< Самуил 1 22 >
1 Давут у йәрдин кетип Адулламдики ғарға қачти. Униң қериндашлири билән атисиниң пүткүл җәмәти буни аңлап униң қешиға барди.
Dawut u yǝrdin ketip Adullamdiki ƣarƣa ⱪaqti. Uning ⱪerindaxliri bilǝn atisining pütkül jǝmǝti buni anglap uning ⱪexiƣa bardi.
2 Езилгән, қәриздар болған вә дәрдмәнләрниң һәммиси жиғилип униң йениға кәлди вә у уларниң сәрдари болди. Униңға қошулған адәмләр болса төрт йүзчә еди.
Ezilgǝn, ⱪǝrzdar bolƣan wǝ dǝrdmǝnlǝrning ⱨǝmmisi yiƣilip uning yeniƣa kǝldi wǝ u ularning sǝrdari boldi. Uningƣa ⱪoxulƣan adǝmlǝr bolsa tɵt yüzqǝ idi.
3 Давут у йәрдин чиқип Моабдики Мизпаһқа берип Моабниң падишасидин: — Худаниң мени немә қилидиғинини билгичә, ата-анамниң бу йәргә келип араңларда турушиға йол қойғайла, дәп тәләп қилди.
Dawut u yǝrdin qiⱪip Moabdiki Mizpaⱨⱪa berip Moabning padixaⱨidin: — Hudaning meni nemǝ ⱪilidiƣinini bilgüqǝ, ata-anamning bu yǝrgǝ kelip aranglarda turuxiƣa yol ⱪoyƣayla, dǝp tǝlǝp ⱪildi.
4 Давут атиси вә анисини Моабниң падишасиниң қешиға елип кәлди. Давут қорғанда турған пүткүл күнләрдә ата-аниси униң билән биллә турди.
Dawut atisi wǝ anisini Moabning padixaⱨining ⱪexiƣa elip kǝldi. Dawut ⱪorƣanda turƣan pütkül künlǝrdǝ ata-anisi uning bilǝn billǝ turdi.
5 Амма Гад пәйғәмбәр Давутқа: — Қорғанда турмай, бу йәрдин чиқип, Йәһуда зиминиға барғин, деди. Шуниң билән Давут у йәрдин айрилип, Һәрәт орманлиғиға барди.
Əmma Gad pǝyƣǝmbǝr Dawutⱪa: — Ⱪorƣanda turmay, bu yǝrdin qiⱪip, Yǝⱨuda zeminiƣa barƣin, dedi. Xuning bilǝn Dawut u yǝrdin ayrilip, Ⱨǝrǝt ormanliⱪiƣa bardi.
6 Саул Давутниң нәдә туруватқанлиғидин хәвәр тапти. Саул бу вақитта Рамаһдики Гибеаһда егиз бир җайда жулғун дәриғиниң түвидә олтиратти. Униң қолида нәйзиси бар еди, барлиқ хизмәткарлири чөрисидә туратти.
Saul Dawutning nǝdǝ turuwatⱪanliⱪidin hǝwǝr tapti. Saul bu waⱪitta Ramaⱨdiki Gibeaⱨda egiz bir jayda yulƣun dǝrihining tüwidǝ olturatti. Uning ⱪolida nǝyzisi bar idi, barliⱪ hizmǝtkarliri qɵrisidǝ turatti.
7 Саул чөрисидә турған хизмәткарлириға: — И Биняминлиқлар, қулақ селиңлар! Йәссәниң оғли һәр бириңларға етизлар билән үзүмзарларни тәқсим қилип берәмду? Һәммиңларни миң беши вә йүз беши қиламду?
Saul qɵrisidǝ turƣan hizmǝtkarliriƣa: — I Binyaminliⱪlar, ⱪulaⱪ selinglar! Yǝssǝning oƣli ⱨǝr biringlarƣa etizlar bilǝn üzümzarlarni tǝⱪsim ⱪilip berǝmdu? Ⱨǝmminglarni ming bexi wǝ yüz bexi ⱪilamdu?
8 Силәр һәммиңлар маңа қәст қилдиңлар, өз оғлумниң Йәссәниң оғли билән әһдә қилишқинини һеч ким маңа уқтурмиди. Һеч қайсиңлар маңа ич ағритмидиңлар яки өз оғлумниң мениң хизмәткаримни маңа йошурун һуҗум қилишқа қутратқинидин маңа хәвәр бәрмидиңлар, деди.
