< Самуил 1 23 >
1 Бириси Давутқа хәвәр берип: — Мана Филистийләр Кеилаһға һуҗум қилип хаманларни булап-талимақта, деди.
Birsi Dawutⱪa hǝwǝr berip: — Mana Filistiylǝr Keilaⱨƣa ⱨujum ⱪilip hamanlarni bulap-talimaⱪta, dedi.
2 Давут Пәрвәрдигардин: — Мән берип бу Филистийләргә зәрбә беримәнму? — дәп сориди. Пәрвәрдигар Давутқа: — Берип Филистийләргә зәрбә берип Кеилаһни азат қилғин, деди.
Dawut Pǝrwǝrdigardin: — Mǝn berip bu Filistiylǝrgǝ zǝrbǝ berimǝnmu? — dǝp soridi. Pǝrwǝrdigar Dawutⱪa: — Berip Filistiylǝrgǝ zǝrbǝ berip Keilaⱨni azad ⱪilƣin, dedi.
3 Лекин Давутниң адәмлири униңға: — Мана биз Йәһуда зиминида турупму қорқиватқан йәрдә, Кеилаһға берип Филистийләрниң қошунлириға һуҗум қилсақ қандақ болар? — деди.
Lekin Dawutning adǝmliri uningƣa: — Mana biz Yǝⱨuda zeminida turupmu ⱪorⱪiwatⱪan yǝrdǝ, Keilaⱨƣa berip Filistiylǝrning ⱪoxunliriƣa ⱨujum ⱪilsaⱪ ⱪandaⱪ bolar? — dedi.
4 Шуңа Давут йәнә бир қетим Пәрвәрдигардин соривиди, Пәрвәрдигар униңға җавап берип: — Сән орнуңдин туруп Кеилаһға барғин; чүнки Мән Филистийләрни қолуңға тапшуримән, деди.
Xunga Dawut yǝnǝ bir ⱪetim Pǝrwǝrdigardin soriwidi, Pǝrwǝrdigar uningƣa jawab berip: — Sǝn ornungdin turup Keilaⱨƣa barƣin; qünki Mǝn Filistiylǝrni ⱪolungƣa tapxurimǝn, dedi.
5 Буниң билән Давут өз адәмлири билән Кеилаһға берип Филистийләр билән соқушуп, маллирини олҗа қилип, уларни қаттиқ қирди. Давут шундақ қилип Кеилаһда туруватқанларни қутқузди.
Buning bilǝn Dawut ɵz adǝmliri bilǝn Keilaⱨƣa berip Filistiylǝr bilǝn soⱪuxup, mallirini olja ⱪilip, ularni ⱪattiⱪ ⱪirdi. Dawut xundaⱪ ⱪilip Keilaⱨda turuwatⱪanlarni ⱪutⱪuzdi.
6 Әнди Ахимәләкниң оғли Абиятар Кеилаһға қечип келип Давутниң қешиға кәлгәндә, униң қолида әфод бар еди.
Əmdi Ahimǝlǝkning oƣli Abiyatar Keilaⱨƣa ⱪeqip kelip Dawutning ⱪexiƣa kǝlgǝndǝ, uning ⱪolida ǝfod bar idi.
7 Бириси Саулға, Давут Кеилаһға кәпту, дәп хәвәр бәрди. Саул: — Әнди Худа уни мениң қолумға ташлап тапшурди. Чүнки у дәрвазилири вә тақақлири бар шәһәргә киргәчкә солунуп қалди, деди.
Birsi Saulƣa, Dawut Keilaⱨƣa kǝptu, dǝp hǝwǝr bǝrdi. Saul: — Əmdi Huda uni mening ⱪolumƣa taxlap tapxurdi. Qünki u dǝrwaziliri wǝ taⱪaⱪliri bar xǝⱨǝrgǝ kirgǝqkǝ solunup ⱪaldi, dedi.
8 Әнди Саул Давут билән адәмлирини муһасиригә елиш үчүн һәммә хәлиқни Кеилаһға берип җәң қилишқа чақирди.
Əmdi Saul Dawut bilǝn adǝmlirini muⱨasirigǝ elix üqün ⱨǝmmǝ hǝlⱪni Keilaⱨƣa berip jǝng ⱪilixⱪa qaⱪirdi.
9 Давут Саулниң өзини қәстләйдиғанлиғини билип, Абиятар каһинға: — Әфодни елип кәлгин, деди.
Dawut Saulning ɵzini ⱪǝstlǝydiƣanliⱪini bilip, Abiyatar kaⱨinƣa: — Əfodni elip kǝlgin, dedi.
10 Андин Давут: — И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, мәнки Сениң қулуң Саулниң бу шәһәрни мениң сәвәвимдин харап қилиш үчүн Кеилаһға келишкә қәстләватқанлиғини ениқ аңлиди.
Andin Dawut: — I Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar, mǝnki Sening ⱪulung Saulning bu xǝⱨǝrni mening sǝwǝbimdin harab ⱪilix üqün Keilaⱨƣa kelixkǝ ⱪǝstlǝwatⱪanliⱪini eniⱪ anglidi.
