< Самуил 1 18 >

1 Давут билән Саулниң сөһбити аяқлашқанда, Йонатанниң көңли Давутниң көңлигә шундақ бағландики, уни өз җенидәк сөйди.
Dawut bilǝn Saulning sɵⱨbiti ayaƣlaxⱪanda, Yonatanning kɵngli Dawutning kɵngligǝ xundaⱪ baƣlandiki, uni ɵz jenidǝk sɵydi.
2 Саул болса у күни уни өз йенида елип қелип, уни атисиниң өйигә қайтқили қоймиди.
Saul bolsa u küni uni ɵz yenida elip ⱪelip, uni atisining ɵyigǝ ⱪaytⱪili ⱪoymidi.
3 Йонатан Давут билән әһдә қилишти; чүнки у уни өз җенидәк сөйәтти.
Yonatan Dawut bilǝn ǝⱨdǝ ⱪilixti; qünki u uni ɵz jenidǝk sɵyǝtti.
4 Йонатан учисидики тонни селип Давутқа бәрди, йәнә җәң кийимлирини, җүмлидин һәтта қиличи, оқяси вә кәмириниму униңға бәрди.
Yonatan uqisidiki tonni selip Dawutⱪa bǝrdi, yǝnǝ jǝng kiyimlirini, jümlidin ⱨǝtta ⱪiliqi, oⱪyasi wǝ kǝmirinimu uningƣa bǝrdi.
5 Саул Давутни нәгила әвәтсә у шу йәргә баратти, шундақла ишларни җайида қилатти. Шуниң үчүн Саул уни ләшкәрләрниң үстигә қойди. Бу иш барлиқ хәлиққә вә һәм Саулниң хизмәткарлириғиму яқти.
Saul Dawutni nǝgila ǝwǝtsǝ u xu yǝrgǝ baratti, xundaⱪla ixlarni jayida ⱪilatti. Xuning üqün Saul uni lǝxkǝrlǝrning üstigǝ ⱪoydi. Bu ix barliⱪ hǝlⱪⱪǝ wǝ ⱨǝm Saulning hizmǝtkarliriƣimu yaⱪti.
6 Давут Филистийни өлтүрүп көпчилик билән янғанда Исраилниң һәммә шәһәрлиридики қиз-аяллар Саулни нахша ейтип уссул ойнап қарши алғили чиқти; улар хушлуқ ичидә дап вә үчтар билән нәғмә челишти.
Dawut Filistiyni ɵltürüp kɵpqilik bilǝn yanƣanda Israilning ⱨǝmmǝ xǝⱨǝrliridiki ⱪiz-ayallar Saulni nahxa eytip ussul oynap ⱪarxi alƣili qiⱪti; ular huxluⱪ iqidǝ dap wǝ üqtar bilǝn nǝƣmǝ qelixti.
7 Қиз-аяллар нәғмә чалғанда: — Саул миңлап өлтүрди, вә Давут он миңлап өлтүрди, дәп оқушатти.
Ⱪiz-ayallar nǝƣmǝ qalƣanda: — Saul minglap ɵltürdi, wǝ Dawut on minglap ɵltürdi, dǝp oⱪuxatti.
8 Буни аңлап Саул наһайити хапа болди; бу сөз униң көңлигә тәгди. У: — Давутқа он миңлап һесапланди, амма маңа пәқәт миңлап һесапланди; әнди падишалиқтин башқа униңға һеч нәрсә кам әмәс, деди.
Buni anglap Saul naⱨayiti hapa boldi; bu sɵz uning kɵngligǝ tǝgdi. U: — Dawutⱪa on minglap ⱨesablandi, ǝmma manga pǝⱪǝt minglap ⱨesablandi; ǝmdi padixaⱨliⱪtin baxⱪa uningƣa ⱨeqnǝrsǝ kǝm ǝmǝs, dedi.
9 Шу күндин тартип Саул Давутни көзләп жүрди.
Xu kündin tartip Saul Dawutni kɵzlǝp yürdi.
10 Әтиси Худа тәрипидин қабаһәтлик бир роһ Саулниң үстигә чүшти вә у өйидә қалаймиқан җөйлигили турди. Әнди Давут башқа вақиттикидәк қоли билән чилтар чалди; Саулниң қолида нәйзә бар еди.
Ətisi Huda tǝripidin ⱪabaⱨǝtlik bir roⱨ Saulning üstigǝ qüxti wǝ u ɵyidǝ ⱪalaymiⱪan jɵyligili turdi. Əmdi Dawut baxⱪa waⱪittikidǝk ⱪoli bilǝn qiltar qaldi; Saulning ⱪolida nǝyzǝ bar idi.
11 Саул: — Давутни тамға нәйзә билән қадиветимән дәп, нәйзини атти; лекин Давут икки қетим өзини далдиға алди.
