< Самуил 1 24 >
1 Саул Филистийләрни қоғлап чиқирип янғанда униңға: — Мана, Давут Ән-Гәдидики чөлдә туруветипту, дегән хәвәр берилди.
Saul Filistiylǝrni ⱪoƣlap qiⱪirip yanƣanda uningƣa: — Mana, Dawut Ən-Gǝdidiki qɵldǝ turuwetiptu, degǝn hǝwǝr berildi.
2 Саул әнди пүткүл Исраилдин хилланған үч миң адәмни елип Давут билән адәмлирини издигили «Явайи текиләр» қорам ташлиғиға чиқти.
Saul ǝmdi pütkül Israildin hillanƣan üq ming adǝmni elip Dawut bilǝn adǝmlirini izdigili «Yawa tekilǝr» ⱪoram taxliⱪiƣa qiⱪti.
3 У йолниң йенидики қой қотанлириға кәлгәндә, шу йәрдә бир ғар бар еди. У тәрәт қилиш үчүн ғарға кирди; Давут билән адәмлири ғарниң ичкирисидә олтиратти.
U yolning yenidiki ⱪoy ⱪotanliriƣa kǝlgǝndǝ, xu yǝrdǝ bir ƣar bar idi. U tǝrǝt ⱪilix üqün ƣarƣa kirdi; Dawut bilǝn adǝmliri ƣarning iqkirisidǝ olturatti.
4 Давутниң адәмлири униңға: — Мана Пәрвәрдигарниң саңа: — Өз дүшминиңни сениң қолуңға беримән, немә саңа лайиқ көрүнсә шуни қилғин, дегән күни дәл мошу күн екән, деди. Давут қопуп Саулниң тониниң пешини туйдурмай кесивалди.
Dawutning adǝmliri uningƣa: — Mana Pǝrwǝrdigarning sanga: — Ɵz düxminingni sening ⱪolungƣa berimǝn, nemǝ sanga layiⱪ kɵrünsǝ xuni ⱪilƣin, degǝn küni dǝl muxu kün ikǝn, dedi. Dawut ⱪopup Saulning tonining pexini tuydurmay kesiwaldi.
5 Лекин Саулниң тониниң пешини кәскини үчүн Давут көңлидә қаттиқ әпсусланди.
Lekin Saulning tonining pexini kǝskini üqün Dawut kɵnglidǝ ⱪattiⱪ ǝpsuslandi.
6 У өз адәмлиригә: — Пәрвәрдигар мени Пәрвәрдигар Өзи мәсиһ қилған ғоҗамға бундақ қолумни узартиштин сақлисун, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, деди.
U ɵz adǝmlirigǝ: — Pǝrwǝrdigar meni Pǝrwǝrdigar Ɵzi mǝsiⱨ ⱪilƣan ƣojamƣa bundaⱪ ⱪolumni uzartixtin saⱪlisun, qünki u Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨliginidur, dedi.
7 Шу сөз билән Давут өз адәмлирини тосуп Саулға чеқилғили қоймиди. Саул болса қопуп ғардин чиқип өз йолиға кәтти.
Xu sɵz bilǝn Dawut ɵz adǝmlirini tosup Saulƣa qeⱪilƣili ⱪoymidi. Saul bolsa ⱪopup ƣardin qiⱪip ɵz yoliƣa kǝtti.
8 Андин Давутму туруп ғардин чиқип Саулниң кәйнидин: — И ғоҗам падиша! — дәп чақирди. Саул кәйнигә қаравиди, Давут егилип йүзини йәргә яққан һалда тазим қилди.
Andin Dawutmu turup ƣardin qiⱪip Saulning kǝynidin: — I ƣojam padixaⱨ! — dǝp qaⱪirdi. Saul kǝynigǝ ⱪarawidi, Dawut egilip yüzini yǝrgǝ yaⱪⱪan ⱨalda tǝzim ⱪildi.
9 Давут Саулға мундақ деди: — «Мана, Давут сени қәстләшкә пурсәт издәватиду, дәйдиған кишиләрниң сөзигә немишкә қулақ салила?
Dawut Saulƣa mundaⱪ dedi: — «Mana, Dawut seni ⱪǝstlǝxkǝ pursǝt izdǝwatidu, dǝydiƣan kixilǝrning sɵzigǝ nemixⱪa ⱪulaⱪ salila?
10 Мана бүгүн өз көзлири билән көрдилиги, Пәрвәрдигар бүгүн ғарда силини өз қолумға бәргән еди. Бәзиләр маңа уни өлтүрүвәткин, деди; лекин мән силини аяп: — Ғоҗамға қолумни узартмаймән, чүнки у Пәрвәрдигарниң мәсиһлигинидур, дедим.
Mana bügün ɵz kɵzliri bilǝn kɵrdiliki, Pǝrwǝrdigar bügün ƣarda silini ɵz ⱪolumƣa bǝrgǝnidi. Bǝzilǝr manga uni ɵltürüwǝtkin, dedi; lekin mǝn silini ayap: — Ƣojamƣa ⱪolumni uzartmaymǝn, qünki u Pǝrwǝrdigarning mǝsiⱨliginidur, dedim.
11 Қарисила, и ата, қолумдики тонлириниң пешигә. Силини өлтүрмәй тонлириниң пешини кәскәнлигимдин шуни билсиләки, көңлүмдә силигә я яманлиқ я асийлиқ йоқ, силигә гуна қилғиним йоқ, лекин сили җенимни алғили пайлимақтила.
