< Самуил 1 29 >

1 Филистийләр һәммә қошунлирини жиғип Афәктә җәм қилди; Исраиллар Йизрәәлдики булақниң йенида чедир тикти.
非利士人將他們的軍旅聚到亞弗;以色列人在耶斯列的泉旁安營。
2 Филистийләрниң сәрдарлири йүз яки миңдин әскәрни башлап, сәп тизип кәлди; уларниң кәйнидин Давут өз адәмлирини башлап Ақиш билән чиқип сәп түзди.
非利士人的首領各率軍隊,或百或千,挨次前進;大衛和跟隨他的人同着亞吉跟在後邊。
3 Филистийләрниң әмирлири: — Бу Ибранийлар бу йәрдә немә иш қилиду? — деди. Ақиш Филистийләрниң әмирлиригә: — Бу Исраилниң падишаси Саулниң хизмәткари Давут әмәсму? У бу йәрдә бир нәччә күн, бир нәччә жиллардин бери мән билән турған әмәсму? У маңа кәлгән күндин тартип бу күнгичә униңдин һеч әйип байқимидим, деди.
非利士人的首領說:「這些希伯來人在這裏做甚麼呢?」亞吉對他們說:「這不是以色列王掃羅的臣子大衛嗎?他在我這裏有些年日了。自從他投降我直到今日,我未曾見他有過錯。」
4 Амма Филистийләрниң әмирлири униңға аччиқланди. Филистийләрниң әмирлири униңға: — Уни қайтурувәт! Бу киши сән өзүң униңға орунлаштурған җайға кәтсун; биз билән биллә соқушқа чүшмисун, болмиса, у соқушта бизгә рәқип болуп қелиши мүмкин. Бу адәм өз ғоҗиси билән немиси арқилиқ яришиду? Бу адәмләрниң башлирини елиш билән болмамду?
非利士人的首領向亞吉發怒,對他說:「你要叫這人回你所安置他的地方,不可叫他同我們出戰,恐怕他在陣上反為我們的敵人。他用甚麼與他主人復和呢?豈不是用我們這些人的首級嗎?
5 Бу қиз-аяллар бурун униң тоғрисида уссул ойнап қошақ қетип: — Саул миңлап өлтүрди, вә Давут он миңлап өлтүрди, дегән Давут әмәсму? — деди.
從前以色列的婦女跳舞唱和說:『掃羅殺死千千,大衛殺死萬萬』,所說的不是這個大衛嗎?」
6 Ақиш Давутни чақирип униңға: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилип ейтимәнки], сән дурус адәмсән, сениң мениң билән ләшкәргаһда хизмәттә болушуң көзлиримдә яхши иштур; чүнки маңа кәлгән күнидин тартип бу күнгичә сәндин һеч яманлиқ байқимидим. Лекин сән әмирләргә яқмапсән.
亞吉叫大衛來,對他說:「我指着永生的耶和華起誓,你是正直人。你隨我在軍中出入,我看你甚好。自從你投奔我到如今,我未曾見你有甚麼過失;只是眾首領不喜悅你。
7 Шуңа теч-аман йенип кәткин, болмиса Филистийләрниң әмирлирини нарази қилип қойисән, деди.
現在你可以平平安安地回去,免得非利士人的首領不歡喜你。」
8 Давут Ақишқа: — Мән немә қилдим? Силиниң қашлириға кәлгән күндин тартип бу күнгичә қилған қайси [яманлиғим] үчүн мени ғоҗам падишаниң дүшмәнлири билән соқушқили барғузмайла? — деди.
大衛對亞吉說:「我做了甚麼呢?自從僕人到你面前,直到今日,你查出我有甚麼過錯,使我不去攻擊主-我王的仇敵呢?」
9 Ақиш Давутқа җавап берип: — Көзлиримдә Худаниң бир пәриштисидәк маңа яхши екәнлигиңни билимән. Лекин Филистийләрниң әмирлири сени биз билән биллә җәңгә чиқмисун дәватиду, деди.
亞吉說:「我知道你在我眼前是好人,如同上帝的使者一般;只是非利士人的首領說:『這人不可同我們出戰。』
10 Шуңа әтә сәһәрдә қопуңлар, өзүң вә биллә кәлгәнләр, йәни мән ғоҗаңниң хизмәткарлири; сәһәрдә қопуңлар, таң йоруши биләнла чиқип кетиңлар, деди.
故此你和跟隨你的人,就是你本主的僕人,要明日早晨起來,等到天亮回去吧!」
11 Шуңа Давут өз адәмлири билән сәһәрдә туруп Филистийләрниң зиминиға маңди. Филистийләр болса Йизрәәлгә чиқти.
於是大衛和跟隨他的人早晨起來,回往非利士地去。非利士人也上耶斯列去了。

< Самуил 1 29 >