвәрдигар йәнә үчинчи қетим: «Самуил!» дәп чақирди; у қопуп әлиниң қешиға берип: — Мана мән; сән мени чақирдиң, деди. У вақитта Әли Пәрвәрдигар балини чақирипту, дәп билип йәтти.
Lékin Perwerdigar yene üchinchi qétim: «Samuil!» dep chaqirdi; u qopup elining qéshigha bérip: — Mana men; sen méni chaqirding, dédi. U waqitta Eli Perwerdigar balini chaqiriptu, dep bilip yetti.
9 Шуниң билән Әли Самуилға: — Берип ятқин. У әгәр сени чақирса, сән: — И Пәрвәрдигар, сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп ейтқин, девиди, Самуил берип орнида ятти.
Shuning bilen Eli Samuilgha: — Bérip yatqin. U eger séni chaqirsa, sen: — I Perwerdigar, söz qilghin, chünki qulung anglaydu, dep éytqin, déwidi, Samuil bérip ornida yatti.
10 Вә Пәрвәрдигар келип йеқин туруп илгәркидәк: — «Самуил, Самуил!» дәп чақирди. Самуил: — Сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп җавап бәрди.
We Perwerdigar kélip yéqin turup ilgirikidek: — «Samuil, Samuil!» dep chaqirdi. Samuil: — Söz qilghin, chünki qulung anglaydu, dep jawab berdi.
11 Пәрвәрдигар Самуилға: — Мана Мән аңлиғанларниң икки қулиқини зиңилдатқидәк бир ишни Исраилниң арисида қилмақчимән.
Perwerdigar Samuilgha: — Mana Men anglighanlarning ikki quliqini zingildatqudek bir ishni Israilning arisida qilmaqchimen.
12 Шу күнидә Мән бурун Әлиниң җәмәтидикиләр тоғрисида ейтқинимниң һәммисини униң үстигә чүшүримән; баштин ахирғичә ада қилимән!
Shu künide Men burun Elining jemetidikiler toghrisida éytqinimning hemmisini uning üstige chüshürimen; bashtin axirghiche ada qilimen!
13 Чүнки өзигә аян болған қәбиһлик түпәйлидин Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқанмән: чүнки у оғуллириниң ипласлиғини билип туруп уларни тосмиди.
Chünki özige ayan bolghan qebihlik tüpeylidin Men uninggha, séning jemetingdin menggülük höküm chiqarmaqchimen, dep éytqanmen: chünki u oghullirining iplasliqini bilip turup ularni tosmidi.
14 Униң үчүн Әлиниң җәмәтидикиләргә қәсәм қилғанмәнки, Әлиниң җәмәтидикиләрниң қәбиһлиги мәйли қурбанлиқ билән болсун, мәйли һәдийә билән болсун кафарәт қилинмай, әбәткичә кәчүрүм қилинмайду, деди.
Uning üchün Elining jemetidikilerge qesem qilghanmenki, Elining jemetidikilerning qebihliki meyli qurbanliq bilen bolsun, meyli hediye bilen bolsun kafaret qilinmay, ebedgiche kechürüm qilinmaydu, dédi.
15 Самуил әтиси таң атқичә йетип, андин Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклирини ачти. Амма Самуил вәһийлик көрүнүшни Әлигә ейтиштин қорқти.
Samuil etisi tang atquche yétip, andin Perwerdigarning öyining ishiklirini achti. Emma Samuil wehiylik körünüshni Elige éytishtin qorqti.
16 Лекин Әли Самуилни чақирип: — И Самуил оғлум, деди. У: — Мана мән, дәп җавап бәрди.
Lékin Eli Samuilni chaqirip: — I Samuil oghlum, dédi. U: — Mana men, dep jawab berdi.
17 У: — У саңа немә сөз қилди? Сәндин өтүнәй, уни мәндин йошурмиғин. Әгәр Униң саңа ейтқанлириниң бирини маңа ейтмай қойсаң, Худа дегинини сениң бешиңға чүшүрсун вә униңдин артуқ чүшүрсун! — деди.
U: — U sanga néme söz qildi? Sendin ötüney, uni mendin yoshurmighin. Eger Uning sanga éytqanlirining birini manga éytmay qoysang, Xuda déginini séning béshinggha chüshürsun we uningdin artuq chüshürsun! — dédi.
18 Шуниң билән Самуил униңға һеч немини қалдурмай һәммини дәп бәрди. Әли: — Мана, У Пәрвәрдигардур; У немини лайиқ тапса, шуни қилсун, деди.
Shuning bilen Samuil uninggha héchnémini qaldurmay hemmini dep berdi. Eli: — Mana, U Perwerdigardur; U némini layiq tapsa, shuni qilsun, dédi.
19 Самуил өсүп чоң болувататти вә Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, униң ейтқан бешарәтлик сөзлиридин һеч қайсисини йәрдә қалдурмайтти.
Samuil ösüp chong boluwatatti we Perwerdigar uning bilen bille bolup, uning éytqan bésharetlik sözliridin héchqaysisini yerde qaldurmaytti.
20 Шуниң билән пүткүл Исраил Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Самуилниң Пәрвәрдигарниң пәйғәмбири қилип тикләнгәнлигини билип йәтти.
Shuning bilen pütkül Israil Dandin tartip Beer-Shébaghiche Samuilning Perwerdigarning peyghembiri qilip tiklen’genlikini bilip yetti.
21 Шу вақитта Пәрвәрдигар Шилоһда Өзини йәнә аян қилди. Чүнки Пәрвәрдигар Шилоһда Өз сөз-калами арқилиқ Самуилға Өзини аян қилди; вә Самуил Униң сөзини пүткүл Исраилға йәткүзди.
Shu waqitta Perwerdigar Shilohda Özini yene ayan qildi. Chünki Perwerdigar Shilohda Öz söz-kalami arqiliq Samuilgha Özini ayan qildi; we Samuil Uning sözini pütkül Israilgha yetküzdi.

< Самуил 1 3 >