11 Кеилаһдикиләр мени униң қолиға тутуп берәрму? Саул өз бәндәң аңлиғандәк бу йәргә келәрму? И Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, Сәндин өтүнимәнки, өз бәндәңгә билдүргәйсән, деди. Пәрвәрдигар: — У бу йәргә келиду, деди.
Keilaⱨdikilǝr meni uning ⱪoliƣa tutup berǝrmu? Saul ɵz bǝndǝng angliƣandǝk bu yǝrgǝ kelǝrmu? I Israilning Hudasi Pǝrwǝrdigar, Sǝndin ɵtünimǝnki, ɵz bǝndǝnggǝ bildürgǝysǝn, dedi. Pǝrwǝrdigar: — U bu yǝrgǝ kelidu, dedi.
12 Давут йәнә: — Кеилаһтикиләр мени вә адәмлиримни Саулниң қолиға тутуп берәрму, деди. Пәрвәрдигар: — Улар силәрни тутуп бериду, деди.
Dawut yǝnǝ: — Keilaⱨtikilǝr meni wǝ adǝmlirimni Saulning ⱪoliƣa tutup berǝrmu, dedi. Pǝrwǝrdigar: — Ular silǝrni tutup beridu, dedi.
13 Әнди Давут адәмлири билән (тәхминән алтә йүзчә) орнидин туруп Кеилаһдин чиқип, өзлири баралайдиған тәрәпкә қарап кәтти. Саулға, Давут Кеилаһтин қечипту дәп хәвәр берилгәндә у уни қоғлашқа чиқмиди.
Əmdi Dawut adǝmliri bilǝn (tǝhminǝn altǝ yüzqǝ) ornidin turup Keilaⱨdin qiⱪip, ɵzliri baralaydiƣan tǝrǝpkǝ ⱪarap kǝtti. Saulƣa, Dawut Keilaⱨtin ⱪeqiptu dǝp hǝwǝr berilgǝndǝ u uni ⱪoƣlaxⱪa qiⱪmidi.
14 Давут болса чөлдики қорған-қияларда һәмдә Зиф чөлиниң тағлирида турди. Саул уни һәр күни издәйтти; лекин Худа уни униң қолиға тапшурмиди.
Dawut bolsa qɵldiki ⱪorƣan-ⱪiyalarda ⱨǝmdǝ Zif qɵlining taƣlirida turdi. Saul uni ⱨǝr küni izdǝytti; lekin Huda uni uning ⱪoliƣa tapxurmidi.
15 Әнди Давут Саулниң өзини өлтүргили чиқидиғанлиғини байқап қалди. Шу чағда у Зиф чөлидики бир орманлиқта туратти.
Əmdi Dawut Saulning ɵzini ɵltürgili qiⱪidiƣanliⱪini bayⱪap ⱪaldi. Xu qaƣda u Zif qɵlidiki bir ormanliⱪta turatti.
16 Саулниң оғли Йонатан болса орманлиққа чиқип Давутниң қешиға берип, уни Худа арқилиқ риғбәтләндүрүп униңға: —
Saulning oƣli Yonatan bolsa ormanliⱪⱪa qiⱪip Dawutning ⱪexiƣa berip, uni Huda arⱪiliⱪ riƣbǝtlǝndürüp uningƣa: —
17 Қорқмиғин; чүнки атам Саулниң қоли сени тапалмайду. Сән бәлки Исраилниң үстидә падиша болисән, мән болсам сениң вәзириң болимән, буни атам Саулму билиду, деди.
Ⱪorⱪmiƣin; qünki atam Saulning ⱪoli seni tapalmaydu. Sǝn bǝlki Israilning üstidǝ padixaⱨ bolisǝn, mǝn bolsam sening wǝziring bolimǝn, buni atam Saulmu bilidu, dedi.
18 Андин улар иккилән Пәрвәрдигарниң алдида әһдә қилишти; Давут болса, орманлиқта туруп қалди, Йонатан өз өйигә йенип кәтти.
Andin ular ikkiylǝn Pǝrwǝrdigarning aldida ǝⱨdǝ ⱪilixti; Dawut bolsa, ormanliⱪta turup ⱪaldi, Yonatan ɵz ɵyigǝ yenip kǝtti.
19 Шуниңдин кейин Зифтикиләр Гибеаһта туруватқан Саулниң қешиға келип: — Мана, Давут Хақилаһниң егизлигидики Йәшимонниң җәнуби тәрипигә җайлашқан орманлиқтики қорғанларда йошурунивалди, билмәмдила?
Xuningdin keyin Ziftikilǝr Gibeaⱨta turuwatⱪan Saulning ⱪexiƣa kelip: — Mana, Dawut Haⱪilaⱨning egizlikidiki Yǝximonning jǝnubi tǝripigǝ jaylaxⱪan ormanliⱪtiki ⱪorƣanlarda yoxuruniwaldi, bilmǝmdila?
20 Шуңа, и падиша, қачан көңүллири тартса шу чағда кәлсилә; бизниң бурчимиз уни падишаниң қолиға тутуп бериштур, деди.
