< Самуил 1 26 >

1 Әнди Зифлиқлар Гибеаһға Саулниң қешиға келип: — Давут Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигигә йошурунувапту әмәсму? — деди.
And the Ziphites came unto Saul to Gibeah, saying, Doth not David hide himself in the hill of Hachilah, which is before the desert?
2 Саул қопуп Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип, Зиф чөлидә Давутни издигили у йәргә барди.
Then Saul arose, and went down to the wilderness of Ziph, having three thousand chosen men of Israel with him, to seek David in the wilderness of Ziph.
3 Саул болса йол бойида, Йәшимонға йеқин Һақилаһ егизлигидә чедир тикти. Давут чөлдә турувататти; у Саулниң чөлгә өз кәйнидин чиққинидин хәвәр тапқанда
And Saul pitched in the hill of Hachilah, which is before the desert, by the way. But David abode in the wilderness, and he saw that Saul came after him into the wilderness.
4 Давут пайлақчиларни маңдуруп Саулниң растла кәлгәнлигини билди.
David therefore sent out spies, and understood that Saul was come of a certainty.
5 Давут қопуп Саул чедир тиккән җайға барди; у Саул билән қошун сәрдари, Нәрниң оғли Абнәр ятқан йәрни көрди. Саул болса қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди, адәмлири чедирлирини униң әтрапиға тиккән еди.
And David arose, and came to the place where Saul had pitched: and David beheld the place where Saul lay, and Abner the son of Ner, the captain of his host: and Saul lay within the place of the wagons, and the people pitched round about him.
6 Давут әнди Һиттийлардин болған Ахимәләк вә Йоабниң иниси Зәруияниң оғли Абишайға: — Ким мән билән ләшкәргаһға чүшүп, Саулниң йениға бариду? — дәп сориди. Абишай: — Мән сениң билән барай, деди.
Then answered David and said to Ahimelech the Hittite, and to Abishai the son of Zeruiah, brother to Joab, saying, Who will go down with me to Saul to the camp? And Abishai said, I will go down with thee.
7 Шуниң билән Давут вә Абишай кечидә қошун бар йәргә беривиди, мана Саул қошун истиһками ичидә ухлап ятқан еди; униң нәйзиси тәкийисиниң йенида йәргә қадақлиқ туратти; Абнәр билән адәмлири униң әтрапида ятатти.
So David and Abishai came to the people by night: and, behold, Saul lay sleeping within the place of the wagons, with his spear stuck in the ground at his head: and Abner and the people lay round about him.
8 Абишай Давутқа: — Худа бүгүн дүшминиңни қолуңға тапшурди. Сәндин өтүнимәнки, маңа нәйзә билән бирла санҗип уни йәргә қадап қоюшқа иҗазәт бәргәйсән! Икки қетим санҗишимниң лазими йоқтур, деди.
Then said Abishai to David, God hath delivered up thine enemy into thine hand this day: now therefore let me smite him, I pray thee, with the spear to the earth at one stroke, and I will not smite him the second time.
9 Давут Абишайға: — Уни йоқатмиғин. Ким Пәрвәрдигарниң мәсиһ қилғиниға қол узитип гунаға тартилмиған? — деди.
And David said to Abishai, Destroy him not: for who can put forth his hand against the LORD’S anointed, and be guiltless?
10 Давут йәнә: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилимәнки], Пәрвәрдигар җәзмән уни уриду; я униң өлидиған күни келиду я у җәңгә чүшүп һалак болиду.
And David said, As the LORD liveth, the LORD shall smite him; or his day shall come to die; or he shall go down into battle, and perish.
11 Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишидин сақлиғай! Амма униң бешидики нәйзә билән су идишини алғин, андин кетәйли, деди.
The LORD forbid that I should put forth mine hand against the LORD’S anointed: but now take, I pray thee, the spear that is at his head, and the cruse of water, and let us go.
12 Шуниң билән Давут нәйзә билән идишни Саулниң бешиниң йенидин елип, иккиси чиқип кәтти. Амма һеч ким көрмиди, туюпму қалмиди һәм ойғинип кәтмиди, бәлки һәммиси ухлавәрди; чүнки Пәрвәрдигар бир қаттиқ уйқини уларниң үстигә чүшүргән еди.
So David took the spear and the cruse of water from Saul’s head; and they gat them away, and no man saw it, nor knew it, neither did any awake: for they were all asleep; because a deep sleep from the LORD was fallen upon them.
13 Давут удулдики тәрәпкә өтүп жирақрақ бир дөңниң төписидә турди; уларниң арилиғи жирақ еди.
Then David went over to the other side, and stood on the top of the mountain afar off; a great space being between them:
14 Давут қошун билән нәрниң оғли Абнәргә товлап: — Җавап бәрмәмсән, и Абнәр! — деди. Абнәр: — Падишаһға товлиғучи ким сән? — деди.
and David cried to the people, and to Abner the son of Ner, saving, Answerest thou not, Abner? Then Abner answered and said, Who art thou that criest to the king?