Saul: — Dawutni tamƣa nǝyzǝ bilǝn ⱪadiwetimǝn dǝp, nǝyzini atti; lekin Dawut ikki ⱪetim ɵzini daldiƣa aldi.
12 Пәрвәрдигарниң Давут биләнла болуп, өзидин жирақлап кәткини үчүн Саул Давуттин қорқатти.
Pǝrwǝrdigarning Dawut bilǝnla bolup, ɵzidin yiraⱪlap kǝtkini üqün Saul Dawuttin ⱪorⱪatti.
13 Шуниң үчүн Саул Давутни өз йенидин айрип, уни ләшкәрләргә миң беши қилип қойди; у ләшкәрләрни елип җәңгә чиқип туратти.
Xuning üqün Saul Dawutni ɵz yenidin ayrip, uni lǝxkǝrlǝrgǝ mingbexi ⱪilip ⱪoydi; u lǝxkǝrlǝrni elip jǝnggǝ qiⱪip turatti.
14 Давут болса һәммә ишларни пәм билән қилатти; чүнки Пәрвәрдигар униң билән биллә еди.
Dawut bolsa ⱨǝmmǝ ixlarni pǝm bilǝn ⱪilatti; qünki Pǝrwǝrdigar uning bilǝn billǝ idi.
15 Саул униң пәмлик екәнлигини көрүп униңдин бәк қорқатти.
Saul uning pǝmlik ikǝnlikini kɵrüp uningdin bǝk ⱪorⱪatti.
16 Амма пүткүл Исраил билән Йәһуда хәлқи Давутни сөйәтти; чүнки у уларни йетәкләп җәңгә чиқатти.
Əmma pütkül Israil bilǝn Yǝⱨuda hǝlⱪi Dawutni sɵyǝtti; qünki u ularni yetǝklǝp jǝnggǝ qiⱪatti.
17 Саул Давутқа: — Мана, чоң қизим Мераб — мән уни саңа хотунлуққа бәргүм бар. Сән пәқәт хизмитимгә җан-пида болуп, Пәрвәрдигарниң җәңлиридә күрәш қилғин, деди. Чүнки Саул ичидә: — У мениң қолум билән әмәс, бәлки Филистийләрниң қоли билән йоқитилсун, дәп хиял қилған еди.
Saul Dawutⱪa: — Mana, qong ⱪizim Merab — mǝn uni sanga hotunluⱪⱪa bǝrgüm bar. Sǝn pǝⱪǝt hizmitimgǝ jan-pida bolup, Pǝrwǝrdigarning jǝngliridǝ kürǝx ⱪilƣin, dedi. Qünki Saul iqidǝ: — U mening ⱪolum bilǝn ǝmǝs, bǝlki Filistiylǝrning ⱪoli bilǝn yoⱪitilsun, dǝp hiyal ⱪilƣanidi.
18 Амма Давут Саулға: — Мән ким едим, мениң атамниң җәмәти Исраил арисида немә еди, мән қандақму падишаниң күйоғли болай? — деди.
Əmma Dawut Saulƣa: — Mǝn kim idim, mening atamning jǝmǝti Israil arisida nemǝ idi, mǝn ⱪandaⱪmu padixaⱨning küy’oƣli bolay? — dedi.
19 Лекин Саулниң қизи Мераб Давутқа берилидиған вақитта, у Мәһолатлиқ Адриәлгә хотунлуққа берилди.
Lekin Saulning ⱪizi Merab Dawutⱪa berilidiƣan waⱪitta, u Mǝⱨolatliⱪ Adriǝlgǝ hotunluⱪⱪa berildi.
20 Амма Саулниң қизи Миқалниң көңли Давутқа чүшкән еди. Башқилар буни Саулға ейтти, бу иштин Саул хуш болди.
Əmma Saulning ⱪizi Miⱪalning kɵngli Dawutⱪa qüxkǝnidi. Baxⱪilar buni Saulƣa eytti, bu ixtin Saul hux boldi.
21 Саул: — Қизимни Давутқа берәй, у униңға бир сиртмақ болуп, Филистийләрниң қолида йоқитилсун, дәп ойлиди. Шуниң билән Саул Давутқа: — Бүгүн иккинчи қетим күйоғлум болисән, деди.
Saul: — Ⱪizimni Dawutⱪa berǝy, u uningƣa bir sirtmaⱪ bolup, Filistiylǝrning ⱪolida yoⱪitilsun, dǝp oylidi. Xuning bilǝn Saul Dawutⱪa: — Bügün ikkinqi ⱪetim küy’oƣlum bolisǝn, dedi.
