< Самуил 1 19 >
1 Саул өз оғли Йонатан вә һәммә хизмәткарлиригә Давутни өлтүрүшкә буйруқ қилди. Лекин Саулниң оғли Йонатан Давутқа бәк амрақ еди.
Saul öz oghli Yonatan we hemme xizmetkarlirige Dawutni öltürüshke buyruq qildi. Lékin Saulning oghli Yonatan Dawutqa bek amraq idi.
2 Йонатан Давутқа: — Атам Саул сени өлтүрмәкчи; әнди әтә әтигән қаттиқ еһтият қилғин, бир мәхпий җайни тепип өзүңни йошурғин;
Yonatan Dawutqa: — Atam Saul séni öltürmekchi; emdi ete etigen qattiq éhtiyat qilghin, bir mexpiy jayni tépip özüngni yoshurghin;
3 мән өзүм чиқип сән йошурунған етизлиққа берип атамниң йенида туруп атам билән сениң тоғраңда сөзлишип бақай; әһвални ениқ билгәндин кейин саңа хәвәр қилай, деди.
men özüm chiqip sen yoshurun’ghan étizliqqa bérip atamning yénida turup atam bilen séning toghrangda sözliship baqay; ehwalni éniq bilgendin kéyin sanga xewer qilay, dédi.
4 Йонатан атиси Саулға Давутниң яхши гепини қилип: — Падиша өз хизмәткариға, йәни Давутқа яманлиқ қилмиғай! Чүнки у саңа гуна қилмиған; бәлки униң әмәллири өзүңгә көп яхшилиқларни елип кәлгән: —
Yonatan atisi Saulgha Dawutning yaxshi gépini qilip: — Padishah öz xizmetkarigha, yeni Dawutqa yamanliq qilmighay! Chünki u sanga gunah qilmighan; belki uning emelliri özüngge köp yaxshiliqlarni élip kelgen: —
5 у өз җенини алқиниға елип қопуп һелиқи Филистийни өлтүрди вә шуниң билән Пәрвәрдигар пүткүл Исраил үчүн чоң нусрәт бәрди. Шу чағда сән өзүң көрүп хуш болған әмәсму? Әндиликтә немишкә Давутни сәвәпсиз өлтүрүп наһәқ қан төкүп гунакар болмақчи болисән? — деди.
u öz jénini alqinigha élip qopup héliqi Filistiyni öltürdi we shuning bilen Perwerdigar pütkül Israil üchün chong nusret berdi. Shu chaghda sen özüng körüp xush bolghan emesmu? Emdilikte némishqa Dawutni sewebsiz öltürüp naheq qan töküp gunahkar bolmaqchi bolisen? — dédi.
6 Саул Йонатанниң сөзигә кирди. У: — Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, у өлүмгә мәһкүм қилинмайду, деди.
Saul Yonatanning sözige kirdi. U: — Perwerdigarning hayati bilen qesem qilimenki, u ölümge mehkum qilinmaydu, dédi.
7 Андин Йонатан Давутни чақирип, Давутқа болған ишларниң һәммисини дәп бәрди. Андин кейин Йонатан Давутни Саулниң қешиға елип кәлди вә у илгәркидәк униң хизмитидә болди.
Andin Yonatan Dawutni chaqirip, Dawutqa bolghan ishlarning hemmisini dep berdi. Andin kéyin Yonatan Dawutni Saulning qéshigha élip keldi we u ilgirikidek uning xizmitide boldi.
8 Амма йәнә җәң болди; Давут чиқип Филистийләр билән җәң қилип, уларни қаттиқ қирип мәғлуп қилди; улар униң алдидин бәдәр қечисти.
Emma yene jeng boldi; Dawut chiqip Filistiyler bilen jeng qilip, ularni qattiq qirip meghlup qildi; ular uning aldidin beder qéchisti.
9 Әнди Пәрвәрдигар тәрипидин қабаһәтлик бир роһ йәнә Саулни басти. У өз өйидә қолида нәйзисини тутуп олтиратти; Давут болса қоли билән саз челип туратти.
Emdi Perwerdigar teripidin qabahetlik bir roh yene Saulni basti. U öz öyide qolida neyzisini tutup olturatti; Dawut bolsa qoli bilen saz chélip turatti.
10 Саул нәйзә билән Давутни санҗип тамға қадап қоймақчи боливиди, лекин Давут өзини қачурувалди, нәйзә тамға қадилип қалди. Давут шу кечиси қечип қутулди.
Saul neyze bilen Dawutni sanjip tamgha qadap qoymaqchi boliwidi, lékin Dawut özini qachuruwaldi, neyze tamgha qadilip qaldi. Dawut shu kéchisi qéchip qutuldi.
11 Саул бир нәччә чапармәнләрни Давутниң өйигә әвәтип уни пайлап туруп әтиси таң йоруғанда уни өлтүрүшкә маңдурди. Амма Давутниң аяли Миқал униңға: — Әгәр бу кечә җениңни елип қачмисаң, әтә өлтүрүлисән, деди.
Saul birnechche chaparmenlerni Dawutning öyige ewetip uni paylap turup etisi tang yorughanda uni öltürüshke mangdurdi. Emma Dawutning ayali Miqal uninggha: — Eger bu kéche jéningni élip qachmisang, ete öltürülisen, dédi.
12 Шуңа Миқал Давутни пәнҗирдин чүшүрүп қойди. Шундақ қилип у қечип қутулди.