15 Давут Абнәргә: — Сән батур әмәсму? Исраилда саңа ким тәң келәләйду? Немишкә ғоҗаң падишани қоғдимидиң? Чүнки хәлиқтин бир киши ғоҗаң падишани һалак қилғили кирипту.
And David said to Abner, Art not thou a [valiant] man? and who is like thee in Israel? wherefore then hast thou not kept watch over thy lord the king? for there came one of the people in to destroy the king thy lord.
16 Сениң бундақ қилғиниң яхши әмәс! Пәрвәрдигарниң һаяти билән [қәсәм қилимәнки], Пәрвәрдигар мәсиһ қилған ғоҗаңларни қоғдимиғанлиғиңлар үчүн өлүмгә лайиқ болдуңлар. Әнди падишаниң нәйзиси вә бешиниң йенидики су идишиниң қәйәрдилигигә қарап беқиңлар, деди.
This thing is not good that thou hast done. As the LORD liveth, ye are worthy to die, because ye have not kept watch over your lord, the LORD’S anointed. And now, see, where the king’s spear is, and the cruse of water that was at his head.
17 Саул Давутниң авазини тонуп: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут! — деди. Давут: — И ғоҗам падиша, бу мениң авазимдур, деди.
And Saul knew David’s voice, and said, Is this thy voice, my son David? And David said, It is my voice, my lord, O king.
18 У йәнә: — Немишкә ғоҗам өз қулини мундақ қоғлайду? Мән немә қилиптимән? Қолумда немә яманлиқ бар?
And he said, Wherefore doth my lord pursue after his servant? for what have I done? or what evil is in mine hand?
19 Әнди ғоҗам падиша өз қулиниң сөзигә қулақ салғай. Пәрвәрдигар силини маңа қарши қозғатқан болса бир һәдийә-қурбанлиқ униң көңлини рази қилғай; лекин инсан балилири болса, улар Пәрвәрдигарниң алдида ләнәткә қалсун, чүнки уларниң әнди мени Пәрвәрдигарниң мирасидин бәһримән болуштин мәһрум қилип, мени башқа илаһларға ибадәт қил, дегини болиду.
Now therefore, I pray thee, let my lord the king hear the words of his servant. If it be the LORD that hath stirred thee up against me, let him accept an offering: but if it be the children of men, cursed be they before the LORD; for they have driven me out this day that I should not cleave unto the inheritance of the LORD, saying, Go, serve other gods.
20 Әнди мениң қеним Пәрвәрдигарниң һозуридин жирақ йәргә төкүлмисун; чүнки тағларда бир кәкликни овлиғандәк Исраилниң падишаси бир ялғуз бүргини издигили чиқипту, деди.
Now therefore, let not my blood fall to the earth away from the presence of the LORD: for the king of Israel is come out to seek a flea, as when one doth hunt a partridge in the mountains.
21 Саул: — Мән гуна қилдим; йенип кәлгин и оғлум Давут; мениң җеним бүгүн көзлириңдә әзиз саналғини үчүн мән саңа бундин кейин һеч зиян-зәхмәт йәткүзмәймән; мана, ахмақлиқ қилдим, бәк езиптимән, деди.
Then said Saul, I have sinned: return, my son David: for I will no more do thee harm, because my life was precious in thine eyes this day: behold, I have played the fool, and have erred exceedingly.
22 Давут җавап берип: — Мана падишаниң нәйзиси, ғуламлардин бири келип уни яндуруп алсун.
And David answered and said, Behold the spear, O king! let then one of the young men come over and fetch it.
23 Пәрвәрдигар һәр адәмниң һәққанийлиғи билән садиқлиғиға қарап яндурғай. Чүнки бүгүн Пәрвәрдигар силини мениң қолумға тапшурди, лекин мән Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинигә қол узитишни халимидим.
And the LORD shall render to every man his righteousness and his faithfulness: forasmuch as the LORD delivered thee into my hand today, and I would not put forth mine hand against the LORD’S anointed.
24 Мана, бүгүн силиниң җанлири мениң көзлиримдә әзиз болғандәк мениң җеним Пәрвәрдигарниң көзидә әзиз болғай, у мени һәммә аваричиликтин қутқузғай, деди.
And, behold, as thy life was much set by this day in mine eyes, so let my life be much set by in the eyes of the LORD, and let him deliver me out of all tribulation.
25 Саул Давутқа: — Әй оғлум Давут, бәрикәтләнгәйсән. Сән җәзмән улуқ ишларни қилисән, ишлириң җәзмән раваҗлиқ болиду, деди. Андин Давут өз йолиға кәтти, Саулму өз җайиға йенип барди.
Then Saul said to David, Blessed be thou, my son David: thou shalt both do mightily, and shalt surely prevail. So David went his way, and Saul returned to his place.

< Самуил 1 26 >