< Самуил 1 25 >

1 Самуил өлди. Пүткүл Исраил жиғилип униң үчүн матәм тутти; улар уни униң Рамаһдики өйидә дәпнә қилди. Давут болса қопуп Паран чөлигә барди.
Samuil öldi. Pütkül Israil yighilip uning üchün matem tutti; ular uni uning Ramahdiki öyide depne qildi. Dawut bolsa qopup Paran chölige bardi.
2 Әнди тирикчилиги Кармәлдә болған, Маонда олтирақлиқ бир адәм бар еди. Бу киши бәк бай болуп үч миң қой, бир миң өшкиси бар еди. У өз қойлирини Кармәлдә қирқивататти.
Emdi tirikchiliki Karmelde bolghan, Maonda olturuqluq bir adem bar idi. Bu kishi bek bay bolup üch ming qoy, bir ming öchkisi bar idi. U öz qoylirini Karmelde qirqiwatatti.
3 У адәмниң исми Набал болуп, аялиниң исми Абигаил еди; аяли һәм пәм-парасәтлик һәм әпт-турқи чирайлиқ, лекин ери қаттиқ қол вә рәзил еди; у Каләбниң әвладидин еди.
U ademning ismi Nabal bolup, ayalining ismi Abigail idi; ayali hem pem-parasetlik hem ept-turqi chirayliq, lékin éri qattiq qol we rezil idi; u Kalebning ewladidin idi.
4 Давут чөлдә туруп Набалниң өз қойлирини қирқийдиғанлиғини аңлап
Dawut chölde turup Nabalning öz qoylirini qirqiydighanliqini anglap
5 Он яш жигитни у йәргә маңдуруп уларға: — Силәр Кармәлгә чиқип Набалниң қешиға берип, мәндин униңға салам ейтиңлар.
On yash yigitni u yerge mangdurup ulargha: — Siler Karmelge chiqip Nabalning qéshigha bérip, mendin uninggha salam éytinglar.
6 Униңға: — «Яшиғайсән; сизгә теч-аманлиқ болғай, өйиңизгә теч-аманлиқ болғай, һәммә барлиғиңизға теч-аманлиқ болғай!
Uninggha: — «Yashighaysen; sizge tinch-amanliq bolghay, öyingizge tinch-amanliq bolghay, hemme barliqingizgha tinch-amanliq bolghay!
7 Мән қирқиғучиларниң сиздә иш башлиғанлиғини аңлидим. Сизниң падичилириңиз биз тәрәпләрдә турғанда уларға һеч зәхмә йәткүзмидуқ; биз Кармәлдә турған вақитта уларниң һеч тәрсиси жүтүп кәтмиди.
Men qirqighuchilarning sizde ish bashlighanliqini anglidim. Sizning padichiliringiz biz tereplerde turghanda ulargha héch zexme yetküzmiduq; biz Karmelde turghan waqitta ularning héch tersisi yitip ketmidi.
8 Өз жигитлириңиздин сорисиңиз улар сизгә дәп бериду. Шуңа биз қутлуқ бир күнидә кәлдуқ, шуңа жигитлиримиз нәзириңиздә илтипат тапсун; өз қолиңизға немә чиқса шуни кәминилириңизгә вә оғлиңиз Давутқа немә чиқса шуни бәргәйсиз», дәңлар, — деди.
Öz yigitliringizdin sorisingiz ular sizge dep béridu. Shunga biz qutluq bir künide kelduq, shunga yigitlirimiz neziringizde iltipat tapsun; öz qolingizgha néme chiqsa shuni keminiliringizge we oghlingiz Dawutqa néme chiqsa shuni bergeysiz», denglar, — dédi.
9 Давутниң жигитлири у йәргә берип бу гәпләрниң һәммисини Давутниң намида униңға ейтип андин җим туруп сақлиди.
Dawutning yigitliri u yerge bérip bu geplerning hemmisini Dawutning namida uninggha éytip andin jim turup saqlidi.
