< Самуил 1 27 >

1 Давут көңлидә: — Һаман бир күни Саулниң қолида һалак болидиған охшаймән. Шуңа Филистийләрниң зиминиға тездин қечип кетишимдин башқа амал йоқ. Шундақ қилсам Саул Исраил зимини ичидә мени тепиштин үмүтсизлинип, издәштин қол үзиду, вә мән униң қолидин қутулимән, дәп ойлиди.
et ait David in corde suo aliquando incidam in uno die in manu Saul nonne melius est ut fugiam et salver in terra Philisthinorum ut desperet Saul cessetque me quaerere in cunctis finibus Israhel fugiam ergo manus eius
2 Шуниң билән Давут қопуп униңға әгәшкән алтә йүз адәмни елип Гатниң падишаси Маоқниң оғли Ақишниң қешиға барди.
et surrexit David et abiit ipse et sescenti viri cum eo ad Achis filium Mahoc regem Geth
3 Әнди Давут вә адәмлири, йәни һәр бири өз аилисидикиләр билән биллә Гатта Ақиш билән турди. Давут икки аяли, йәни Йизрәәллик Аһиноам вә Набалниң тул хотуни Кармәллик Абигаил билән биллә шу йәрдә турди.
et habitavit David cum Achis in Geth ipse et viri eius vir et domus eius David et duae uxores eius Ahinoem Iezrahelites et Abigail uxor Nabal Carmeli
4 Саул: — Давут Гатқа қечипту, дегән хәвәрни аңлиғанда, уни йәнә издәп жүрмиди.
et nuntiatum est Saul quod fugisset David in Geth et non addidit ultra ut quaereret eum
5 Давут Ақишқа: — Әгәр көзлириниң алдида илтипат тапқан болсам, олтиришим үчүн сәһрадики бир шәһәрдин бизгә бир җай бәргәйла; қулуң қандақму шаһанә шәһәрдә силиниң қашлирида турсун, деди.
dixit autem David ad Achis si inveni gratiam in oculis tuis detur mihi locus in una urbium regionis huius ut habitem ibi cur enim manet servus tuus in civitate regis tecum
6 У күни Ақиш униңға Зиклаг шәһирини бәрди. Шуниң үчүн Зиклаг бүгүнки күнгичә Йәһуда падишалириға тәвә болуп кәлмәктә.
dedit itaque ei Achis in die illa Siceleg propter quam causam facta est Siceleg regum Iuda usque in diem hanc
7 Давут Филистийләрниң зиминида турған вақит бир жил төрт ай болди.
fuit autem numerus dierum quibus habitavit David in regione Philisthinorum quattuor mensuum
8 Давут болса өз адәмлири билән чиқип Гәшурийларға, Гәзрийләргә вә Амаләкләргә һуҗум қилип, уларни булаң-талаң қилип туратти (чүнки улар қедимдин тартип Шуриға кириш йолидин тартип Мисир зиминиғичә болған шу жутта туратти).
et ascendit David et viri eius et agebant praedas de Gesuri et de Gedri et de Amalechitis hii enim pagi habitabantur in terra antiquitus euntibus Sur usque ad terram Aegypti
9 Давут [һәр қетим] зиминдикиләрни қирип әр яки аял болсун, бирниму тирик қалдурмайтти вә қой, кала, ешәк, төгә вә кийим-кечәкләрни елип Ақишниң йениға йенип келәтти.
et percutiebat David omnem terram nec relinquebat viventem virum et mulierem tollensque oves et boves et asinos et camelos et vestes revertebatur et veniebat ad Achis
10 Ақиш: — Бүгүн қайси җайларни булаң-талаң қилдиңлар, дәп сорайтти; Давут: — Йәһуда зимининиң җәнуп тәрипини, Йәраһмәәлликләрниң җәнуп тәрипини вә Кенийләрниң җәнуп тәрипини булаң-талаң қилдуқ, дәйтти.
dicebat autem ei Achis in quem inruisti hodie respondebatque David contra meridiem Iudae et contra meridiem Hiramel et contra meridiem Ceni
11 Давут әр яки аялларниң бириниму Гатқа тирик елип кәлмәйтти; чүнки у: — Улар бизниң тоғримиздин, «Давут ундақ-мундақ қилди» дәп гәп қилиши мүмкин, дәйтти. Давут Филистийләрниң зиминида турған вақтида у дайим шундақ қилатти.
virum et mulierem non vivificabat David nec adducebat in Geth dicens ne forte loquantur adversum nos haec fecit David et hoc erat decretum illi omnibus diebus quibus habitavit in regione Philisthinorum
12 Шуңа Ақиш Давутқа ишәнди: — «Әнди у хәлқи Исраилни өзидин сәскәндүрүвәтти; мениң хизмитимдә мәңгү қул болиду», дәп ойлиди.
credidit ergo Achis David dicens multa mala operatus est contra populum suum Israhel erit igitur mihi servus sempiternus

< Самуил 1 27 >