< Самуил 1 2 >
1 Һаннаһ дуа қилип мундақ деди: — «Мениң қәлбим Пәрвәрдигар билән яйрайду, Мениң мүңгүзүм Пәрвәрдигар билән егиз көтирилди; Ағзим дүшмәнлиримниң алдида тәнтәниликтә ечилди; Чүнки Сениң ниҗатиңдин шатлинимән.
2 Пәрвәрдигардәк муқәддәс болғучи йоқтур; Чүнки Сәндин башқа һеч ким йоқ, Худайимиздәк һеч уюлташ йоқтур.
3 И инсанлар, кибирлик сөзлириңларни көпәйтивәрмәңлар, Йоған гәпләрни ағзиңлардин чиқармаңлар; Чүнки Пәрвәрдигар билим-һидайәткә егә Худадур. Инсанларниң әмәллири Униң тәрипидин таразида тартилиду.
4 Палванларниң оқ-ялири сундурилди; Лекин путлишип жиқилғанларниң бели болса қудрәт билән бағланди.
5 Қосиғи тоқ болғанлар нан тепиш үчүн өзини ялланмилиққа бәрди; Лекин ач қалғанлар һазир ач қалмиди; Һәтта туғмас аял йәттини туғиду; Лекин көп балилиқ болған солишип кетиду.
6 Пәрвәрдигар һәм өлтүриду, һәм һаят бериду; У адәмни тәһтисараға чүшүриду, у йәрдин йәнә турғузиду; (Sheol )
7 Пәрвәрдигар адәмни һәм намрат қиливетиду, һәм бай қилиду; У кишини һәм пәс қилиду, һәм егиз көтириду.
8 У өзи мискинни топидин қопуриду, Қиғлиқтин йоқсулни көтириду; Уларни есилзадиләр арисида тәң олтарғузиду; Уларни шан-шәрәплик тәхтигә мирас қилдуриду; Чүнки йәрниң түврүклири Пәрвәрдигарниңкидур; У Өзи дунияни уларниң үстигә салған еди.
9 Өз муқәддәс бәндилириниң путлирини У мәзмут қилиду; Амма рәзилләр болса, қараңғуда шүк қилиниду; Чүнки һеч ким өз қудрити билән нусрәт тапмайду.
10 Пәрвәрдигар билән қаршилашқанлар парә-парә қиливетилиду; У Өзи асманлардин уларға қарши гүлдүрләйду. Пәрвәрдигар йәр йүзиниң чәтлиригичә һөкүм чиқириду; У Өзи тиклигән падишаға қудрәт бериду, У Өзи мәсиһлигининиң мүңгүзини егиз көтириду!».
11 Әлканаһ болса Рамаһдики өз өйигә йенип барди. Бала болса әлиниң қешида Пәрвәрдигарға хизмәт қилип қалди.
12 Амма Әлиниң оғуллири интайин яман кишиләрдин болуп, Пәрвәрдигарни тонумайтти.
13 Каһинларниң хәлиқләргә мундақ адити болған: — Бириси қурбанлиқ қилип, гөш қайнап пишиватқанда каһинниң хизмәткари келип үч тиллиқ чаңгакни қолида тутуп
14 даш, қазан, даңқан яки кориниң ичигә санҗип, чаңгакқа немә елинған болса каһин шуни өзигә алатти. Уларниң Шилоһға [қурбанлиқ қилғили] кәлгән һәммә Исраилларға шундақ адити болған.
15 Шундақла һәтта яғни көйдүрмәстә каһинниң хизмәткари келип қурбанлиқ қиливатқан адәмгә: — Каһинға кавап үчүн гөш бәргин, чүнки у сәндин қайнап пишқан гөш қобул қилмайду, бәлки хам гөш лазим, дәйтти.
16 Әгәр қурбанлиқ қилғучи униңға: — Авал йеғи көйдүрүлүп болсун, андин немини халисаң шуни алғин, десә, у: — Болмайду, маңа дәрһал бәр! Болмиса мәҗбурий алимән, дәйтти;
17 Шундақ қилип бу икки яшниң гунайи Пәрвәрдигарниң алдида толиму еғир болған еди; чүнки униң сәвәвидин хәқ Пәрвәрдигарға атиған қурбанлиқлар көзгә илинмайвататти.
18 Амма Самуил нарәсидә бала болуп канаптин тоқулған бир әфодни кийип Пәрвәрдигарниң алдида хизмәт қилатти.
19 Буниңдин башқа униң аниси һәр жилда униңға бир кичик тон тикип, һәр жиллиқ қурбанлиқни қилғили ери билән барғанда алғач келәтти.