10 Набал Давутниң хизмәткарлириға җавап берип: — Давут дегән ким? Йәссәниң оғли дегән ким? Бу күнләрдә өз ғоҗилирини ташлап кетиватқан хизмәткарлар тола.
Nabal Dawutning xizmetkarlirigha jawab bérip: — Dawut dégen kim? Yessening oghli dégen kim? Bu künlerde öz ghojilirini tashlap kétiwatqan xizmetkarlar tola.
11 Мән өзүмниң йемәк-ичмәклиримни вә жуң қирқуғучилиримға сойған гөшни кәлгән җайи намәлум болған кишиләргә берәмдим? — деди.
Men özümning yémek-ichmeklirimni we yung qirqughuchilirimgha soyghan göshni kelgen jayi namelum bolghan kishilerge béremdim? — dédi.
12 Давутниң жигитлири кәлгән йолиға йенип кәтти. Йенип келип улар Давутқа һәммә гәпни дәп бәрди.
Dawutning yigitliri kelgen yoligha yénip ketti. Yénip kélip ular Dawutqa hemme gepni dep berdi.
13 Давут өз адәмлиригә: — Һәр бириңлар өз қиличиңларни есиңлар, деди. Шуниң билән һәр бири өз қиличини [тасмисиға] асти, Давутму өз қиличини асти. Андин төрт йүзчә адәм Давут билән чиқти, вә икки йүз киши җабдуқлар билән қалди.
Dawut öz ademlirige: — Her biringlar öz qilichinglarni ésinglar, dédi. Shuning bilen herbiri öz qilichini [tasmisigha] asti, Dawutmu öz qilichini asti. Andin töt yüzche adem Dawut bilen chiqti, we ikki yüz kishi jabduqlar bilen qaldi.
14 Амма Набалниң хизмәткарлиридин бири униң аяли Абигаилға: — Давут әлчиләрни чөлдин ғоҗимизға салам беришкә әвәткән екән; лекин у уларни тиллап кайип кәтти.
Emma Nabalning xizmetkarliridin biri uning ayali Abigailgha: — Dawut elchilerni chöldin ghojimizgha salam bérishke ewetkeniken; lékin u ularni tillap kayip ketti.
15 Бу адәмләр болса, бизгә көп яхшилиқ қилған. Биз далада уларниң йенида жүргән вақитлиримизда бизгә һеч яманлиқ кәлмиди, бизниң һеч нәрсимизму жүтүп кәтмигән еди.
Bu ademler bolsa, bizge köp yaxshiliq qilghan. Biz dalada ularning yénida yürgen waqitlirimizda bizge héch yamanliq kelmidi, bizning héch nersimizmu yitip ketmigenidi.
16 Биз уларға йеқин җайда қой баққан вақитта улар кечә-күндүз бизгә сепилдәк болған еди.
Biz ulargha yéqin jayda qoy baqqan waqitta ular kéche-kündüz bizge sépildek bolghanidi.
17 Әнди бу иштин хәвәрдар болдила, қандақ қилиш керәклигини ойлишип баққайла. Болмиса, ғоҗимизға вә пүткүл өйдикилиригә бир бала-қаза кәлмәй қалмайду. У шунчә каҗ бир адәмки, һеч ким униңға сөз қилишқа петиналмайду, деди.
Emdi bu ishtin xewerdar boldila, qandaq qilish kéreklikini oyliship baqqayla. Bolmisa, ghojimizgha we pütkül öydikilirige bir bala-qaza kelmey qalmaydu. U shunche kaj bir ademki, héchkim uninggha söz qilishqa pétinalmaydu, dédi.
