< Самуил 1 28 >

1 У күнләрдә Филистийләр Исраилға қарши җәң қилиш үчүн өз қошунлирини жиғди. Ақиш Давутқа: — Билишиң керәкки, адәмлириңни елип мениң билән җәзмән җәңгә чиқишиң лазим, деди.
U künlerde Filistiyler Israilgha qarshi jeng qilish üchün öz qoshunlirini yighdi. Aqish Dawutqa: — Bilishing kérekki, ademliringni élip méning bilen jezmen jengge chiqishing lazim, dédi.
2 Давут Ақишқа: — Ундақта сили қуллириниң немә қилалайдиғанлиғини билип қалила — деди. Ақиш Давутқа: — Мана, сени өзүмгә мәңгүлүк пасибан қилай, деди.
Dawut Aqishqa: — Undaqta sili qullirining néme qilalaydighanliqini bilip qalila — dédi. Aqish Dawutqa: — Mana, séni özümge menggülük pasiban qilay, dédi.
3 (Самуил өлгән еди вә пүткүл Исраил униң үчүн матәм тутуп уни өз шәһири болған Рамаһда дәпнә қилған еди. Саул болса җинкәшләр билән палчиларни зиминдин қоғлап чиқарди).
(Samuil ölgenidi we pütkül Israil uning üchün matem tutup uni öz shehiri bolghan Ramahda depne qilghanidi. Saul bolsa jinkeshler bilen palchilarni zémindin qoghlap chiqardi).
4 Филистийләр топлишип чиқип Шунәмдә чедир тикти. Саулму һәм пүткүл Исраилни жиғип, Гилбоаһда чедир тикти.
Filistiyler topliship chiqip Shunemde chédir tikti. Saulmu hem pütkül Israilni yighip, Gilboahda chédir tikti.
5 Саул әнди Филистийләрниң қошун баргаһини көргәндә қорқуп, жүриги су болуп кәтти.
Saul emdi Filistiylerning qoshun bargahini körgende qorqup, yüriki su bolup ketti.
6 Саул Пәрвәрдигардин йол сориди; лекин Пәрвәрдигар я чүш билән я «урим» билән я пәйғәмбәрләр арқилиқ униңға җавап бәрмиди.
Saul Perwerdigardin yol soridi; lékin Perwerdigar ya chüsh bilen ya «urim» bilen ya peyghemberler arqiliq uninggha jawab bermidi.
7 Шуниң билән Саул хизмәткарлириға: — Маңа палчи җинкәш бир хотунни тепип бериңлар, мән берип униңдин йол сорай, деди. Хизмәткарлири униңға: — Ән-Дорда җинкәш бир хотун бар екән, деди.
Shuning bilen Saul xizmetkarlirigha: — Manga palchi jinkesh bir xotunni tépip béringlar, men bérip uningdin yol soray, dédi. Xizmetkarliri uninggha: — En-Dorda jinkesh bir xotun bar iken, dédi.
8 Саул ниқаплинип, башқа кийимләрни кийип икки адәмни һәмраһ қилип барди. Улар кечиси берип хотунниң қешиға кәлди. У хотунға: — Маңа җин чақирип пал ечип, мән дегән бирисини қешимға кәлтүргин, деди.
Saul niqablinip, bashqa kiyimlerni kiyip ikki ademni hemrah qilip bardi. Ular kéchisi bérip xotunning qéshigha keldi. U xotun’gha: — Manga jin chaqirip pal échip, men dégen birsini qéshimgha keltürgin, dédi.
9 Хотун униңға: — Мана, Саулниң қилғанлирини, йәни зиминдин җинкәшләрни вә палчиларни йоқатқанлиғини өзүң билисән; немишкә мени өлтүрүшкә җенимға қапқан қойисән, деди.
Xotun uninggha: — Mana, Saulning qilghanlirini, yeni zémindin jinkeshlerni we palchilarni yoqatqanliqini özüng bilisen; némishqa méni öltürüshke jénimgha tuzaq qoyisen, dédi.
10 Саул униңға Пәрвәрдигар билән қәсәм қилип: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, бу иш үчүн саңа җаза болмайду, деди.
Saul uninggha Perwerdigar bilen qesem qilip: — Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, bu ish üchün sanga jaza bolmaydu, dédi.
11 Хотун: — Саңа кимни чиқиримән? — дәп сориди. У: — Маңа Самуилни чиқарғин, деди.
Xotun: — Sanga kimni chiqirimen? — dep soridi. U: — Manga Samuilni chiqarghin, dédi.
12 Хотун Самуилни көргәндә қаттиқ аваз билән чирқириди, андин Саулға: — Немишкә мени голлайсән? Сән өзүң Саулғу! — деди.
Xotun Samuilni körgende qattiq awaz bilen chirqiridi, andin Saulgha: — Némishqa méni gollaysen? Sen özüng Saulghu! — dédi.
13 Падиша униңға: — Қорқмиғин! Немини көрдүң? — деди. У Саулға: — Мән бир илаһниң йәрдин чиққинини көрдүм, деди.
Padishah uninggha: — Qorqmighin! Némini kördüng? — dédi. U Saulgha: — Men bir ilahning yerdin chiqqinini kördüm, dédi.