20 Әли Әлканаһ вә аялиға бәхит тиләп дуа қилип: — «Аялиңниң Пәрвәрдигарға беғишлиғининиң орниға саңа униңдин башқа нәсил бәргәй, деди. Андин бу иккиси өз өйигә янди.
21 Шуниң билән Пәрвәрдигар Һаннаһни йоқлап бәрикәтләп, у һамилдар болуп җәмий үч оғул вә икки қиз туғди. Кичик Самуил болса Пәрвәрдигарниң алдида туруп өсүвататти.
22 Әли бәк қерип кәткән еди. У оғуллириниң пүткүл Исраилға һәммә қилғанлирини аңлиди һәм җамаәт чедириниң ишигидә хизмәт қилидиған аяллар билән ятқининиму аңлиди.
23 У уларға: — Силәр немә үчүн шундақ ишларни қилисиләр? Чүнки бу хәлиқниң һәммисидин силәрниң яманлиғиңларни аңлаватимән, деди.
24 Болмайду, и оғуллирим! Мән аңлиған бу хәвәр яхши әмәс, Пәрвәрдигарниң хәлқини аздурупсиләр.
25 Әгәр бир адәм йәнә бир адәмгә гуна қилса, башқа бириси униң үчүн Худадин рәһим сориса болиду; лекин әгәр бириси Пәрвәрдигарға гуна қилса, ким униң гунайини тиләләйду? — деди. Лекин улар атисиниң сөзигә қулақ салмиди; чүнки Пәрвәрдигар уларни өлтүрүшни нийәт қилған еди.
26 Амма Самуил дегән бала өсүвататти, Пәрвәрдигар һәм адәмләрниң алдида илтипат тапқан еди.
27 Худаниң бир адими Әлиниң йениға келип мундақ деди: — Пәрвәрдигар шундақ дәйду: «Мисирда, Пирәвнниңкидә турғанда Өзүмни атаңниң җәмәтигә очуқ аян қилмидимму?
28 Мән уни каһиним болуш, Өз қурбангаһимда қурбанлиқ қилиш, хушбуй йеқиш вә Мениң алдимда әфод тонини кейип хизмәт қилишқа Исраилниң һәммә қәбилилиридин таллимиған едимму? Шуниңдәк Мән Исраилниң отта көйдүридиған һәммә қурбанлиқлирини атаңға тапшуруп тәқдим қилған әмәсму?
29 Немишкә Мән буйруған, туралғу җайимдики қурбанлиғим билән ашлиқ һәдийәләрни дәпсәндә қилисиләр? Немишкә хәлқим Исраиллар кәлтүргән һәммә һәдийәләрниң есилидин өзлириңларни сәмритип, өз оғуллириңларниң һөрмитини Мениңкидин үстүн қилисән?»
30 Униң үчүн Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән дәрһәқиқәт сениң вә атаңниң җәмәтидикиләр Мениң алдимда хизмитимдә мәңгү маңиду, дәп ейтқан едим; лекин әнди Мән Пәрвәрдигар шуни дәймәнки, бу иш һазир Мәндин нери болсун! Мени һөрмәт қилғанларни Мән һөрмәт қилимән, лекин Мени кәмситкәнләр пәс қарилиду.
31 Мана шундақ күнләр келидуки, сениң билигиңни вә атаңниң җәмәтиниң билигини тәң кесиветимән; шуниң билән җәмәтиңдә бирму қериған адәм тепилмайду!
32 Сән туралғу җайимда дәрд-қайғу көрисән; Исраиллар һәр қандақ һозур-бәхитни көргини билән, сениң җәмәтиңдә әбәткичә бирму қериған адәм тепилмайду.
33 Вә Мән қурбангаһимниң хизмитидин үзүп ташлимиған адимиң бар болса, у көзлириңниң хирәлишиши билән җениңниң азаплинишиға сәвәп болиду. Җәмәтиңдә туғулғанларниң һәммиси балағәттин өтмәй өлиду.
34 Саңа бу ишларни испатлашқа, икки оғлуң Хофний билән Финиһасниң бешиға чүшидиған мундақ бир аламәт бешарәт болиду: — уларниң иккилиси бир күндә өлиду.
35 Амма Өзүмгә Роһум вә дилимдики нийитим бойичә иш көридиған садиқ бир каһинни тикләймән; Мән униңға мәзмут бир җәмәт қуримән; у Мениң мәсиһ қилғинимниң алдида мәңгү меңип хизмәт қилиду.
36 Шундақ болидуки, сениң җәмәтиңдикиләрдин һәр бир тирик қалғанлар бир сәр күмүч вә бир чишләм нан тиләшкә униң алдиға келип униңға тазим қилип: «Қаһинлиқ хизмәтлиридин маңа бир орун бәрсилә, йегили бир чишләм нан тапай дәп ейтидиған болиду» дәйду.