18 Абигаил дәрһал икки йүз нан, икки тулум шарап, бәш пиширилған қой, бәш сеаһ қомач, бир йүз кишмиш пошкили, икки йүз әнҗир пошкили елип ешәкләргә артип
Abigail derhal ikki yüz nan, ikki tulum sharab, besh pishurulghan qoy, besh séah qomach, bir yüz kishmish poshkili, ikki yüz enjür poshkili élip ésheklerge artip
19 өз жигитлиригә: — Мениң алдимда бериңлар; мана, мән кәйниңлардин барай, деди. Лекин у өз ери Набалға бу ишни демиди.
öz yigitlirige: — Méning aldimda béringlar; mana, men keyninglardin baray, dédi. Lékin u öz éri Nabalgha bu ishni démidi.
20 У өз ешигигә минип тағниң етигидин чүшкәндә, мана Давут адәмлири билән униң удулиға чүшүп униң билән учрашти.
U öz éshikige minip taghning étikidin chüshkende, mana Dawut ademliri bilen uning uduligha chüshüp uning bilen uchrashti.
21 Давут әслидә: — Мән бу кишиниң мелини чөлдә бекардин бекар қоғдап, униң барлиғидин һеч немини жүтүргүзмигән едим; лекин у яхшилиқниң орнида маңа яманлиқ қилди.
Dawut eslide: — Men bu kishining mélini chölde bikardin bikar qoghdap, uning barliqidin héchnémini yittürgüzmigenidim; lékin u yaxshiliqning ornida manga yamanliq qildi.
22 Униң адәмлиридин әтигичә бирәр әркәкни қалдуруп қойсам, Худа мән Давутни униңдинму артуқ җазалиғай, дегән еди.
Uning ademliridin etigiche birer erkekni qaldurup qoysam, Xuda men Dawutni uningdinmu artuq jazalighay, dégenidi.
23 Абигаил Давутни көрүп, алдирап ешәктин чүшүп, Давутниң алдида жиқилип йүзини йәргә йеқип тазим қилди;
Abigail Dawutni körüp, aldirap éshektin chüshüp, Dawutning aldida yiqilip yüzini yerge yéqip tezim qildi;
24 униң путлириға есилип мундақ деди: — «И ғоҗам, бу қәбиһлик маңа һесаплансун; әнди шуни өтүнимәнки, дедәклириниң силигә сөз қилишиға иҗазәт қилип, дедиклириниң сөзигә қулақ салғайла: —
uning putlirigha ésilip mundaq dédi: — «I ghojam, bu qebihlik manga hésablansun; emdi shuni ötünimenki, dédeklirining silige söz qilishigha ijazet qilip, dédiklirining sözige qulaq salghayla: —
25 өтүнимәнки, ғоҗам бу рәзил адәм Набалға писәнт қилмиғайла; чүнки униң мүҗәзи худди исмиға охшаштур; униң исми «каҗ», дәрвәқә униңда каҗлиқ толиму еғирдур. Лекин мән дедәклири болса ғоҗам әвәткән жигитләрни көрмидим.
ötünimenki, ghojam bu rezil adem Nabalgha pisent qilmighayla; chünki uning mijezi xuddi ismigha oxshashtur; uning ismi «kaj», derweqe uningda kajliq tolimu éghirdur. Lékin men dédekliri bolsa ghojam ewetken yigitlerni körmidim.
26 Әнди и ғоҗам, Пәрвәрдигарниң һаяти билән вә сениң җениң билән қәсәм ичимәнки, Пәрвәрдигар силини өз қоллири билән қан төкүп интиқам елиштин сақлиди. Әнди дүшмәнлириму, сили ғоҗамға яманлиқ қилмақчи болғанларму Набалға охшаш болсун.
Emdi i ghojam, Perwerdigarning hayati bilen we séning jéning bilen qesem ichimenki, Perwerdigar silini öz qolliri bilen qan töküp intiqam élishtin saqlidi. Emdi düshmenlirimu, sili ghojamgha yamanliq qilmaqchi bolghanlarmu Nabalgha oxshash bolsun.
27 Әнди дедәклири ғоҗамға елип кәлгән бу соғат болса ғоҗамға әгәшкән жигитләргә тәқсим қилинсун.