14 У: — Униң қияпити қандақ екән? деди. Хотун: — Қери бир бовай чиқиватиду; у йепинча кийгән екән, деди. Саул: — У Самуил екән, дәп билип, йүзини йәргә йеқип тазим қилди.
U: — Uning qiyapiti qandaq iken? dédi. Xotun: — Qéri bir boway chiqiwatidu; u yépincha kiygeniken, dédi. Saul: — U Samuil iken, dep bilip, yüzini yerge yéqip tezim qildi.
15 Самуил Саулға: — Немишкә мени аварә қилип чиқардиң? — деди. Саул: — Мән толиму пәришан болдум; чүнки Филистийләр маңа қарши җәң қиливатиду, вә Худа мәндин жирақлап, маңа яки пәйғәмбәрләр арқилиқ яки чүшләр арқилиқ һеч җавап бәрмәйватиду. Шуңа мениң немә қилишим керәклигини маңа билдүргәйсән дәп, сени чақирдим, деди.
Samuil Saulgha: — Némishqa méni aware qilip chiqarding? — dédi. Saul: — Men tolimu perishan boldum; chünki Filistiyler manga qarshi jeng qiliwatidu, we Xuda mendin yiraqlap, manga yaki peyghemberler arqiliq yaki chüshler arqiliq héch jawab bermeywatidu. Shunga méning néme qilishim kéreklikini manga bildürgeysen dep, séni chaqirdim, dédi.
16 Самуил: — Пәрвәрдигар сәндин жирақлап, дүшминиң болғандин кейин немишкә мәндин мәслиһәт сорайсән? — деди.
Samuil: — Perwerdigar sendin yiraqlap, düshmining bolghandin kéyin némishqa mendin meslihet soraysen? — dédi.
17 —Пәрвәрдигар Өзи үчүн мән арқилиқ ейтқинини қилди; Пәрвәрдигар падишалиқни қолуңдин житип елип, хошнаңға, йәни Давутқа бәрди.
—Perwerdigar Özi üchün men arqiliq éytqinini qildi; Perwerdigar padishahliqni qolungdin yirtip élip, qoshnanggha, yeni Dawutqa berdi.
18 Сән Пәрвәрдигарниң сөзигә қулақ салмай, униң Амаләкләргә қаратқан қаттиқ ғәзивини жүргүзмигиниң үчүн Пәрвәрдигар бүгүн саңа шу ишни қилди.
Sen Perwerdigarning sözige qulaq salmay, uning Amaleklerge qaratqan qattiq ghezipini yürgüzmigining üchün Perwerdigar bügün sanga shu ishni qildi.
19 Пәрвәрдигар өзүң билән Исраилниму Филистийләрниң қолиға тапшуриду; әтә сән вә оғуллириң мениң билән биллә болисиләр; вә Пәрвәрдигар Исраилниң қошуниниму Филистийләрниң қолиға тапшуриду, деди.
Perwerdigar özüng bilen Israilnimu Filistiylerning qoligha tapshuridu; ete sen we oghulliring méning bilen bille bolisiler; we Perwerdigar Israilning qoshuninimu Filistiylerning qoligha tapshuridu, dédi.
20 Саул шуан йәргә дүм жиқилди, Самуилниң сөзлиридин қаттиқ қорқуп кәтти; бир кечә-күндүз тамақму йемигәчкә, мағдуриму қалмиди.
Saul shuan yerge düm yiqildi, Samuilning sözliridin qattiq qorqup ketti; bir kéche-kündüz tamaqmu yémigechke, maghdurimu qalmidi.
21 Аял әнди Саулниң қешиға берип униң толиму пәришан болғинини көрүп, униңға: — Мана, дедәклири җенини алқиниға елип қоюп тапилиғанлириға бенаән қилдим.
Ayal emdi Saulning qéshigha bérip uning tolimu perishan bolghinini körüp, uninggha: — Mana, dédekliri jénini alqinigha élip qoyup tapilighanlirigha binaen qildim.
22 Әнди силидин өтүнимән, дедиклириниң сөзигә киргәйла; мени силиниң алдилириға бир чишләм нан кәлтүрүшкә униғайла; шуниң билән сили йәп қувәт тепип андин өз йоллириға кетәләйла, деди.
Emdi silidin ötünimen, dédiklirining sözige kirgeyla; méni silining aldilirigha bir chishlem nan keltürüshke unighayla; shuning bilen sili yep quwwet tépip andin öz yollirigha kételeyla, dédi.
23 Лекин у рәт қилип: — Йемәймән, дәп унимиди. Униң хизмәткарлири һәм аялму йейишни униңға дәвәт қилишти; у йәрдин қопуп кариватта олтарди.
Lékin u ret qilip: — Yémeymen, dep unimidi. Uning xizmetkarliri hem ayalmu yéyishni uninggha dewet qilishti; u yerdin qopup kariwatta olturdi.
24 Аялниң өйидә бир бордақ мозай бар еди. У дәрһал уни сойди; һәм хемир жуғуруп петир нан пишүрүп бәрди.
Ayalning öyide bir bordaq mozay bar idi. U derhal uni soydi; hem xémir yughurup pétir nan pishürüp berdi.
25 У уни Саул билән хизмәткарлириниң алдиға қойди. Улар йәп болуп, шу кечиси кәтти.
U uni Saul bilen xizmetkarlirining aldigha qoydi. Ular yep bolup, shu kéchisi ketti.

< Самуил 1 28 >