Xunga, i padixaⱨ, ⱪaqan kɵngülliri tartsa xu qaƣda kǝlsilǝ; bizning burqimiz uni padixaⱨning ⱪoliƣa tutup berixtur, dedi.
21 Саул: Маңа ич ағритқиниңлар үчүн Пәрвәрдигар силәргә бәхит ата қилғай.
Saul: Manga iq aƣritⱪininglar üqün Pǝrwǝrdigar silǝrgǝ bǝht ata ⱪilƣay.
22 Әнди силәрдин өтүнимәнки, берип зади қайси йәрдә туридиғинини җәзмләштүрүңлар, униң из-деригини ениқлап, вә кимниң уни көргәнлигини билип келиңлар; чүнки кишиләр ейтишичә у интайин һейлигәр екән, деди.
Əmdi silǝrdin ɵtünimǝnki, berip zadi ⱪaysi yǝrdǝ turidiƣinini jǝzmlǝxtürünglar, uning iz-derikini eniⱪlap, wǝ kimning uni kɵrgǝnlikini bilip kelinglar; qünki kixilǝr eytixiqǝ u intayin ⱨiyligǝr ikǝn, dedi.
23 Шуңа берип, униң йошурунған барлиқ мәхпий җайлирини ениқ көрүп келиңлар, йенимға йенип келип маңа әйнини ейтиңлар. Андин мән силәр билән биллә баримән; вә шундақ болидуки, әгәр у зиминда болсила, мән Йәһудийларниң миңлиғанларниң арисидин уни издәп тапимән, деди.
Xunga berip, uning yoxurunƣan barliⱪ mǝhpiy jaylirini eniⱪ kɵrüp kelinglar, yenimƣa yenip kelip manga ǝynini eytinglar. Andin mǝn silǝr bilǝn billǝ barimǝn; wǝ xundaⱪ boliduki, ǝgǝr u zeminda bolsila, mǝn Yǝⱨudiylarning mingliƣanlarning arisidin uni izdǝp tapimǝn, dedi.
24 Улар қопуп Саулдин илгири Зифқа барди; лекин Давут өз адәмлири билән Маон чөллүгидики Йәшимонниң җәнуп тәрипидики Арабаһ түзләңлигидә турувататти.
Ular ⱪopup Sauldin ilgiri Zifⱪa bardi; lekin Dawut ɵz adǝmliri bilǝn Maon qɵllükidiki Yǝximonning jǝnub tǝripidiki Arabaⱨ tüzlǝnglikidǝ turuwatatti.
25 Саул адәмлири билән Давутни издәп барди. Кишиләр бу хәвәрни Давутқа ейтти; шуниң билән у чүшүп, қияға берип Маон чөлидә турди. Саул буни аңлап Давутниң кәйнидин қоғлап Маонниң чөлигә чиқти.
Saul adǝmliri bilǝn Dawutni izdǝp bardi. Kixilǝr bu hǝwǝrni Dawutⱪa eytti; xuning bilǝn u qüxüp, ⱪiyaƣa berip Maon qɵlidǝ turdi. Saul buni anglap Dawutning kǝynidin ⱪoƣlap Maonning qɵligǝ qiⱪti.
26 Саул тағниң бу тәрипидә маңди, амма Давут адәмлири билән тағниң у тәрипидә маңди. Давут Саулдин қечиш үчүн алдириватқан еди; лекин Саул адәмлири билән Давут вә униң адәмлирини тутимиз дәп уларни қоршиғили турди.
Saul taƣning bu tǝripidǝ mangdi, ǝmma Dawut adǝmliri bilǝn taƣning u tǝripidǝ mangdi. Dawut Sauldin ⱪeqix üqün aldiriwatⱪanidi; lekin Saul adǝmliri bilǝn Dawut wǝ uning adǝmlirini tutimiz dǝp ularni ⱪorxiƣili turdi.
27 Амма бир хәвәрчи Саулниң қешиға келип униңға: — Филистийләр зиминимизниң җәнуп тәрипигә кирип булаң-талаң қиливатиду, тездин қайтсила, деди.
Əmma bir hǝwǝrqi Saulning ⱪexiƣa kelip uningƣa: — Filistiylǝr zeminimizning jǝnub tǝripigǝ kirip bulang-talang ⱪiliwatidu, tezdin ⱪaytsila, dedi.
28 Шуниң билән Саул йенип Давутни қоғлаштин тохтап Филистийләр билән соқушқили чиқти. Шуңа у йәр Села-Һаммаһлекот дәп аталди.
Xuning bilǝn Saul yenip Dawutni ⱪoƣlaxtin tohtap Filistiylǝr bilǝn soⱪuxⱪili qiⱪti. Xunga u yǝr Sela-Ⱨammaⱨlekot dǝp ataldi.
29 Давут болса у йәрдин чиқип Ән-Гәдиниң тағ-қорғанлиғида турди.
Dawut bolsa u yǝrdin qiⱪip Ən-Gǝdining taƣ-ⱪorƣanliⱪida turdi.