Emdi dédekliri ghojamgha élip kelgen bu sowghat bolsa ghojamgha egeshken yigitlerge teqsim qilinsun.
28 Силидин өтүнимәнки, дедәклириниң сәһвәнлигини кәчүргәйла; чүнки сили, и ғоҗам Пәрвәрдигарниң җәңлирини қилип кәлгәнлири үчүн, барлиқ күнлиридә силидә яманлиқ тепилмиғини үчүн Пәрвәрдигар җәзмән җәмәтлирини мәзмут қилиду.
Silidin ötünimenki, dédeklirining sewenlikini kechürgeyla; chünki sili, i ghojam Perwerdigarning jenglirini qilip kelgenliri üchün, barliq künliride silide yamanliq tépilmighini üchün Perwerdigar jezmen jemetlirini mezmut qilidu.
29 Бириси қопуп силини қоғлап җанлирини издисә, сили ғоҗамниң җени Пәрвәрдигар Худалириниң қешидики тирикләр халтиси ичидә орилип сақлиниду, лекин дүшмәнлириниң җанлирини болса, у салғуға селип чөрүп ташлайду.
Birsi qopup silini qoghlap janlirini izdise, sili ghojamning jéni Perwerdigar Xudalirining qéshidiki tirikler xaltisi ichide orilip saqlinidu, lékin düshmenlirining janlirini bolsa, u salghugha sélip chörüp tashlaydu.
30 Әнди Пәрвәрдигар сили ғоҗам тоғрисида ейтқан барлиқ яхши вәдилиригә әмәл қилип, силини Исраилға баш қилғанда шундақ болидуки,
Emdi Perwerdigar sili ghojam toghrisida éytqan barliq yaxshi wedilirige emel qilip, silini Israilgha bash qilghanda shundaq boliduki,
31 сили ғоҗамниң наһәқ қан төкмигәнликлири яки өз интиқамлирини алмиғанлиқлири үчүн көңүллиригә путликашаң яки дәрд болмайду. Вә Пәрвәрдигар ғоҗамға нусрәт бәргинидә сили өз дедәклирини яд қилғайла».
sili ghojamning naheq qan tökmigenlikliri yaki öz intiqamlirini almighanliqliri üchün köngüllirige putlikashang yaki derd bolmaydu. We Perwerdigar ghojamgha nusret berginide sili öz dédeklirini yad qilghayla».
32 Давут Абигаилға: — Сени бүгүн мениң билән учришишқа әвәткән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтурулғай!
Dawut Abigailgha: — Séni bügün méning bilen uchrishishqa ewetken Israilning Xudasi Perwerdigargha teshekkür-medhiye qayturulghay!
33 Әнди әқил-параситиңгә барикалла, саңиму барикалла! Чүнки сән бүгүн мени өз қолум билән қан төкүп интиқам елиштин тостуң.
Emdi eqil-parasitingge barikalla, sangimu barikalla! Chünki sen bügün méni öz qolum bilen qan töküp intiqam élishtin tostung.
34 Лекин мени саңа зиян-зәхмәт йәткүзүштин сақлиған Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, сән мениң алдимға тезлинип кәлмигән болсаң, Набалниң адәмлиридин һеч әркәк әтигичә тирик қалмас еди, деди.
Lékin méni sanga ziyan-zexmet yetküzüshtin saqlighan Israilning Xudasi Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, sen méning aldimgha tézlinip kelmigen bolsang, Nabalning ademliridin héch erkek etigiche tirik qalmas idi, dédi.
35 Андин Давут униң өзигә кәлтүргән нәрсилирини қолидин тапшуруп елип униңға: — Теч-аман өйүңгә барғин, мана сөзлириңгә қулақ селип, көңлүңни қобул қилдим, деди.
Andin Dawut uning özige keltürgen nersilirini qolidin tapshurup élip uninggha: — Tinch-aman öyüngge barghin, mana sözliringge qulaq sélip, könglüngni qobul qildim, dédi.