Ⱪarisila, i ata, ⱪolumdiki tonlirining pexigǝ. Silini ɵltürmǝy tonlirining pexini kǝskǝnlikimdin xuni bilsilǝki, kɵnglümdǝ siligǝ ya yamanliⱪ ya asiyliⱪ yoⱪ, siligǝ gunaⱨ ⱪilƣinim yoⱪ, lekin sili jenimni alƣili paylimaⱪtila.
12 Пәрвәрдигар мән билән силиниң оттуримизда һөкүм қилсун, мениң һесавимни силидин Пәрвәрдигар алсун; лекин мениң қолум силигә көтирилмәйду.
Pǝrwǝrdigar mǝn bilǝn silining otturimizda ⱨɵküm ⱪilsun, mening ⱨesabimni silidin Pǝrwǝrdigar alsun; lekin mening ⱪolum siligǝ kɵtürülmǝydu.
13 Конилар: — «Рәзиллик рәзилләрдин чиқиду» дәп ейтқан екән, лекин өз қолум силигә көтирилмәйду.
Konilar: — «Rǝzillik rǝzillǝrdin qiⱪidu» dǝp eytⱪanikǝn, lekin ɵz ⱪolum siligǝ kɵtürülmǝydu.
14 Исраилниң падишаси кимни тутқили чиқти? Кимни қоғлап жүриду? Бир өлүк иштни, халас! Ялғуз бир бүргини, халас!
Israilning padixaⱨi kimni tutⱪili qiⱪti? Kimni ⱪoƣlap yüridu? Bir ɵlük itni, halas! Yalƣuz bir bürgini, halas!
15 Пәрвәрдигар сорақчи болуп мән билән силиниң оттуримизда һөкүм чиқарсун! У һәқ-наһәқни айрип, дәвайимни сорап мени силиниң қоллиридин халас қилип, адаләт жүргүргәй!» — деди.
Pǝrwǝrdigar soraⱪqi bolup mǝn bilǝn silining otturimizda ⱨɵküm qiⱪarsun! U ⱨǝⱪ-naⱨǝⱪni ayrip, dǝwayimni sorap meni silining ⱪolliridin halas ⱪilip, adalǝt yürgürgǝy!» — dedi.
16 Давут Саулға бу сөзләрни ейтқанда Саул: — Бу сениң авазиңму, и оғлум Давут? — деди. Андин Саул жуқури аваз билән жиғлап кәтти.
Dawut Saulƣa bu sɵzlǝrni eytⱪanda Saul: — Bu sening awazingmu, i oƣlum Dawut? — dedi. Andin Saul yuⱪiri awaz bilǝn yiƣlap kǝtti.
17 У Давутқа: — «Сән мәндин адилсән, чүнки сән маңа яхшилиқ қайтурдуң, лекин мән саңа яманлиқ қайтурдум.
U Dawutⱪa: — «Sǝn mǝndin adilsǝn, qünki sǝn manga yahxiliⱪ ⱪayturdung, lekin mǝn sanga yamanliⱪ ⱪayturdum.
18 Сән бүгүн маңа яхшилиқ қилғанлиғиңни убдан көрситип бәрдиң; Пәрвәрдигар мени қолуңға тапшурған болсиму, сән мени өлтүрмидиң.
Sǝn bügün manga yahxiliⱪ ⱪilƣanliⱪingni obdan kɵrsitip bǝrding; Pǝrwǝrdigar meni ⱪolungƣa tapxurƣan bolsimu, sǝn meni ɵltürmiding.
19 Бириси өз дүшминини тапса, уни аман-есән кәткили қоямду? Пәрвәрдигар сениң маңа бүгүн қилған яхшилиғиң үчүн саңа яхшилиқ яндурғай.
Birsi ɵz düxminini tapsa, uni aman-esǝn kǝtkili ⱪoyamdu? Pǝrwǝrdigar sening manga bügün ⱪilƣan yahxiliⱪing üqün sanga yahxiliⱪ yandurƣay.
20 Әнди мана, шуни билдимки, сән җәзмән падиша болисән, Исраилниң падишалиғи сениң қолуңда тиклиниду.
Əmdi mana, xuni bildimki, sǝn jǝzmǝn padixaⱨ bolisǝn, Israilning padixaⱨliⱪi sening ⱪolungda tiklinidu.
21 Лекин һазир Пәрвәрдигар билән маңа қәсәм қилғинки, мәндин кейин мениң нәслимни йоқатмай, намимни атамниң җәмәтидин өчүрмигәйсән», деди.
Lekin ⱨazir Pǝrwǝrdigar bilǝn manga ⱪǝsǝm ⱪilƣinki, mǝndin keyin mening nǝslimni yoⱪatmay, namimni atamning jǝmǝtidin ɵqürmigǝysǝn», dedi.
22 Шуниң билән Давут Саулға қәсәм қилди. Саул өз өйигә йенип кәтти; Давут адәмлири билән қорған-қияға чиқип шу йәрдә турди.
Xuning bilǝn Dawut Saulƣa ⱪǝsǝm ⱪildi. Saul ɵz ɵyigǝ yenip kǝtti; Dawut adǝmliri bilǝn ⱪorƣan-ⱪiyaƣa qiⱪip xu yǝrdǝ turdi.