< Самуил 1 21 >
1 Давут әнди Нобқа келип Ахимәләк каһинниң қешиға барди. Лекин Ахимәләк Давутни көргәндә титрәп қорқуп униңға: — Немишкә бириму сән билән кәлмәй ялғуз кәлдиң? — деди.
2 Давут Ахимәләк каһинға: — Падиша маңа мәлум бир ишни буйруп: — Мән саңа буйруған иш яки саңа тапилған йолйоруқ тоғрисидин һеч ким бир немә билмисун, дегән еди. Өз ғуламлиримни болса мәлум бир җайға беришқа бекитип қойдум.
3 Әнди қолуңда немә бар? Бәш нан, яки немә болса, шуни маңа бәргин, деди.
4 Каһин Давутқа җавап берип: — Қолумда адәттики нан йоқ, пәқәт муқәддәс нан бар. Әгәр ғуламлар аялларға йеқинлашмиған болса йесә рава болиду, деди.
5 Давут каһинға җавап берип: — Бәрһәқ, мән башқа вақитларда чиққинимға охшаш, аяллар биздин жирақ болғили үч күн болди. Мән [һәр қетим] чиққанда, гәрчә адәттики сәпәр болсиму, ғуламларниң қачилири пак болидиған йәрдә, бүгүн улар вә қачилири техиму пак болмамду, деди.
6 Шуниң билән каһин униңға муқәддәс нандин бәрди, чүнки бу йәрдә «тәқдим нан»дин башқа һеч қандақ нан йоқ еди. Бу нан Пәрвәрдигарниң һозуриға йеңи иссиқ нан қоюлған күни алмаштурулған нанлар еди
7 (лекин у күни Саулниң хизмәткарлиридин мәлум бириси у йәрдә Пәрвәрдигарниң һозурида қалдурулған еди. Униң исми Доәг болуп Саулниң падичилириниң чоңи еди).
8 Давут Ахимәләккә: — Қолуңда нәйзә яки қилич йоқму? Падиша тапшурған иш җиддий болғач яки қилич яки башқа ярақлиримни елип келәлмидим, деди.
9 Каһин: — Сән Елаһ җилғисида өлтүргән Филистий Голиатниң қиличи бу йәрдә бар, у әфодниң кәйнидә, бир парчә рәхткә орақлиқ һалда туриду. Халисаң алғин, униңдин башқиси йоқ, деди. Давут: — Бу тәңдиши йоқ қиличтур, шуни маңа бәргин, деди.
10 Давут у күни қопуп Саулдин қечип Гатниң падишаси Ақишниң қешиға барди.
11 Лекин Ақишниң хизмәткарлири униңға: — Бу зиминниң падишаси Давут әмәсму? Униң тоғрисида қиз-аяллар бир-биригә: — Саул миңлап өлтүрди, Вә Давут он миңлап өлтүрди, — дәп нахша-ғәзәл оқушуп уссул ойниған әмәсму, деди.
12 Давут бу сөзләрни көңлигә пүкүп Гатниң падишаси Ақиштин бәк қорқти.
13 Шуниң үчүн уларниң көз алдида өзиниң жүрүш-турушлирини өзгәртип, уларниң қолида турған вақтида өзини сараңдәк көрсәтти; у дәрвазиларниң ишиклиригә җиҗип, түкүрүгини сақилиға ақтуратти.
14 Ақиш хизмәткарлириға: — Мана бу адәмниң сараңлиғини көрмәмсиләр? Уни немишкә мениң алдимға елип кәлдиңлар?
15 Мәндә сараңлар кәмчилмиди? Силәр бу кишини алдимға сараңлиқ қилғили елип кәлдиңларму? Бу адәм мениң өйүмгә кириши керәкму? — деди.