Shunga Miqal Dawutni penjirdin chüshürüp qoydi. Shundaq qilip u qéchip qutuldi.
13 Андин Миқал бир «тәрафим» бутни елип кариватқа ятқузуп, бешиға өшкә жуңидин қилинған бир ястуқни қоюп, әдиял билән йепип қойди.
Andin Miqal bir «terafim» butni élip kariwatqa yatquzup, béshigha öchke yungidin qilin’ghan bir yastuqni qoyup, ediyal bilen yépip qoydi.
14 Саул Давутни тутуш үчүн чапармәнләрни әвәткәндә Миқал: — У ағрип қалди, деди.
Saul Dawutni tutush üchün chaparmenlerni ewetkende Miqal: — U aghrip qaldi, dédi.
15 Саул чапармәнләрни [қайтидин] әвәтип: — Уни кариват билән қошуп елип келиңлар, уни өлтүримән, дәп буйруди.
Saul chaparmenlerni [qaytidin] ewetip: — Uni kariwat bilen qoshup élip kélinglar, uni öltürimen, dep buyrudi.
16 Чапармәнләр киргәндә, мана кариватта бу бут ятатти, бешиға өшкә жуңидин қилинған ястуқ қоюлған еди.
Chaparmenler kirgende, mana kariwatta bu but yatatti, béshigha öchke yungidin qilin’ghan yastuq qoyulghanidi.
17 Саул Миқалға: — Немишкә мени бундақ алдап, дүшминимни қачуруветисән? — деди. Миқал Саулға җавап берип: — У: «Мени қоювәткин; болмиса сени өлтүрүветимән» деди, деди.
Saul Miqalgha: — Némishqa méni bundaq aldap, düshminimni qachuruwétisen? — dédi. Miqal Saulgha jawab bérip: — U: «Méni qoyuwetkin; bolmisa séni öltürüwétimen» dédi, dédi.
18 Давут қечип қутулуп, Рамаһқа Самуилниң қешиға берип, Саулниң униңға қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди. Андин у Самуил билән Найотқа берип олтирақлашти.
Dawut qéchip qutulup, Ramahqa Samuilning qéshigha bérip, Saulning uninggha qilghanlirining hemmisini dep berdi. Andin u Samuil bilen Nayotqa bérip olturaqlashti.
19 Бириси Саулға: — Давут Рамаһдики Найотта бар екән, дәп хәвәр бәрди.
Birsi Saulgha: — Dawut Ramahdiki Nayotta bar iken, dep xewer berdi.
20 Саул Давутни тутуп келишкә чапармәнләрни маңдурди. Амма улар йетип барғанда пәйғәмбәрләрниң бир җамаити бешарәт бериватқанлиғини вә Самуилниңму уларниң арисида туруп уларға назарәтчилик қиливатқанлиғини көрди; шундақ болдики, Худаниң Роһи Саулниң чапармәнлириниң вуҗудиғиму чүшүп, уларму һәм бешарәт беришкә башлиди.
Saul Dawutni tutup kélishke chaparmenlerni mangdurdi. Emma ular yétip barghanda peyghemberlerning bir jamaiti bésharet bériwatqanliqini we Samuilningmu ularning arisida turup ulargha nazaretchilik qiliwatqanliqini kördi; shundaq boldiki, Xudaning Rohi Saulning chaparmenlirining wujudighimu chüshüp, ularmu hem bésharet bérishke bashlidi.
21 Бу хәвәр Саулға ейтилди; у йәнә башқа чапармәнләрни әвәтти, лекин уларму бешарәт беришкә чүшти. Андин Саул үчинчи қетим йәнә чапармәнләрни маңдурди. Уларму һәм бешарәт беришкә чүшти.
Bu xewer Saulgha éytildi; u yene bashqa chaparmenlerni ewetti, lékin ularmu bésharet bérishke chüshti. Andin Saul üchinchi qétim yene chaparmenlerni mangdurdi. Ularmu hem bésharet bérishke chüshti.
22 Андин Саул өзи Рамаһқа берип, Сәқудики чоң қудуққа йетип кәлгәндә, «Самуил билән Давут нәдә?» — дәп сориди. Бириси: — Улар Рамаһдики Найотта бар екән, дәп җавап бәрди.
Andin Saul özi Ramahqa bérip, Sequdiki chong quduqqa yétip kelgende, «Samuil bilen Dawut nede?» — dep soridi. Birsi: — Ular Ramahdiki Nayotta bar iken, dep jawab berdi.
23 Шуңа у Рамаһдики Найотқа йетип кәлди; Худаниң Роһи униң вуҗудиғиму чүшти; шуниң билән уму пиядә меңип Рамаһдики Найотқа барғичә бешарәт берип маңди.
Shunga u Ramahdiki Nayotqa yétip keldi; Xudaning Rohi uning wujudighimu chüshti; shuning bilen umu piyade méngip Ramahdiki Nayotqa barghuche bésharet bérip mangdi.
24 У һәтта кийимлирини селиветип Самуилниң алдида бешарәт бәрди; пүтүн бир кечә вә пүтүн бир күндүз у йәрдә ялаңач ятти. Буниң билән: — «Саулму пәйғәмбәрләрдинму?» дәйдиған гәп пәйда болди.
U hetta kiyimlirini séliwétip Samuilning aldida bésharet berdi; pütün bir kéche we pütün bir kündüz u yerde yalingach yatti. Buning bilen: — «Saulmu peyghemberlerdinmu?» deydighan gep peyda boldi.