22 Саул өз ғуламлириға: — Давутқа астиртин: — Мана, падиша сәндин сөйүниду, вә һәммә ғуламлири саңа амрақ. Шуниң үчүн падишаниң күйоғли болғин, дәп ейтиңлар, дәп тапилиди.
Saul ɵz ƣulamliriƣa: — Dawutⱪa astirtin: — Mana, padixaⱨ sǝndin sɵyünidu, wǝ ⱨǝmmǝ ƣulamliri sanga amraⱪ. Xuning üqün padixaⱨning küy’oƣli bolƣin, dǝp eytinglar, dǝp tapilidi.
23 Саулниң ғуламлири бу сөзләрни Давутниң қулиқиға йәткүзди. Лекин Давут: — Нәзириңларда падишаниң күйоғли болуш кичик ишму? Мән болсам бир кәмбәғәл вә әтиварсиз адәммән — деди.
Saulning ƣulamliri bu sɵzlǝrni Dawutning ⱪuliⱪiƣa yǝtküzdi. Lekin Dawut: — Nǝziringlarda padixaⱨning küy’oƣli bolux kiqik ixmu? Mǝn bolsam bir kǝmbǝƣǝl wǝ ǝtiwarsiz adǝmmǝn — dedi.
24 Саулниң ғуламлири Саулға Давутниң дегәнлирини өз әйни йәткүзди.
Saulning ƣulamliri Saulƣa Dawutning degǝnlirini ɵz ǝyni yǝtküzdi.
25 Саул: — Силәр Давутқа: — Падиша саңа башқа тойлуқ алғузмайду, пәқәт падиша дүшмәнлиридин интиқам елиш үчүн йүз Филистийниң хәтнилигинила алиду, дәп ейтиңлар, деди (Саулниң мәхсити болса Давутни Филистийләрниң қолида йоқитиш еди).
Saul: — Silǝr Dawutⱪa: — Padixaⱨ sanga baxⱪa toyluⱪ alƣuzmaydu, pǝⱪǝt padixaⱨ düxmǝnliridin intiⱪam elix üqün yüz Filistiyning hǝtnilikinila alidu, dǝp eytinglar, dedi (Saulning mǝⱪsiti bolsa Dawutni Filistiylǝrning ⱪolida yoⱪitix idi).
26 Ғуламлар бу сөзләрни Давутқа йәткүзди; падишаниң күйоғли болуш Давутқа йеқип қалди. Әнди бекитилгән мөһләт тошмайла,
Ƣulamlar bu sɵzlǝrni Dawutⱪa yǝtküzdi; padixaⱨning küy’oƣli bolux Dawutⱪa yeⱪip ⱪaldi. Əmdi bekitilgǝn mɵⱨlǝt toxmayla,
27 Давут туруп өз адәмлири билән чиқип икки йүз Филистийни өлтүрди. Давут уларниң хәтнилигини кесип елип падишаниң күйоғли болуш үчүн буларниң һәммисини падишаға тапшурди. Саул қизи Миқални униңға хотунлуққа бәрди.
Dawut turup ɵz adǝmliri bilǝn qiⱪip ikki yüz Filistiyni ɵltürdi. Dawut ularning hǝtnilikini kesip elip padixaⱨning küy’oƣli bolux üqün bularning ⱨǝmmisini padixaⱨⱪa tapxurdi. Saul ⱪizi Miⱪalni uningƣa hotunluⱪⱪa bǝrdi.
28 Саул Пәрвәрдигарниң Давут билән биллә екәнлигини вә өз қизи Миқалниң уни сөйидиғанлиғини көрүп
Saul Pǝrwǝrdigarning Dawut bilǝn billǝ ikǝnlikini wǝ ɵz ⱪizi Miⱪalning uni sɵyidiƣanliⱪini kɵrüp
29 Давуттин техиму қорқти. Шуниң билән Саул үзлүксиз Давутқа дүшмән болди.
Dawuttin tehimu ⱪorⱪti. Xuning bilǝn Saul üzlüksiz Dawutⱪa düxmǝn boldi.
30 Филистийләрниң әмирлири дайим соқушқа чиқатти; амма һәр қетим чиқсила Давутниң ишлири Саулниң һәммә хизмәткарлириниңкидин мувәппәқийәтлик болатти; шуниң билән униң нами [халайиқ] тәрипидин толиму һөрмәткә сазавәр болатти.
Filistiylǝrning ǝmirliri daim soⱪuxⱪa qiⱪatti; ǝmma ⱨǝr ⱪetim qiⱪsila Dawutning ixliri Saulning ⱨǝmmǝ hizmǝtkarliriningkidin muwǝppǝⱪiyǝtlik bolatti; xuning bilǝn uning nami [halayiⱪ] tǝripidin tolimu ⱨɵrmǝtkǝ sazawǝr bolatti.

< Самуил 1 18 >