Silǝr ⱨǝmminglar manga ⱪǝst ⱪildinglar, ɵz oƣlumning Yǝssǝning oƣli bilǝn ǝⱨdǝ ⱪilixⱪinini ⱨeqkim manga uⱪturmidi. Ⱨeq ⱪaysinglar manga iq aƣritmidinglar yaki ɵz oƣlumning mening hizmǝtkarimni manga yoxurun ⱨujum ⱪilixⱪa ⱪutratⱪinidin manga hǝwǝr bǝrmidinglar, dedi.
9 Андин Саулниң хизмәткарлириниң ичигә киривалған Доәг: — «Мән Йәссәниң оғлиниң Нобқа Ахитубниң оғли Ахимәләкниң қешиға кәлгинини көрдүм,
Andin Saulning hizmǝtkarlirining iqigǝ kiriwalƣan Doǝg: — «Mǝn Yǝssǝning oƣlining Nobⱪa Ahitubning oƣli Ahimǝlǝkning ⱪexiƣa kǝlginini kɵrdüm,
10 — Ахимәләк униң үчүн Пәрвәрдигардин йол сориди вә униңға озуқ-түлүк билән Филистий Голиатниң қиличини бәрди» — деди.
— Ahimǝlǝk uning üqün Pǝrwǝrdigardin yol soridi wǝ uningƣa ozuⱪ-tülük bilǝn Filistiy Goliatning ⱪiliqini bǝrdi» — dedi.
11 Падиша адәм әвәтип Ахитубниң оғли каһин Ахимәләкни, шундақла униң атисиниң пүткүл җәмәтини, йәни Нобдики каһинларниму чақиртип кәлди. Уларниң һәммиси падишаниң қешиға кәлди.
Padixaⱨ adǝm ǝwǝtip Ahitubning oƣli kaⱨin Ahimǝlǝkni, xundaⱪla uning atisining pütkül jǝmǝtini, yǝni Nobdiki kaⱨinlarnimu qaⱪirtip kǝldi. Ularning ⱨǝmmisi padixaⱨning ⱪexiƣa kǝldi.
12 Саул: — И Ахитубниң оғли аңлиғин, деди. У: — И ғоҗам, мана мән, деди.
Saul: — I Ahitubning oƣli angliƣin, dedi. U: — I ƣojam, mana mǝn, dedi.
13 Саул униңға: — Немишкә силәр, сән билән Йәссәниң оғли, маңа қәст қилисиләр? Сән униңға нан вә қилич берип, униң үчүн Худадин йол соридиңғу? Мана әнди у бүгүнкидәк маңа һуҗум қилмақчи болуп пайлап жүрмәктә! — деди.
Saul uningƣa: — Nemixⱪa silǝr, sǝn bilǝn Yǝssǝning oƣli, manga ⱪǝst ⱪilisilǝr? Sǝn uningƣa nan wǝ ⱪiliq berip, uning üqün Hudadin yol soridingƣu? Mana ǝmdi u bügünkidǝk manga ⱨujum ⱪilmaⱪqi bolup paylap yürmǝktǝ! — dedi.
14 Ахимәләк падишаға җавап берип: — Силиниң барлиқ хизмәткарлириниң арисида Давутдәк садиқ ким бар? У падишаниң күйоғли, силиниң мәхпий мәслиһәтлиригә иштирак қилғучи вә ордилири ичидә иззәтлик әмәсмиди?
Ahimǝlǝk padixaⱨⱪa jawab berip: — Silining barliⱪ hizmǝtkarlirining arisida Dawutdǝk sadiⱪ kim bar? U padixaⱨning küy’oƣli, silining mǝhpiy mǝsliⱨǝtlirigǝ ixtirak ⱪilƣuqi wǝ ordiliri iqidǝ izzǝtlik ǝmǝsmidi?
15 Мән пәқәт униң үчүн Худадин йол сорашни бүгүнла башлидимму? [Асийлиқ] қилиш мәндин нери болсун! Падиша өз қулини вә атамниң пүткүл җәмәтини әйипкә буйрумиғайла, чүнки қуллириниң бу иштин қилчә хәвири йоқ, деди.