36 Абигаил Набалниң қешиға кәлди; мана, у өйидә шаһанә зияпәттәк бир зияпәт өткүзүвататти. Набал көңлидә хошал еди вә интайин мәс болуп кәткән еди. Шуңа Абигаил әтиси таң атқичә униңға һеч немә демиди.
Abigail Nabalning qéshigha keldi; mana, u öyide shahane ziyapettek bir ziyapet ötküzüwatatti. Nabal könglide xushal idi we intayin mest bolup ketkenidi. Shunga Abigail etisi tang atquche uninggha héch néme démidi.
37 Лекин әтиси Набал мәсликтин йешилгәндә аяли униңға болған вақиәләрни дәп беривиди, униң жүриги өлгәндәк болуп, өзи таштәк болуп қалди.
Lékin etisi Nabal mestliktin yéshilgende ayali uninggha bolghan weqelerni dep bériwidi, uning yüriki ölgendek bolup, özi tashtek bolup qaldi.
38 Вә шундақ болдики, тәхминән он күндин кейин Набални Пәрвәрдигар урди вә у өлди.
We shundaq boldiki, texminen on kündin kéyin Nabalni Perwerdigar urdi we u öldi.
39 Давут Набалниң өлгинини аңлап: — Пәрвәрдигар мубарәктур. Чүнки У мән Набалдин тартқан һақарәт үчүн дәвайимни сорап Өз қулини яманлиқтин сақлиди; әксичә Пәрвәрдигар Набалниң яманлиғини өз бешиға яндурди, деди. Андин Абигаилни өз әмримгә алай дәп, униңға сөз қилғили әлчи маңдурди.
Dawut Nabalning ölginini anglap: — Perwerdigar mubarektur. Chünki U men Nabaldin tartqan haqaret üchün dewayimni sorap Öz qulini yamanliqtin saqlidi; eksiche Perwerdigar Nabalning yamanliqini öz béshigha yandurdi, dédi. Andin Abigailni öz emrimge alay dep, uninggha söz qilghili elchi mangdurdi.
40 Давутниң хизмәткарлири Кармәлгә Абигаилниң қешиға келип униңға: — Сени әмримгә алай дәп Давут саңа сөз қилғили бизни әвәтти, деди.
Dawutning xizmetkarliri Karmelge Abigailning qéshigha kélip uninggha: — Séni emrimge alay dep Dawut sanga söz qilghili bizni ewetti, dédi.
41 Абигаил болса қопуп йүзини йәргә тәккидәк тазим қилип: — Мана, дедигиң ғоҗамниң хизмәткарлириниң путлирини жуюшқа қул болсун, деди.
Abigail bolsa qopup yüzini yerge tegküdek tezim qilip: — Mana, dédiking ghojamning xizmetkarlirining putlirini yuyushqa qul bolsun, dédi.
42 Андин Абигаил шу һаман өзигә һәмраһ болған бәш чөриси билән ешәккә минип Давутниң әлчилириниң кәйнидин берип, униң аяли болди.
Andin Abigail shu haman özige hemrah bolghan besh chörisi bilen éshekke minip Dawutning elchilirining keynidin bérip, uning ayali boldi.
43 Давут Йизрәәллик Аһиноамни һәм хотунлуққа алған еди. Шуниң билән бу иккиси униңға хотун болди.
Dawut Yizreellik Ahinoamni hem xotunluqqa alghanidi. Shuning bilen bu ikkisi uninggha xotun boldi.
44 Лекин Саул Давутқа хотун қилип бәргән қизи Миқални Галлимдики Лаишниң оғли Фалтиға хотунлуққа бәргән еди.
Lékin Saul Dawutqa xotun qilip bergen qizi Miqalni Gallimdiki Laishning oghli Faltigha xotunluqqa bergenidi.

< Самуил 1 25 >