Mǝn pǝⱪǝt uning üqün Hudadin yol soraxni bügünla baxlidimmu? [Asiyliⱪ] ⱪilix mǝndin neri bolsun! Padixaⱨ ɵz ⱪulini wǝ atamning pütkül jǝmǝtini ǝyibkǝ buyrumiƣayla, qünki ⱪullirining bu ixtin ⱪilqǝ hǝwiri yoⱪ, dedi.
16 Лекин падиша: — И Ахимәләк, сән өлисән, сән вә атаңниң пүткүл җәмәти чоқум өлисиләр, деди.
Lekin padixaⱨ: — I Ahimǝlǝk, sǝn ɵlisǝn, sǝn wǝ atangning pütkül jǝmǝti qoⱪum ɵlisilǝr, dedi.
17 Падиша өз чөрисидики чапармәнлиригә: — Маң, Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүңлар! Чүнки улар һәм Давутқа һәмдәм болди һәм униң қачқинини билип туруп маңа хәвәр бәрмиди, деди. Лекин падишаниң қол астидикилири Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрүшкә қол көтәргили унимиди.
Padixaⱨ ɵz qɵrisidiki qaparmǝnlirigǝ: — Mang, Pǝrwǝrdigarning kaⱨinlirini ɵltürünglar! Qünki ular ⱨǝm Dawutⱪa ⱨǝmdǝm boldi ⱨǝm uning ⱪaqⱪinini bilip turup manga hǝwǝr bǝrmidi, dedi. Lekin padixaⱨning ⱪol astidikiliri Pǝrwǝrdigarning kaⱨinlirini ɵltürüxkǝ ⱪol kɵtürgili unimidi.
18 Әнди падиша Доәгкә: — Сән берип каһинларни өлтүрүвәткин, деди. Едомлуқ Доәг берип каһинларни өлтүрди; бу күни у канаптин тоқулған әфод кийгән сәксән бәш адәмни өлтүрди.
Əmdi padixaⱨ Doǝgkǝ: — Sǝn berip kaⱨinlarni ɵltürüwǝtkin, dedi. Edomluⱪ Doǝg berip kaⱨinlarni ɵltürdi; bu küni u kanaptin toⱪulƣan ǝfod kiygǝn sǝksǝn bǝx adǝmni ɵltürdi.
19 Андин у каһинларниң шәһири Нобда олтарғучиларни қирди, йәни әр вә аяллар, балилар вә бовақлар, кала, ешәк, қойлар — һәммисини қиличлиди.
Andin u kaⱨinlarning xǝⱨiri Nobda olturƣuqilarni ⱪirdi, yǝni ǝr wǝ ayallar, balilar wǝ bowaⱪlar, kala, exǝk, ⱪoylar — ⱨǝmmisini ⱪiliqlidi.
20 Амма Ахитубниң оғли Ахимәләкниң Абиятар дегән бир оғли қутулуп Давутниң қешиға қечип кәлди.
Əmma Ahitubning oƣli Ahimǝlǝkning Abiyatar degǝn bir oƣli ⱪutulup Dawutning ⱪexiƣa ⱪeqip kǝldi.
21 Абиятар Давутқа Саул Пәрвәрдигарниң каһинлирини өлтүрди, дәп хәвәр бәрди.
Abiyatar Dawutⱪa Saul Pǝrwǝrdigarning kaⱨinlirini ɵltürdi, dǝp hǝwǝr bǝrdi.
22 Давут Абиятарға: — У күни Доәгниң у йәрдә екәнлигини көрүп, униң җәзмән Саулға хәвәр беридиғинини билгән едим. Мән атаңниң пүткүл җәмәтиниң өлтүрүлүшигә замин болдум, деди.
Dawut Abiyatarƣa: — U küni Doǝgning u yǝrdǝ ikǝnlikini kɵrüp, uning jǝzmǝn Saulƣa hǝwǝr beridiƣinini bilgǝnidim. Mǝn atangning pütkül jǝmǝtining ɵltürülüxigǝ zamin boldum, dedi.
23 Мән билән биллә турғин, һеч қорқмиғин. Чүнки мениң җенимни алмақчи болғанлар сениң җениңниму һәм алмақчи. Мениң қешимда бехәтәр турисән, деди.
Mǝn bilǝn billǝ turƣin, ⱨeq ⱪorⱪmiƣin. Qünki mening jenimni almaⱪqi bolƣanlar sening jeningnimu ⱨǝm almaⱪqi. Mening ⱪeximda bihǝtǝr turisǝn, dedi.